- Йеңилиқлар
- 22 Ақпан, 2013
ЖҮРӘКНИ АСРАШ УСУЛЛИРИ
Күндә бир пиялә көк чай ичип бәрсиңиз, жүрәккә пайдилиқ. Чүнки у қан томурлириниң паалийитини яхшилайду.
Алминиңму жүрәккә пайдиси зор. Униң тәркивидә оксидлинишқа қарши туридиған нурғун мадда болуп, организмдики «әхләтләрни» вақтида тазилап чиқириду.
Күндә чүшлүги йерим саат ухлаш арқилиқ жүрәк ағриғиниң қозғилиш нисбитини 30 пайизға төвәнләткили болиду.
Һәр күни йерим саат аптапқа қахлинишниңму әһмийити зор. Чүнки қуяш нури организмниң мадда алмишиш җәриянини илгири сүрүп, холестеринниң миқдарини төвәнлитиду һәм кальций миқдарини көпәйтиду. Бу җәриян шундақла мейиниң дәм елишиға, роһий җәһәттин сағламлишишқа зәмин яритиду.
Әгәр күнигә 15 минут тәнтәрбийә билән шуғуллансиңиз яки пиядә маңсиңиз жүригиңиз билән өпкиңизниң ихтидари яхшилиниду.
485 рет
көрсетілді0
пікір