• Йеңилиқлар
  • 22 Ақпан, 2013

ХӘЛИҚ ИШӘНЧИСИ ҺӘММИДИН ӘЛА

18-февраль күни Дөләт рәһбири, «Нур Отан» Хәлиқ-демократик партиясиниң Рәиси Нурсултан Назарбаев партия Рәисиниң биринчи орунбасари Бауыржан Байбекни қобул қилди, дәп хәвәрләйду Қазақстан Җумһурийити Президентиниң мәтбуат хизмити. Учришиш давамида Б.Байбек Дөләт рәһбиригә «Қазақстан — 2050» Стратегиясидә ейтилған тапшурмиларниң орунлинишиниң кетип бериши, шундақла партияниң еқимдики иши билән алдимиздики дәвиргә беғишланған вәзипилири тоғрилиқ хәвәрлиди. Партия Рәисиниң биринчи орунбасари Нурсултан Назарбаевни партия шөбилириниң иши билән тонушуш үчүн елимизниң регионлирини арилап чиққанлиғини вә аһали билән өткүзгән учришишлар тоғрилиқ хәвәрдар қилди. У «Нур Отан» регионлардики өз паалийитини күчәйткәнлигини вә бүгүнму партияниң хәлиқ арисида чоң абройға егә екәнлигини атап өтти. Бүгүн «Нур Отан» ХДП тәркивидә 6300дин ошуқ башланғуч партия тәшкилати, 3 миңға йеқин партиявий назарәт пости вә 271 җәмийәтлик қобул қилиш орни бар. Нурсултан Назарбаев Б.Байбекқа елимиз регионлирида пат-пат болушни давамлаштурушни, партияниң барлиқ шөбилириниң иши билән тонушуп чиқишни, шундақла гражданларниң кәйпияти билән немиләргә һаҗәт болуватқанлиғини билишни тапшурди. Дөләт рәһбири җәмийәтниң партиягә, умумән, һакимийәткә болған ишәнчисини техиму ашурушниң әһмийәтлик екәнлигигә диққәт ағдурди. — «Нур Отан» — бу хәлиқ партияси. У аддий адәмләрниң арисида болуши керәк, — дәп атап өтти Дөләт рәһбири. Шуниң билән биллә Нурсултан Назарбаев новәттики қурултайға Доктрина тәйярлаш тоғрилиқ тапшурма бәрди. У «Қазақстан-2050» Стратегиясини әмәлгә ашуридиған, шундақла партияниң ХХІ әсирдики ролини, көзқариши билән орнини тәминләйдиған муһим һөҗҗәт болуши шәрт. Учришиш йәкүни бойичә, «Нур Отан» ХДП Рәиси партия алдида турған вәзипиләрни әмәлгә ашуруш бойичә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

 

 

543 рет

көрсетілді

7

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы