- Елан
- 12 Наурыз, 2013
ЯШ ШАИРЛАР НӘЗӘРИГӘ
Мошу жилниң 30-март күни саат 12.00да Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң қоллап-қувәтлиши билән «Уйғур мәктивини қоллаш» фонди җумһурийәтлик вә шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркәзлири билән һәмкарлиқта Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Байсейит йезисидики И.Тайиров намидики уйғур оттура мәктивидә көрнәклик шаир Абдумеҗит Дөләтовниң хатирисигә беғишланған «Баһар қайтиду» мавзуси астида шеирийәт фестиваль-конкурсини өткүзиду.
Конкурс шәрти бойичә оқуғучилар:
— А.Дөләтовниң иҗадийити бойичә тест соаллириға җавап бериш (Улар конкурс күни тарқитилиду); — А.Дөләтовниң бир шеирини ядқа оқуш; — Өз иҗадидин шеирларни оқуш қатарлиқ үч йөнилиш бойичә күч синишиду. Әсләтмә: оқуғучиларниң бир шеири беваситә А.Дөләтовқа беғишлиниши, қалғанлири «Қазақстан — мениң Вәтиним», «Мениң хәлқим», Вәтән, жут, ата-ана» мавзулириға йезилиши лазим (кам дегәндә 8 — 10 шеирдин). Ғалипларни төвәндики мукапатлар күтиду:1-орун — 50 миң тәңгә;
2-орун — 30 миң тәңгә;
3-орун — 20 миң тәңгә.
Башқа номинацияләр бойичиму баһалиқ соғилар тапшурулиду.Шеирларни 22-мартқичә maarіp.kz, alіk182009@yahoo.com.
электронлуқ почтисиға яки
Алмута шәһиридә Шаирәм Баратоваға
(Тел.: 8-771-400-11-90, 8-702-564-22-90);
Талғир наһийәсидә Абдухалиқ
Махмудовқа (Тел.: 8-777-723-61-50);
Уйғур наһийәсидә Чонҗа йезиси
5-уйғур оттура мәктивигә (Тел.: 2-24-45, 2-30-70);
Панфилов наһийәсидә Яркәнт шәһиридики, Хелил Һәмраев намидики мәктәпкә (Тел.: 5-14-72);
Әмгәкчиқазақ наһийәсидә Байсейит йезисидики Исмайил Тайиров намидики (Тел.: 7-23-27)
мәктәпкә әвәтишкә болиду.
Мақалилар 22-мартқичә қобул қилиниду.
255 рет
көрсетілді0
пікір