• Йеңилиқлар
  • 09 Қаңтар, 2012

Таллавелиш — сиздин, орунлаш — биздин!

Қали Қошқарулы СӘРСЕНБАЙ, «Алматы ақшамы» гезитиниң Баш муһәррири, Президент мукапитиниң лауреати, ҚҖ мәдәнийәт әрбаби, «Құрмет» ордениниң вә «ҚҖ Тәуелсіздігінің 20 жылдығы» медалиниң кавалери. 1959-жилниң 22-март күни Жамбул вилайитиниң Сарысу наһийәсидики Жайылма йезисида туғулған. 1981-жили Қазақ дөләт университетиниң журналистика факультетини тамамлиған. 1981 — 1986-жиллири «Лениншіл жас» (һазирқи «Жас Алаш») гезитида корректор, мухбир, чоң мухбир, 1986 — 1987-жиллири «Өркен — Горизонт» гезитида мәсъул катип, 1988 — 1990-жиллири «Жетісу» гезитида мәсъул катипниң орунбасари, 1990 — 1995-жиллири «Егемен Қазақстан» гезитида мухбир, чоң мухбир, бөлүм башлиғи, 1995 — 1997-жиллири «Парасат» журналида Баш муһәррирниң орунбасари, 1997 — 2005-жиллири «Жас Алаш» гезитида Баш муһәррирниң биринчи орунбасари хизмәтлирини атқурған. 2005-жилниң 23-февралидин башлап «Алматы ақшамы» гезитиниң Баш муһәррири һәм мудири.

№26 сайлам округи бойичә Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң

депутатлиғиға намзат Қали СӘРСЕНБАЙниң

П р о г р а м м и с и

Мән Алатав наһийәсиниң хәлқи үчүн немә иш қилалаймән? 1. Аһалилиқ пунктлардики кочиларни аватлаштурушни қолға алимән. Алмутиниң тәркивий қисмиға айланған мәһәллиләрниң көркини бузуп туридиған көрүнүшләрдин қутулуш керәк. «Нур Отан» партиясиниң Миллий иш-һәрикәтләр планида көздә тутулғинидәк, «Аһалилиқ пунктларни аватлаштуруш, бузулған йолларни әслигә кәлтүрүш» алаһидә диққәт нәзәримиздә болуши шәрт. Наһийә кочилиридиму қалаймиқанчилиқлар йетәрлик, һәтта техи бәзи кочиларға намларму берилмигән. Шуларға елимизниң, шәһиримизниң, наһийәмизниң тәрәққиятиға салмақлиқ һәссә қошқан шәхсләрниң исимлирини бериш керәк. Бу хәлиқниң роһини көтиридиған чариләрниң бири. Шәһәрлик ономастика комиссиясиниң әзаси сүпитидә мошу мәсилини һәл қилишқа барлиқ күч-қувитимни сәрип қилимән. 2. Ана билән балини һимайә қилишқа қаритилған ишларни мукәммәлләштүримән. Бәхитлик балилиқ чағ — адәмниң шәхс сүпитидә шәкиллиниши үчүн интайин әһмийәтлик шәрт. Кәлгүси әвлатни тәрбийиләйдиған аниларға қолайлиқ шараит яритишни Президент Н.Ә. Назарбаевниңму пат-пат тилға алидиғанлиғи мәлум. Шуңлашқа Алатав наһийәсиниң аһалилиқ пунктлирида Ана вә бала мәркизини уюштурушни, шундақла шәһәрлик һакимийәт қобул қилған мәхсус һойлилар программисини мошу наһийәдиму әмәлгә ашурушни қолға алимән. 3. Алатав наһийәсидики аһалилиқ пунктларда Мәдәнийәт өйлириниң ечилишиға күч салимән. Иҗтимаий мәсилиләр чоң әһмийәткә егә, бирақ мәдәнийәт униң сиртида қалмаслиғи керәк. Ач қосақ тойиду, әнди роһий озуқ йоқ җүдигән адәм қандақму өз әслигә келәр? Мәдәнийәт — барлиқ қәдрийәтләрниң, милләт мүҗәзиниң мәңгүлүк асаси. «Нур Отан» партияси паалийитиниң муһим йөнилишлириниң бириму мошу саһа. Мәдәнийәт өйлириниң хизмити һәртәрәплимә кәң болуши шәрт: сәнъәт кәчлирини өткүзидиған зали, китапханиси, спорт зали вә башқиму аһалиниң роһий һаҗитигә ярайдиған нәрсиләр болуши керәк. Кәлгүси Қажымуқанлар, Ғоҗамияровлар, Баяхуновлар, Жақсылықлар, Қонақбаевлар, Розалар мошу наһийәдин йетилип чиқиши керәк. 4. Яшларниң активлиғини ашурушқа тиришимән. Яшлар — елимизниң келәчиги, җәмийитимизниң һәрикәтләндүргүчи күчи. Президент Н.Ә. Назарбаев «Биз интеллектуаллиқ милләткә айлинишимиз керәк» дәп ейтқинидәк, асасий вәзипимиз — аңлиқ әвлатни тәрбийиләш екәнлигини һеч қачан унтумаслиғимиз шәрт. Яшлиримизниң зерәк болуп қелиплишиши үчүн наһийә территориясидә уларниң тәләп-истәклиригә мунасип һәр хил мәнавий чарә-тәдбирләрни уюштуруш тәләп қилиниду. Әгәр бу әмәлгә ашса, улар бош вақтиниму пайдилиқ өткүзиду, өзлириниң немигә қабилийәтлик екәнлигини билишкә мүмкинчилик алиду, Саламәтлиги мустәһкәм, тәшәббускар вә җавапкәрчилиги жуқури гражданлардин болуп йетилиду. 5. Хәлиқ мәтбуат қудритиниң пайдисини көрүши керәк. Әгәр мәсилини очуқ вә ениқ изһар қилишни билсәк, ишни ахирида ахча әмәс, сөз һәл қилиду. Жуқурида ейтилған мәсилиләрниң һәммиси һакимийәт арқилиқ һәл қилиниду. Әнди һакимийәткә шу мәсилиләрниң һәммисини очуқ йәткүзидиған, ишәндүргидәк дәриҗидә ейталайдиған — мениң рәһбәрлигимдики «Алматы ақшамы» гезити. Гезит хелидин бери ейтилмай келиватқан мәсилиләрниң һәммисини шәһәрлик һакимийәткә уттур йәткүзидиған минбәр. Шу минбәрниң қудритидин пайдилиниш керәк. 6. Алатав наһийәсидики барлиқ мәсилиләр диққәт нәзәримиздә болиду. Чүнки, бу — Президентниң өзи алаһидә әһмийәт бериватқан наһийә. «Алматы ақшамы» гезитиму шәһәрниң барлиқ тирикчилигини өз әйни билән көрситишни мәхсәт қилидиған нәшир. Алатав наһийәси қурулған 2008-жилниң яз айлиридин башлап гезит сәһипилиридә у тоғрилиқ 300дин ошуқ мақалә елан қилинди, мәхсус санлар чиқти. Кәлгүсидиму «Алматы ақшамы» мошу наһийәдики барлиқ мәсилиләргә турақлиқ көңүл бөлиду. Пенсионерларға, турмуш шараити начар аилиләргә гезитқа йеникчиликләр билән муштири болушни тәминләймән. Мошу мәсилиләрниң һәммисиниң һәл болушини халисиңиз, САЙЛАМДА МЕНИҢ ҮЧҮН АВАЗ БЕРИҢ!  

Һөрмәтлик сайлиғучилар!

Мән Алмутида нәшир қилинидиған йетәкчи нәширләрниң мәктивидә чиниқтим. Өткүр мақалилирим билән әл ичидики мәсилиләрниң, шәхсий адәмләрниң тәғдирини һәл қилишқа қатнаштим. Елимиз мустәқилликкә егә болғандин бери нурғунлиған изгү ишларға, иҗабий өзгиришләргә қолумдин кәлгичә арилишиватимән. «Алматы ақшамыда» йәттә жилдин бери мудир — баш муһәррир болуп ишләватимән. Хәлиқни ойландуруп жүргән мәсилиләрниң һәммиси гезит сәһипилиридә турақлиқ өз әксини тепиватиду, уларниң бесим көпчилиги иҗабий һәл қилинди. Шуңлашқа сөйүмлүк шәһиримизниң, Алатав наһийәсиниң техи һәл болмиған мәсилилири маңа яхши мәлум. Наһийәдики техи һәл қилинмиған мәсилиләр һакимийәткә келип тақилидиғанлиғи һәммимизгә мәлум. Шуңлашқа бизниң қолимизда һакимийәткә сөзимизни йәткүзидиған васитә бар. У — мәтбуат. Һакимийәткә йеқин йол билән чиқалаймиз. Мәсилиниң теги-тәтини билип йезип, һакимийәтниң диққитини җәлип қилимиз.

Бизниң таллавалған адимимиз — Қали СӘРСЕНБАЙ

Журналист — һәр қачан әлниң ғеми билән яшайдиған, йоқини издәйдиған адәм. Қазақстан мәтбуатида өзигә хас орни бар, сөзи өткүр Қали Сәрсенбайму шундақ шәхс. У — тәҗрибиси мол, билими мукәммәл, муһим мәсилиләрни һәл қилишниң йолини билидиған милләтпәрвәр инсан, җәмийәт әрбаби. Қисқиси, хәлиқиниң һөрмитигә бөләнгән, милләтниң көрнәклик адәмлириниң диққитигә сазавәр болған қәләм саһиби. Биз билидиған Қали Сәрсенбай — шәһәрлик мәслиһәтниң дупутати болушқа наһайити лайиқ бирдин-бир шәхс. Униң сайлиғучиларниң үмүтини ақлайдиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Төрегелди ШАРМАНОВ — академик, тамақлиниш академиясиниң президенти. Асанәли ӘШИМОВ — СССР вә Қазақстанниң хәлиқ артисти, Дөләт мукапитиниң лауреати. Сәбит ОРАЗБАЙ — Қазақстанниң хәлиқ артисти, Дөләт мукапитиниң лауреати. Камал ОРМАНТАЕВ — академик, Дөләт мукапитиниң лауреати. Йолдаш АЗАМАТОВ — «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби. Қонысбай ДҮЙСЕНОВ — «Шаңырақ» микрорайониниң турғуни, җәмийәт әрбаби.  

973 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы