• Дидар ғенимәт
  • 31 Мамыр, 2013

Қериндашлар синипдашлар учришишида тепишти

Қорғас — бепаян җумһурийитимизниң әң шәрқигә җайлашқан кичиккинә йеза. Бирақ «Ипәк йолиниң» бойида икки дөләтни бағлаштуруп турғанлиқтин, нами даңлиқ. Қазақстан өз мустәқиллигигә еришкәндин кейин хәлиқара қатнашниң муһим түгүнигә айлинип, һәрҗәһәттин гүллинип, аватлишип кәтти. Турғунларниң сани болса, һәссиләп көпәйди. Әйнә шуниңға бола, йезидики сәккиз жиллиқ мәктәп оттура мәктәпкә айланди. Мәзкүр билим дәргаһи өткән әсирниң оттузинчи жиллиридин тартип яш өсмүрләргә өз ишигини ачқан еди. Кейинки жилларғичә оқутуш рус вә уйғур тиллирида жүргүзүлгән болса, бүгүнки таңда қазақ һәм рус тиллиқ мәктәп сүпитидә паалийәт елип бериватиду. Йәтмиш жилдин ошуқ тарихқа егә мәктәптин өткән вақит ичидә җәмийәткә мунасип тәрбийиләнгән миңлиған шагиртлар йетилип чиқти. Улар елимизниң җай-җайлирида әмгәк қилип, олтирақлишип қалған болсиму, та һазирғичә алтун уга болған ана мәктиви билән қәдирдан устазлирини унтумиди. Йеқинда Яркәнт шәһиридә болуп өткән учришиштин кейин биз буниңға йәнә бир қетим көз йәткүздуқ. Учришиш шәһәрдики Билал Назим кочисиниң бойидики «Демос» кафесида өтти. Бу йәрдә мәктәпни буниңдин қириқ жил муқәддәм тамамлиғанлар баш қошти. Учришиш адәттикидин башқичә уюштурулғанлиғи биләнму пәриқләнди: шу чағлардики тәрәққият бәлгүлири болған «ГАЗ-69» («Виллис»), «Москвич-408», «ГАЗ-21» («Волга») охшаш автомашиниларға олтарған устазлар сәп түзәп, кафе алдиға йетип кәлди. Бу йәрдә уларни канай-сүнәй, нағриларниң садаси астида шагиртлар нан-туз билән қарши алди. Гүлдәстиләрни тәғдим қилип, әң яхши тиләк-истәклирини билдүрди. Шуниңдин кейин буниңдин қириқ жил илгәрки синип журнали бойичә«оқуғучилар түгәллинип» баяшайәт расланған дәстихан әтрапидин орун алди. Залниң бир булуңидики ихчам көргәзмигә қоюлған грамофон, патефон, парта вә униң үстидики дүгәт, қәләмсап, басма вариғи охшаш оқуш қураллири билән шу чағдики башқиму мәишәт буюмлири учришиш қатнашқучилириниң балилиқ пәйтлирини йәнә бир қетим ядиға салди. Йәнә бир әстә қаларлиқ вақиә шу болдики, бир атидин болған төрт пәрзәнт нәқ мошу учришиш арқилиқ бир-бири билән тепишип, дидарлашти. Улар Реһангүл Аманбаева, Сәвирдин Розиев, Қәмирдин Аманбаев вә Бурһан Селимов болуп, тәғдирниң тәқәзаси түпәйли бир-бирини «йоқитип» қойған екән. Гәрчә, фамилиялири һәрхил болсиму, бир атидин дунияға кәлгәчкә, улар қериндашларчә көрүшти. Устазлар Тамара һаҗим Абдурахманова, Нина Даниленко, Сәвирдин Розиев, Сейитқали Бейсенбеков, Нурбанум Ахмоллаева, Ибраим Балғамбеков, Маһирә Садиқова өзлиригә көрситиливатқан мошундақ һөрмәт-еһтирам үчүн сәмимий миннәтдарлиғини изһар қилди. Шундақла узун жиллар давамида мәзкүр мәктәпниң мудири болуп ишлигән, пешқәдәм педагог, мәрһум Бурһан Җамақовниң рәпиқиси Санийәм һәдә билән қизи Реһангүлму учришиш иштиракчилириға чәксиз рәхмитини ейтип, уларниң иш-паалийитигә утуқ тилиди. Учришишта Сейитҗан Әмәтов рәһбәрлигидики «Шатлиқ» хәлиқ ансамблиниң коллективи билән Билал Назим намидики вә Қорғас оттура мәктәплири сәнъәтчилири өз һүнәрлирини намайиш қилди. Әстә қаларлиқ дәриҗидә тәсирлик өткән мәзкүр дидарлишишқа сахавәтлик тиҗарәтчи, мәдәнийитимизниң җанкөйәри Қурванҗан Тимуров асасий тәшәббускар болупла қалмастин, униңға баштин-аяқ һамийлиқ қилди. Нурәхмәт ӘХМӘТОВ. Яркәнт шәһири.

657 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы