• Йеңилиқлар
  • 14 Маусым, 2013

Һули мәккәм

Бийил Алмута шәһиридики Горный Гигант мәһәллисидә уйғур жутиниң бәрпа қилинғиниға 60 жил толди. Раст, горныйгигантлиқлар бу сәнәни техи рәсмий атап өткини йоқ. Амма уларни тәбрикләватқанлар, һәтта соғилирини һәдийә қиливатқанларму бар. Мәсилән, исмини аташни халимиған бир тиҗарәтчи уларға соға сүпитидә мечит үчүн йеңи бена селип бәрди. Бу күнләрдә жутниң жигитбеши Абдурешит Мәхсүтовниң янфони бир минутму җим турмайду. Сәвәви телефон арқилиқ тәбрикләватқанларму наһайити көп.  Уларниң һәммиси дегидәкла, худди келишивалғандәкла «Силәрниң жут наһайити өм, илаһим, тил тәгмисун», дегән сөзләрни қошуп қойиду. Бу һәқиқәтәнму шундақ. Биз, гезит хадимлири, горныйгигантлиқ уйғурлар һәққидә һәрқачан  пәқәт яхши гәпләрни аңлаймиз. Гезитимизға муштири топлиғандиму, улар биринчиләрдин болуп йезилиду. Шәһәрдә уйғурлар баш қошқан бирәр муюм болуп қалса, «қазан бешида» йәнә шу горныйгигантлиқларни учритимиз. Өткәндә «Мундақ паалийәтчанлиқниң сири немидә?»,— дәп соридим жутниң жигитбеши Абдурешит Мәхсүтовтин. У көп ойланмастинла «Жутимизниң һули мәккәм», дәп җавап бәрди. Униң бу җававиниң тәпсилатини узақ вақит Горный Гиганттики уйғур җамаәтчилигини башқурған Җамалдин ака Қәмирдиновтин уқтуқ. — 1953-жили йезилиқ кеңәшниң рәиси болған Анайәт исимлиқ адәм жуттики Сулайман, Абдурахман, Аюп, Яқуп қатарлиқ кишиләрниң бешини қошуп, он аилидин тәркип тапқан уйғур жутини бәрпа қилған екән, —деди жут мөтивәри. — Булар хошаллиқниму, қайғуниму тәң бөлүшүшкә адәтлинипту. Һәтта «Таң нури» намлиқ ансамбль тәшкил қилип, той-төкүнләрни қиздураттекән. Қисқиси, жутдашлиримизниң шу вақитларда шәһәрдә һөрмити наһайити үстүн болған. Биз әйнә шу чоңлиримиз сизип бәргән йол билән маңдуқ. Шу вақиттики атиларниң бирдин-бир армини — у мәзкүр мәһәллидә уйғур мәктивини ечиш болған. «Урпи-адәт вә башқиму миллий әнъәнилиримизни пәқәт өз ана тилини мукәммәл билгән адәмла сақлап қалалайду», дегән чүшәнчидә едикән улар. Жут асасчилириниң бу арминини әмәлгә ашуруш үчүн горныйгигантлиқлар хелә жүгәрди. Ахири 1989-жили мәзкүр мәһәллидики рус мәктивиниң йенида уйғур синипи ечилип, көплигән жигит-қизлар ана тилида билим елиш имканийитигә егә болди. Өткән әсирниң 90-жиллири Алмутида биринчиләрдин болуп, горныйгигантлиқлар мечит салди. Бу ишни жут активистлири Зәйнавдун һаҗим Босақов, Җамалдин Қәмирдинов, Әхмәтҗан Разиев, Ғуламдун һаҗим Сабиров қолға елип, уларни пүткүл жутдашлири қоллап-қувәтлиди. Мечитниң қәд көтириши үчүн һәрким қолидин келишичә ярдәм қилди. Шу түпәйли у аз вақитниң ичидила пайдилинишқа берилип, горныйгигантлиқларниң өмлүгигә нисбәтән таша жуттикиләрниң һәвәсини қозғиди. Жутта жигирмә жил имам болған Зәйнавдун һаҗимниң исмини барлиқ қазақстанлиқ уйғурлар пәхирлиниш илкидә тилға алиду. Өз вақтида у көплигән диний китаплар билән биллә язғучи һәм тарихчи Турғун Алмасниң «Уйғурлар» намлиқ китавини өз һесавиға уйғур вә рус тилида нәшир қилғузуп, уйғурларға һәқсиз тарқатқан. Зәйнавдун һаҗим әйнә шу вә башқиму алий инсаний пәзиләтлири түпәйли көпчиликкә тонулған милләтпәрвәр инсанларниң бири. 1994-жили Горный Гигантта йезилиқ  Уйғур мәдәнийәт мәркизи қурулуп, алаһидә паалийәтчанлиғи билән көзгә чүшти. Униңға һәрхил жилларда Қасим Насиров, Җамал Тайиров, Абдувәли Сәбитов,  Бәхтияр Мусаев, Сәбит һаҗим Йүсүпов рәһбәрлик қилип, миллий қәдрийәтлиримизни сақлаш йолида тилға аларлиқ ишларни әмәлгә ашурди. Уйғурларға аит һәрқандақ тәшкилатни ханим-қизларсиз тәсәввур қилиш тәс. Һәқиқәтәнму уларсиз иш пүтмәйду. Бу җәһәттин гәп қозғиғанда, мәһәллидики ханим-қизларни җәмийәтлик ишларға җәлип қилишқа көп күч чиқарған Турсунай һаҗим Семәтова билән Разийәм Һашимованиң исмини атап өткән орунлуқ. Көпчилик Горный Гигантни «зиялилар жути» дейишиду. Язғучилар  Йүсүп Илияс, Һүсәйин Һәсән, ата-бала рәссамлар Зәйнидин, Шөһрәт вә Руслан Йүсүповлар, Абдукерим Иса, медицина саһасиниң хадими Аблеким Насиров, атақлиқ спортчилар Туйғун Насиров билән Җалал Җамалов вә журналистлар Рустәм Йүсүпов билән Садиқҗан Йүсүповниң исмини жутдашлири алаһидә һөрмәт билән тилға алиду. Горный Гигантта бириниң ишини бири давамлаштурған үч жигитбеши жутдашлириниң хизмитидә болди. Зунун Тохтахунов, Җамалдин Қәмирдинов вә Абдурешит Мәхсүтов шу җүмлидиндур . Уларниң һәр бириниң өз алдиға из-тамғиси бар. Йеши тохсәнгә тақап қалған Җамалдин атимиз 35 жил жигитбеши бопту. У өз вәзиписини ада қилип болғандин кейин, йәнә он жил мечитта мәзин болди. Ундақ кишиләрни жутниң хизмити үчүн яралған десәк, ашуруп ейтқанлиқ әмәс. Әйнә шу адәмниң тәлимини алған Абдурешит Мәхсүтов шәһәрдила әмәс, бәлки җумһурийитимиздики тәҗрибилик жигитбашлириниң бири. Шуңлашқа буниңдин бир нәччә жил авал җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенида Жигитбашлири кеңиши тәшкил қилинғанда, көпчилик бир еғиздин уни кеңәшниң рәиси қилип сайлиди. Җәмийәтлик ишлардики паалийәтчанлиғи билән көзгә чүшкән у өткән жили Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзалиғиға қобул қилинди. Һазир Абдурешит Мәхсүтов җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари сүпитидә қазақстанлиқ уйғурларниң иҗтимаий-мәдәний тәрәққиятиға салмақлиқ һәссисини қошуп кәлмәктә. — Һазир жутта қанчә уйғур аилиси бар? — соридим Абдурешит акидин сөһбәт ара. У мундақ дәп җавап бәрди: — Хәвириңлар болса, буниңдин бирнәччә жил илгири мәһәллимиздики айрим участкилар һөкүмәт мәнпийити үчүн сетивелинип, көплигән қериндашлиримиз,  хаталашмисам, 70 — 80 аилә башқа жутларға көчүп кәтти. Һазир жутта үч йүздин ошуқ уйғур аилиси яшайду. Ейтмақчи, көчүп кәткән қериндашлиримиз билән мунасивитимиз мошу кәмгичә үзүлгини йоқ. Той-төкүн, нәзир-чирақларда бешимиз қошулуп қалиду. Улар бизни пат-пат кинәйдиғанлиғини йошурмайду.      Һазир мәһәллимиздә кичик вә оттура тиҗарәт яхши йолға қоюлған. Жутта кафе билән ресторан көп. Демәк, жутдашлиримниң турмуш-тирикчилиги яман әмәс. Илаһим, буниңдин кейинму шундақ болидиғанлиғиға ишәнчим камил. Чүнки бизниң жутниң һули дәсләптила мәккәм селинған. Бәхтишат СОПИЕВ. СҮРӘТЛӘРДӘ: 1.   Бир топ жут мөтивәрлири. 2. Йеңи мечит бенаси. 3. Һәрқандақ ишни мәслиһәтлишип һәл қилған әла: Җамалдин һаҗим  Қәмирдинов (солдин оңға), Абдурешит Мәхсүтов, Сабит һаҗим Йүсүпов.

1532 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы