• Йеңилиқлар
  • 05 Шілде, 2013

Муһим мәсилиләр қаралди

Йеқинда Яркәнт шәһиридики «Саз» кафесида наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң новәттики жиғини болуп, униңға тәвәдә паалийәт елип бериватқан тиҗарәтчиләр билән жут активистлири қатнашти. Күн тәртивидики мәсилә бойичә мәркәз рәиси Дилшат Насиров сөзгә чиқти. — Бизниң паалийәт даиримизни кәң қанат яйдуруп, ишимизни техиму җанландурушимиз үчүн мәркәзниң илгәрки бенаси орниға йеңи бена селиш қарар қилинған еди — дәп сөзини башлиди рәис. Бу иш қолға елинип, қурулуши башлиниведи. Әпсуски, пүтмәстин тохтап қалдидә, һәқиқий «сақаллиқ қурулушқа» айланди. Униң үстигә, бу бенаниң шәһәрни қақ йерип өтидиған «Ипәк йоли» бойида узун вақиттин бери чала петичә җүлмәрәп туруши бизниң һәр қайсимиз үчүн хиҗаләтчиликтин башқа гәп әмәс. Мана мошу һәқтә силәр билән мәслиһәтлишип, ишни көпчилик болуп қолға елишни мувапиқ көрдуқ. Шуниңдин кейин Дилшат Насиров аилиси намидин 5 миң долларни мәхсус тәшкилләнгән комиссиягә тапшурди. Шуни миннәтдарлиқ һәм қанаәтлиниш билән ейтиш керәкки, жиғин қатнашқучилири бу башланмини йәкдиллиқ билән қоллап-қувәтләп, бу хәйирлик ишқа өз һәссилирини қошти. Нәтиҗидә дәсләпки баш қошуштила барлиғи болуп 8 миллион тәңгидин ошуқ пул топланди. Шундақ қилип, бенаниң қурулушини бийил ноябрь ейиғичә тамамлаш қарар қилинди. Әгәр жиғинға яркәнтлик тиҗарәтчиләрниң һәммиси толуқ қатнишалмиғанлиғини вә жирақ-йеқин йәрләрдә паалийәт елип бериватқан жутдашларниң аз әмәс екәнлигини әскә алидиған болсақ, бу қарарниң әмәлиятқа уйғунлуғиға ишәнчә һасил қилишқа болиду. Аридин икки күн өтүп, мошу кафеда жигитбашлири билән жут мөтивәрлири баш қошти. Униңда мәркәз ишиға һәмминиң бирдәк үн қошуп, мәслиһәтләшкән һалда паалийәт жүргүзүш лазимлиғи тәкитләнди. Мәркәз рәисиниң бу хусуста оттуриға қойған пикир-тәклиплири бир еғиздин мақулланди. Шуниң билән биллә тәшкилий мәсилиләр қарилип, көпчиликниң муһакимисигә қоюлди. Мәркәз рәисиниң орунбасарлири болуп Абдусалам Әлиев билән Асийәм Сайитова сайланди. Әнди мәркәз йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәислигигә Әғзәм Мәрүпов, униң орунбасарлиғиға Аблеким Искәндәров, наһийәниң баш жигитбеши болуп Сейит Вәлиев, Яркәнт шәһириниң баш жигитбашлири болуп Нурмәһәммәт Абдуллаев, Ташполат Сәмәтов вә Азат Искәндәров сайланди.                                              Нурәхмәт ӘХМӘТОВ. Панфилов наһийәси.

421 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы