• Йеңилиқлар
  • 05 Шілде, 2013

Нағра садаси астидики достлуқ мәйрими

Ахирқи вақитларда наһийәлик, шәһәрлик мәдәнийәт күнлирини өткүзүш әнъәнигә айланмақта. Мәзкүр чарә-тәдбирләр шуниң билән әһмийәтликки, бу күни һәрхил ишләпчиқириш саһалирида қол йәткүзүлгән утуқлар намайиш қилинипла қалмай, һәрхил милләтләрниң достлуғини ипадиләйдиған көрүнүшләр уюштурулуп, уларниң қол һүнәрвәнчилиги, тәсвирий сәнъити, нахша-уссуллири, қисқиси, мәдәнийәт саһасида еришкән муваппәқийәтлири кәң аммиға тонуштурулиду. Бу қетимму шундақ болди. Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Көктөбе округиға қарашлиқ тағ бағридики әҗайип мәнзирилик чимәнзарлиққа орунлаштурулған һәрхил һәҗимдики чедирлар билән кигиз өйләр жирақтинла көз тартиду. Бу йәрдә бүгүн үч наһийә — Әмгәкчиқазақ, Уйғур вә Райымбек наһийәлириниң мәдәнийәт күнлири өтмәкчи. Тәнтәнә өткүзүлидиған мәйдан худди йәрмәңкә уюштурулған базарни әслитәтти. Миллий кийимләрни кийгән қазақ, уйғур, рус, түрк вә башқиму милләт вәкиллири бәәйни чимәнзарлиқта ечилған яңза-яңза гүлләргә охшатти. Мана күткән пәйтму кәлди. Саат тили он биргә тақиғанда үч наһийәниң һакимлири вә башқиму рәсмий шәхсләрниң һәмралиғида вилайәт һакими Аңсар Мусаханов қәдәм тәшрип қилди. Мәдәнийәт күнлириниң ечилиш тәнтәнисидә сөз алған вилайәт һакими Аңсар Мусаханов Алмута вилайитиниң бүгүнки ихтисадий, мәдәний һаяти, әмәлгә ашурулуватқан ишлар һәққидә әтраплиқ тохталди. Шуниңдин кейин минбәргә көтирилгән меһманлар «Қазақ газеттері» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң Баш мудири — Муһәррирләр кеңишиниң рәиси Жумабек Кенжалин, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси, язғучи Жомарт Игиман, «Қазақ әдәбиеті» гезитиниң баш муһәррири Жумабай Шаштайулы вә башқилар мошундақ мәдәний чарә-тәдбирләрниң әһмийитини алаһидә қәйт қилишти. Өз новитидә сөз алған Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Бинәли Ысқақ, Райымбек наһийәсиниң һакими Қыдыркелди Медеуов, Уйғур наһийәсиниң һакими Көйүмчан Өмәров мәдәнийәт күнигә беғишланған докладлирини оқуди. Шуниңдин кейин меһманлар қатар тизилған йеза егилиги мәһсулатлири, қол-һүнәрвәнчилик буюмлири, санаәт вә ишләпчиқириш саһалирида қол йәткән утуқлардин дерәк беридиған нәмуниләр билән тонушуп чиқти. Шундақла Миллий мәдәнийәт мәркәзлири тәрипидин уюштурулған чарә-тәдбирләрни көздин кәчүрди. Сүнәй-нағра садаси астида уссулға чүшти. Болупму Раһат вә «Йеңишәр» йезилиридин кәлгән жигит-қизлар, Ават йезисидин кәлгән мойсәпит адәмләр өзлириниң миллий кийимлири билән мәйрәм һөснигә һөсүн қошти десәк, хаталашмаймиз. Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Арселин Зульяров, униң орунбасари Айнисәм Вайдинова, регионниң баш жигитбеши Турсунмәһәмәт Абдусемәтов вә башқиму жигитбашлирида тиним йоқ. Уйғурниң миллий саз-әсваплири вә миллий таамлар бир пүтүн сәнъәт комплексини әслитиду. Вилайәт һакими мәзкүр «өйни» зиярәт қилғандин кейин жиғилғанларниң һәммиси дегидәк мошу йәргә топланғанлиғини, миллий таамлиримизға иҗабий баһа бәргәнлигини мәмнунийәт билән тәкитләш керәк. Қисқиси, һәрхил милләт вәкиллириниң достлуғини, инақлиғини, мәдәнийитини ипадилигән бу мәйрәм наһайити көңүллүк өтти. Ахирида чоң концерт программиси көрситилип, ғалип чиққанлар мукапатланди. Мәһәмәтҗан ҺАПИЗОВ. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

454 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы