• Йеңилиқлар
  • 16 Қаңтар, 2012

Алмута сайламға тәйяр

Алмута 2012-жилниң 15-январиға бәлгүләнгән Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлиси вә шәһәрлик мәслиһәт депутатлириниң сайлимини өткүзүшкә тәйяр. Бу тоғрилиқ Алмута шәһири территориялик сайлам комиссиясиниң рәиси Бақытжан Доспанов елан қилди. Алмута — сайлиғучиларниң сани бойичә җумһурийәттики әң чоң шәһәр. Бу йәрдә аваз бериш һоқуқиға егә 960 миң турғун яшайду. Алмутида 37 округта 472 сайлам участкиси бар. Бақытжан Доспановниң тәкитлишичә, һәр бир сайлам участкиси аваз бериш үчүн зөрүр болған барлиқ нәрсиләр — бюллетень салидиған ящикләр, йошурун аваз бериш кабинилири, байқиғучилар, ишәшлик вәкилләр, аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири вә сайлам комиссиялириниң әзалири үчүн бәлгүләнгән җайлар билән җабдулди. Униңдин ташқири, участкиға келәлмәйдиған сайлиғучиларниң аваз бериши үчүн көчмә ящикләрму ишләйду. Бүгүнки күнгә қәдәр Алмута шәһири бойичә мәслиһәт депутатлиғиға 90 намзат ройхәткә елинди. Шөһрәт МӘСИМОВ.

786 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы