• Йеңилиқлар
  • 23 Қаңтар, 2012

Меһманларға һөрмәт билдүрди

Йеқинда Павлодар шәһиридики «Янтарь» кафесида  (мудири Әхмәтҗан Авутов) мәзкүр тәвә уйғурлири билән Шинҗаң-Уйғур Автоном Районидин кәлгән спортчилар арисида учришиш болуп өтти. Павлодар вилайәтлик спорт департаментиниң һәм вилайәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң мәхсус тәкливи билән бу диярға қәдәм тәшрип қилған қериндашлиримиз павлодарлиқ уйғурларниң дәстихинидин дәм тартти. ШУАРлиқ спортчилар бу сәпири давамида Павлодарда бокс бойичә Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән мәшиқләндүргүчиси Рафаэль Вахидовниң мукапити үчүн өткүзүлгән хәлиқ ара турнирға қатнашти. Мошу йәрдә уларниң қазақстанлиқ, россиялик, әзәрбәйҗанлиқ, өзбәкстанлиқ, қирғизстанлиқ спортчилар билән болған йәкму-йәкләрдә жуқури маһарәт көрситип, бир алтун, икки күмүч вә икки бронза медалини утувалғанлиғини алаһидә тәкитләп өтүш орунлуқтур. Зияпәт давамида сөзгә чиққан Павлодар вилайәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Арсен Турдиев, «Темір жол-су — Павлодар» җавапкәрлиги чәкләнгән ширкитиниң мудири Мәһәммәтҗан Һошурбақиев, мемар Абитҗан Исламбақиев, тиҗарәтчи Юнус Һосманов вә башқилар меһманлар намиға иллиқ ләвзлирини билдүрүп, ШУАРлиқ делегация рәһбири, баш мәшиқләндүргүчи Әкрәм Һосманға чапан кийгүзсә, спортчиларға хатирә соғиларни тапшурди. Өз новитидә Әкрәм Һосман һөзүрханлиғи үчүн павлодарлиқ уйғурларға сәмимий миннәтдарлиғини изһар қилип, уларниң ишлириға муваппәқийәтләр тилиди. Ершат ӘСМӘТОВ.

757 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы