• Йеңилиқлар
  • 23 Қаңтар, 2012

Сайлам байқиғучилар нәзәридә

Владимир Пехтин, Россия Дөләт Думисиниң депутати, «Единая Россия» фракцияси рәисиниң орунбасари: — Қазақстанға Россиядин байқиғучи сүпитидә 200гә йеқин адәм кәлди. Уларниң 40и Демократик институтлар вә инсан һоқуқи бюроси/ЕБҺТ делегациясиниң тәркивигә кирди. Умумән тәкитләймәнки, Астанадики вә бизниң җай-җайлардики вәкиллиримизниң хәвәрлишичә, җумһурийәтниң башқа регионлиридики сайлам җәрияни хатирҗәм вә течлиқ шараитта өтти. Мениң пикримчә, Қазақстан Президенти Конституциялик кеңәшниң Жаңаөзендә сайламниң өткүзүлүшини мәнъий қилиш тоғрилиқ қарариға вето қоюп, тоғра қарар қобул қилған. Казимира Прунскене, Литваниң сабиқ премьер-министри, Литва Хәлиқ партиясиниң рәиси: — Мән Қазақстанда бир нәччә қетим болған, бирақ Парламент сайлимиға дәсләпки қетим хәлиқ ара байқиғучи сүпитидә кәлдим. Мән йәттә участкида болдум вә сайламниң хатирҗәм өткәнлигини тәкитлигүм келиду. Тәнқидий пикирлирим йоқ. Башқа мәмликәтләрдин кәлгән байқиғучилар биләнму учраштим, улар билән пикир елиштуқ. Қазақстанда қануний дәриҗидә дәсләпки қетим көп партиялик парламентниң вуҗутқа кәлтүрүлүватқанлиғини алқишлаймән. Мәмликитиңларда демократия күчкә егә болуватиду. Александр Торшин, МДҺ Парламентлар ара ассамблеяси байқиғучилириниң рәһбири: — Мәмликәт сайламға яхши тәйярланған. Барлиқ сайлам участкилири зөрүр җабдуқлар билән тәминләнгән. Бизниң байқиғучилиримизниң пикричә, һәммә җайда участкилар өз вақтида ечилди. Парламент сайлими үчүн сайлиғучиларниң активлиғи йетәрлик дәриҗидә жуқури. Ричард Вайтс, Хадсон институти һәрбий-сәясий тәһлил мәркизиниң мудири, АҚШ: — Жаңаөзендики сайлам участкилириниң техника җәһәттин тәйярлиғи наһайити жуқури дәриҗидә болди. Сайлам вақтида биз сайлам комиссиялириниң қандақ ишлигәнлигини көрдуқ. Бу биздә наһайити яхши тәсират қалдурди. Пүткүл җәриян яхши дәриҗидә уюштурулған. Сайлам җәриянида мән һеч қандақ хилаплиқларни байқимидим. Көплигән жаңаөзенликләрниң түрлүк партияләрни яқлап аваз бәргәнлиги хошал қилиду. Улар сайламға җиддий яндашти вә Жаңаөзенниң проблемилиқ мәсилилирини һесапқа елип, күн тәртивини шәкилләндүридиған йеңи Парламентқа үмүт қиливатиду. Эльза Пападимитриу, Европа Кеңиши Парламент ассамблеяси делегациясиниң рәһбири: — Қазақстанда биз җошқун җәриянни байқаватимиз. Җумһурийәт — чапсан тәрәққий етиватқан демократияниң ярқин мисали. Демократияни тәрәққий әткүзүштики қәтъий қәдәмләр һәр қачан алқишлиниду, әгәр улар әмәлгә ашурулса, техиму яхши. Җумһурийәттә сайлам жуқури дәриҗидә уюштурулған, дәп һесаплаймән. Очуқ ейталаймәнки, электораллиқ активлиқ, һәтта мениң мәмликитимдикидинму жуқури. Мән адәмләрниң аилилири билән сайлам участкилириға кәлгәнлигини көрдүм вә бу наһайити хошал қилиду. Астана қурулушиниң сүръитидин тәсирләндим. Мениң дадам ейтқандәк, улуқ адәмләр улуқ өйләрни, улуқ шәһәрләрни вә улуқ демократияләрни вуҗутқа кәлтүриду. Силәрниң мәмликитиңлар маңа наһайити яқиду. Энрико Пианетта, Италия Парламентиниң депутати: — Бизниң делегация үч сайлам участкисида болди вә бизниң пикримизчә, сайлам очуқ шараитта һәм хилаплиқларсиз өтти. Шуниң билән бир вақитта биз айрим сайлиғучиларниң, асасән, чоң әвлат вәкиллириниң, кабинилардин очуқ бюллетеньлар билән чиқиватқанлиғини байқидуқ. Мундақ әһвалда йошурун аваз бериш җәрияни бузулиду, биздә, Италиядә аваз бериш җәрияни — мәхпий иш-һәрикәт. Бирақ тәкитләш керәкки, силәрдә мундақ әһваллар аз учрашти. Шуниң билән бир вақитта Қазақстан җәмийәтни демократияләштүрүш йөнилишидә чоң қәдәм ташлиди, дәп һесаплаймиз. Владимир Гаркун, МДҺ байқиғучилири миссиясиниң рәһбири: — Бизниң байқиғучилиримиз җиддий хилаплиқларни байқимиди. Биз сайлам кампаниясини наһайити хатирҗәм, ишчанлиқ шараитта өтти дәп һесаплаймиз. Мәркизий сайлам комиссиясидин тартип, барлиқ дәриҗиләрдики сайлам комиссиялири кәспий җәһәттин наһайити саватлиқ ишлиди. Бизниң миссияниң байқиғучилири 1800дин ошуқ сайлам участкисида болди. Умумән, сайлам биздә иҗабий тәсират қалдурди.

782 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы