• Премьера
  • 08 Ақпан, 2018

Сәһнидә — «Тәғдир қисмити»

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази»/ Өткән һәптидә Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялиқ Уйғур музыкилиқ-комедия театрида язғучи Дүрнәм Мәшүрованиң «Тәғдир қисмити» мелодраммисиниң премьериси болуп өтти. «Құрмет» ордениниң саһиби, режиссер Муһит Һезимов тәрипидин сәһниләштүрүлгән мәзкүр драминиң сюжети яшинип қалғанда пәрзәнтлиригә керәксиз болуп, қерилар өйидин пана тапқан аниларниң дәрт-пәрияди асасида қурулуп, униңда бир аилиниң тәғдирини, ата-ана билән балилар арисидики мурәккәп мунасивәтни ечип беришкә тиришқан. Тәкитләш керәкки, спектакльни бир көрүпла, униңға баһа бериш қийин мәсилә. Шуңлашқа буни мутәхәссисләрниң әнчисигә қалдуруп, өзимизниң тамашибин сүпитидә алған тәсиратимизни ейтип өтмәкчимиз. Мәзкүр әсәрни йезишта муәллип, биринчи новәттә, ата-аниға болған меһир-муһәббәт һис-туйғусини яш әвлатқа йәткүзүшни мәхсәт қилған болса керәк дәп ойлаймиз вә бу ойини қерилар өйидин пана тапқан төрт аниниң ечинишлиқ тәғдири арқилиқ әмәлгә ашурған. Спектакльниң иккинчи қисми биринчисигә нисбәтән бирқәдәр утуқлуқ чиққан. Өйниң түврүги болған ата — Нурвәгниң кәйпә-ишрәткә берилип, балилирини ташлап өйдин кетиши, атисини райидин қайтурушқа тиришқан оғли Әзизниң паҗиәлик өлүми вә дәрт-әләмгә чидимай, қаңғир қахшап қалған ғәмгүзар ана — Алийәмниң үч қизиға керәксиз болуп, қерилар өйидин пана тепиши һәм шу йәрдин бақи дунияға сәпәр чекиши тамашибинни ойландуруп, келәчәк әвлатта ата-аниға болған меһир-муһәббәт һис-туйғусини ойғитишқа чақириду. Мошу йәрдә шуниму ейтип өтүш лазимки, мелодрамини сәһниләштүргән режиссер асасий тоқунушни уйғур аяли — Алийәмниң аилисидә йүз бериватқан көрүнүшләрдин башлап, уни қерилар өйидә учрашқан аниларниң тәғдири билән бағлаштурғинида, әсәрниң тәсир күчини техиму ашурған болар еди. Ундақ дейишимизниң сәвәви, спектакльниң биринчи қисмида әсәрниң баш қәһриманлириниң һәддидин зиядә һекайә услубиға берилип кетиши, бир вақиәдин иккинчисигә өтүшниң үзвий әмәслиги, чечилаңғулиғи тамашибинларниң пьеса мәзмунини бирдин чүшинивелишини қийинлаштуруп қойғанлиғини байқидуқ. Әнди спектакльниң иккинчи қисмида вақиәликләр хелила муқумлашқан болуп, һәрбир қәһриманниң әсәрдә өзигә хас орни бар екәнлиги көзгә челиқиду. Бу җәһәттин Р.Мәхпирова (Асылхан), Т.Аблизова (Полина), Р.Бәхтибаева (Алийәм), Р.Әлиева (Хафизә), Г.Насирова (Едәнжуйғучи), Т.Һезимов (Мөмүн), А.Ушамов (Нурвәг), З.Нәсирдинова (Арзигүл Хамитовна), Я.Ярмуһәммәтов (Әзиз), Җ.Әмәтова (Дохтур) кәби актерларниң исимлирини алаһидә тилға елишқа әрзийду. Уларниң өзлири яратқан қәһриманлар обризини ечип бериш йолида көп әмгәк қилғанлиғи байқилиду. Җәмләп ейтсақ, әслидә «тәғдир» вә «қисмәт» мәнадаш сөзләр болғанлиқтин («Уйғур тили синонимлириниң луғити», Алмута, 1997-жил), әсәр мавзуси тоғрилиқ йәнә бир қетим ойлинип беқиш керәклиги һәққидә пикир билдүрмәкчимиз.

542 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы