• Йеңилиқлар
  • 30 Қаңтар, 2012

Хусусий секторға тапшурулди

Мәлумки, бийилдин башлап автомашиниларни техникилиқ тәкшүрүштин өткүзүшни хусусий сектор әмәлгә ашуридиған болди. Техникилиқ тәкшүрүштин өткүзүшниң йеңи тәртиви дуниявий тәҗрибигә асасланди. Шундақ болсиму, униңдин өтүш қәрәли вә тәкшүрүштин өтидиған автомобильларға қоюлидиған асасий тәләпләр өзгәрмиди. Тәкшүрүш 40 йөнилиш бойичә жүргүзүлиду. Бирақ асасән автомобильниң теҗәш, башқуруш системилириға, йорутуш васитилиригә вә әтрап муһитқа тарқилидиған зиянлиқ газларниң миқдар-дәриҗисигә алаһидә диққәт ағдурулиду. Мошу җәриянларниң һәммиси автоматлаштурулған стендларда жүргүзүлиду. Бу адәм факториниң тәсирисиз транспортни тәкшүрүш нәтиҗилирини диагностикилиқ картиға чүшириш имканийитини бериду. Автотранспорт васитисини фото вә видеоға чүшириш йеңи системиниң алаһидилиги болуп һесаплиниду, йәни автотранспорт васитисиниң «қатнишисиз» униң егисигә гуванамә берилмәйду. Башқиму бир қатар йеңилиқлар киргүзүлмәктә. Мәсилән, тәләп қилинидиған һөҗҗәтләр сани сәккиздин үчкичә қисқириди. Булар — транспортниң ройхәткә елинғанлиғи тоғрилиқ гуванамә (техпаспорт), транспорт васитисигә селиқ төләнгәнлигини тәстиқләйдиған һөҗҗәт вә ғәмсизләндүрүш полиси. Алаһидә тәкитләш керәкки, автомобильниң қәйәрдә ройхәткә елинғанлиғидин қәтъий нәзәр, һәр қандақ мәркәздин техникилиқ тәкшүрүштин өтүшкә болиду. Бирақ тәкшүрүштин бәлгүләнгән қәрәлдин кечиктүрмәстин өтүш керәк. Әйнә шуниңға бағлиқ һазир техникилиқ тәкшүрүштин өткүзүш мәркәзлирини ечиш бойичә чариләр көрүлүватиду. Мәсилән, бүгүнки күнгә қәдәр техникилиқ тәкшүрүштин өткүзүшкә җумһурийәт бойичә әллик мәркәзгә рухсәт берилди. Йеқинқи вақитта йәнә 41 мәркәзниң ечилиши күтүлүватиду. Автомобиль егилирини техникилиқ тәкшүрүштин өткүзүш җәрияниниң қанчигә тохтайдиғанлиғиниң қизиқтуридиғанлиғи тәбиий. Һазирчә техникилиқ тәкшүрүштин өткүзүш җумһурийәт бойичә оттура һесапта йеник автомобильлар үчүн 1800 — 3000, жүк машинилири үчүн 5000 тәңгигә тохтаватиду. Йошурушниң һаҗити йоқки, биз һәр қандақ йеңилиқни дәрһал қобул қилишқа адәтләнмигән. Шуңлашқиму һазир көплигән автомобиль егилириниң йеңи тәртипкә болған шикайитиниму аңлап жүримиз. Биз хаталишайли, бирақ уларниң бесим көпчилиги илгири мундақ җәрияндин тонуш-билишлириниң ярдими арқилиқ, машинисини көрсәтмәйла өтүватқанлар болса керәк. Әслидә, қанун-тәртипкә әмәл қилидиған һәр қандақ аңлиқ адәм мундақ йеңилиққа хошал болуши керәк, дәп ойлаймиз.

Шөһрәт МӘСИМОВ.

 

799 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы