• Йеңилиқлар
  • 06 Ақпан, 2012

Вақит беғәмликни көтәрмәйду

27-январь күни Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң рәислигидә Һөкүмәт әзалири, һакимлар, мәркизий дөләтлик органлар, «Нур Отан» ХДПниң вә «Самруқ-Қазына» МПФниң рәһбәрлири қатнашқан кәңәйтилгән мәҗлис болуп өтти. Кәңәйтилгән мәҗлистә сөзлигән сөзидә Президент Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә Һөкүмәтниң алдиға бир қатар ениқ вәзипиләрни қойғанлиғини атап өтти. Униңда иҗтимаий мәсилиләргә асасий орун берилгән. — Ихтисатни толуқ тәрәққий әткүзмәй, иҗтимаий йеңилиниш мүмкин әмәс. Мәктүптә бәлгүләнгән вәзипиләрни орунлаш — йеңиланған Һөкүмәт тәркиви билән барлиқ дәриҗидики һакимлар паалийитиниң муһим мәсилиси, — деди өз сөзидә Дөләт рәһбири. — Һөкүмәткә биринчи вице-премьер С.Ахметов, бир йеңи вице-премьер тайинланди. Йеңи Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги қурулди. Алтә министрлик билән агентлиқни йеңи рәһбәрләр башқуридиған болди. Төрт вилайәткә йеңи һакимлар тайинланди. Бир қатар йеңи рәһбәрләр регионлардин кәлди. Бу өз новитидә мәркизий вә йәрлик һакимийәт органлириниң өз ара иш-һәрикитини тилға аларлиқ дәриҗидә яхшилайду. Униңдин кейин Дөләт рәһбири боһранниң иккинчи долқуни йеқинлап қалғанлиғини ейтип, Һөкүмәткә тегишлик чариләрни бәлгүләп, дуниядики әһвалға мониторинг ясиған һалда һәртәрәплимә тәйярлиқ ишлирини көрүш һаҗәтлигини атап көрсәтти. — Өткән жиллири Һөкүмәт боһранлиқ әһвалларни ойдикидәк һәл қилди, алдики вақиттиму мошундақ нәтиҗидарлиқ ишларни давамлаштуруш керәк, — деди Дөләт рәһбири. — Бүгүн мән силәрниң диққитиңларни ениқ тапшурмиларға җәлип қилғум келиду. Пәқәт утуқларнила әмәс, шуниң билән биллә, проблемиларниму ейтиш керәк. Биринчи — боһранға қарши туруш үчүн макроихтисадий әһвални вә ихтисатниң тәрәққиятини сақлашни тәминләш һаҗәт. Ахча-несийә сәяситигә кәлсәк, сиртқи әһваллар бизниң сода шериклиримизниң валютилирини аҗизлаштуруши мүмкин, — дәп давам қилди сөзини Президент. — Миллий банк вә Һөкүмәт мундақ әһвални һәртәрәплимә назарәт қилип, бизниң экспортчилиримизниң мәһсулатлири билән риқабәткә чүшүши үчүн малийә саһасини боһранға тәйярлаш һаҗәт. Кәлгүси һәптидә маңа Һөкүмәт вә Миллий банк умумий банк системиси бойичә вә ениқ банклар бойичә қандақ нәтиҗидарлиқ чариләрни көрүш һаҗәтлигини доклад қилиши керәк. Малийә министрлиги барлиқ бюджет чиқимлирини һәртәрәплимә тәһлилдин өткүзүп, ихтисадий тәрәққиятни вә турғунларни иш билән тәминлимәйдиған чиқимларни ениқлиши шәрт. Биринчидин, чиқимни көп тәләп қилидиған, бирақ әмәлиятта һеч қандақ пайда бәрмәйдиған чарә-тәдбирләрни өткүзүш чиқимлирини қисқартиш керәк. Ихтисат сәлла яхшилинишқа йүзлиниведи, һәр хил тәвәллудлар билән әһмийити йоқ конференцияләр, хәлиқ ара кеңәшмиләр көпийип кәтти. Һазирниң өзидила министрликләр билән һакимларниң планида мошундақ үч миңдин ошуқ чарә-тәдбир бәлгүләнгән. Буни тохтитиш керәк! Һазир ундақ вақит әмәс. Униңдин кейин Дөләт рәһбири Малийә министрлигигә боһранға қарши программиларни һесапқа елип, барлиқ чиқимларни нәтиҗидарлиқ пайдилиниш тоғрилиқ тапшуруқ бәрди. Шуниң билән биллә, Дөләт рәһбири селиқ мәсилисини яхшилашни тилға алди. — Пәқәт 2010-жили жиғилмиған селиқ миқдари 2009-жил билән селиштурғанда икки һәссә өсти, әнди 2011-жили у 224 миллиард тәңгигә йәтти, — деди Президент. — Өткән жили сахта карханилар сани 35 пайизға көпийип, бир миңдин ешип кәтти (24.01.2012дики әһвал бойичә — 1081). Бәзи бир дөләтлик органлар беғәм болуп кәтти. Селиқ вә бажхана органлири өзлириниң әхбарат системисидики аналитикилиқ мәсилиләрни күчәйтиши шәрт. Дөләт рәһбири мәмликәтниң сетивелиш системисини йәнә қайта қарап чиқиш һаҗәтлигини атап көрсәтти. — Бүгүн дөләтлик органлар һеч қандақ конкурс өткүзмәй, өзлиригә беқинидиған карханилардин бир нәччә һәссә қиммәт баһаға товарлар билән хизмәт түрлирини сетивалидиған болди, — деди Президент. — Әгәр дөләтлик органлар сетивалидиған товарлар билән хизмәт түрлириниң баһасини пәқәт 20 пайизға әрзәнлитишни тәминләйдиған болса, 500 миллиард тәңгигә йеқин мәбләғни ихтисат қилишқа болатти. Шуңлашқа товарлар билән хизмәт түрлириниң баһаси тоғрилиқ толуқ әхбаратлиқ системиси бар дөләтлик сетивелиш бойичә оператор қуруш мәсилисини ойлаштуруш керәк. Бу мәсилиләрни бәлгүләшни вице-премьер К.Келимбетовқа, Малийә, шундақла ихтисадий тәрәққият вә сода министрликлириниң рәһбәрлири Б.Жәмишев билән Б.Сағынтаевқа тапшуримән, — деди Президент. Андин Дөләт рәһбири инфляция вә тариф мәсилилирини тилға алди. Бу йәрдә озуқ-түлүк баһалириниң вә тарифларниң асассиз қиммәтлишишигә йол қоймаслиқ Һөкүмәтниң, Миллий банкниң вә һакимларниң әң муһим вәзиписи екәнлигини атап көрсәтти. Шундақла у инвестиция җәлип қилиш мәсилисиниң муһимлиғиға тохтилип, Һөкүмәткә биринчи йерим жиллиқта Инвестиция җәлип қилиш бойичә миллий чарә-тәдбирләр планини ишләп чиқишни тапшурди. — Бәзи айрим мисаллар болмиса, һакимлар регионларда инвестиция җәлип қилиш мәсилиси билән шуғулланмайду, — деди Президент. — Қарағанда вилайитидә йеза егилигиниң еһтияҗи үчүн самолетларни ясаш иши башланди. Җамбул билән Павлодар вилайәтлиридә санаәт тәрәққий етиватиду. Пәқәт саһаларда яки регионларда новәттики индустриал лайиһини пайдилинишқа беришкила қанаәт һасил қилиш җавапкәрсизлик болуп һесаплиниду. Йеңи кархана өзидин өзи тәрәққий әтмәйду. Ениқ фактларни алайлуқ. Мениң тапшурмам бойичә «Миттал-Стилл» өзиниң ишләп чиқиришини мукәммәлләштүрди вә 2010-жили Қазақстанниң ғәрбидә труба заводини ишқа қошти. Униң мәһсулатлирини хәлиқ ара базар еливатиду, бирақта бизниң миллий ширкәтлиримиз уни сетивалмайду. Бу саһада Ө.Шөкеев тәртип орнитиши керәк. Мошу йәрдә Дөләт рәһбири «Қармет» комбинати салған сортлуқ прокат заводиниң, әндила селиниватқан рельс заводиниң, Ақмола вилайитидики «КамАЗ-инжиниринг» транспорт қураштуруш заводиниң мәһсулатлирини елимизниң миллий ширкәтлири билән дөләтлик секторлири сетивелиши лазим екәнлигини атап көрсәтти. — Ишни рәғбәтләндүрүш үчүн, йеңи иш орунлирини ечиш үчүн өзимизниң машинилиримизни сетивелишимиз керәк. Ғәрбий Қазақстанда йеник автомашинилар чиқирилиду. Әнди бизниң әмәлдарлар чәт әлниң машинилирини сетивалиду. Улар немишкә бизниң машинилиримиз билән маңмайду? Әгәр биринчи новәттә өзимиз пайдиланмайдиған болсақ, немишкә биз индустрияни тәрәққий әткүзүватимиз. Қостанай заводи УАЗ машинисини чиқириду. Йези егилигиниң барлиқ қурулмилири мошу машиниларни сетивелиши керәк, — деди Президент. Дөләт рәһбири Җамбул вилайитидә ферроеритма вә химиялик мәһсулатларни ишләп чиқиришни үч һәссә ашуруш мүмкинчилиги бар екәнлигини ейтип, вилайәт һакимини мошу мәсилә бойичә иш елип беришқа чақирди. Униңдин кейин Дөләт рәһбири регионларни тәрәққий әткүзүшниң тәхмин җәдвилидә ишләп чиқиришниң бирини бири қайтилишиға йол бәрмәсликни тапшурди. Барлиқ вилайәтләрдә охшаш цемент заводларни селишниң қанчилик әһмийити бар. Бу мәсилиләрни кичик шәһәрләрни тәрәққий әткүзүш бойичә программиларда алаһидә әскә алған һаҗәт. — 2011-жили йеник санаәт вә фармацевтика саһалирини тәрәққий әткүзүштә сәлла өсүш байқалди. Фармацевтика хелила тәрәққий етиватса, биз йеник санаәтни индустрия сүпитидә тамамән унтидуқ, — деди Дөләт рәһбири. Мәбләғ салдуқ, ихтисадий зона қурдуқ, заводларни салдуқ, әнди башқа йәрләрдә бу немишкә тәрәққий әтмәйду? Терә қайта ишләнмәйду, жуң қайта ишләнмәйду. Һөкүмәттикиләрниң биридә болсиму немишкә шундақ екәнлиги тоғрилиқ ениқ тәһлили барму?  Ихтисадий тәрәққият вә сода министрлиги бу мәсилини һәл қилиду дәп ишинимән. Өз сөзидә Президент Индустрияләштүрүш хәритисигә кәң тохталди. — Индустрияләштүрүш хәритисидики барлиқ ишқа қошулған лайиһиләрниң 60 пайизға йеқини аграрлиқ секторниң вә қурулуш индустриясиниң әнчисигә тәң. Мана, бизниң «рапортлиқ» докладлиримизниң нәтиҗиси, — деди Президент. — 31 чоң лайиһиниң ичидә пәқәт 5 лайиһә тәйяр мәһсулат чиқириш биләнла мунасивәтлик. Бу — Индустрияләштүрүш хәритиси бойичә умумий инвестиция миқдариниң 90 пайизи. 11 лайиһә төвән дәриҗидә мәһсулат чиқириду дәп күтүлмәктә. Йол йоюлған хаталиқлар ениқ билинип туриду. Әмәлгә ашурулуватқан 220 лайиһә бойичә инвестицияниң 80 пайизи нефть-газ вә кан-металлургия саһасиға, инфрақурулумға нишан қилинған. Премьер-Министр К.Мәсимовқа, биринчи вице-премьер С.Ахметовқа, индустрия вә йеңи технология министрлигигә вә «Самруқ-Қазына» акционерлиқ җәмийитигә һәртәрәплимә тәһлил ясашни вә бу лайиһиләрниң һәр бириниң қазақстанлиқ ихтисатни җанландурушқа қанчилик мувапиқ келидиғанлиғи тоғрилиқ ениқ көрүнүшни ениқлашни тапшуримән, — деди Президент. Дөләт рәһбири Бир пүтүн ихтисадий кәңликни қуруш вә келәчәктә Дуниявий сода тәшкилатиға кириш мәсилиси елимизниң ихтисадий тәрәққиятиға күчлүк тәсир қилидиғанлиғини һәр бир рәһбәрниң чүшиниши керәклигини әскәртти. — Биринчидин, — деди Президент, — қазақстанлиқ үлүшни тәрәққий әткүзүш тоғрилиқ ишниң әһмийәтлигини бир нәччә һәссә ашуруш керәк. Бу йәрдә риқабәткә қабил мәһсулат ишләп чиқиришқа алаһидә әһмийәт берилиши һаҗәт. Иккинчидин, регионларниң индустриялик-инновациялик тәрәққияттики  ролини ашуруш лазим. Риқабәтчилик күришидә асасий салмақ регионларға чүшиду. Шуңлашқа бирлишиш һаҗәт. Мүмкин Ғәрбий Қазақстан вилайити Павлодар вилайити билән бирлишип, Омск вилайити билән риқабәтлишиш керәкту. Башқа вилайәтләрму мошундақ қилиши керәк. Өз ара риқабәткә чүшмәй, хошна регионлар билән риқабәтлишиш керәк. Мән бу тоғрилиқ һакимларға бир нәччә қетим ейттим. Шуңлашқа индустрияләштүрүш келәчәктә вилайәтләргә авуштурулидиған болиду. Униңға вилайәт һакимлири тәйярму? Мана, һәр бир вилайәтниң һакими өзигә мошу соални қоюши керәк. Индустрияләштүрүш, инвестиция мәсилилири билән һакимниң мәхсус бир орунбасари шуғуллиниши һаҗәт дәп һесаплаймән. У инглиз тилини өзләштүргән вә бу мәсилиләрни яхши билидиған «Болашақ» программиси учумкарлириниң қатаридин,  Индустрия министрлиги тәрипидин әвәтилиши керәк. У Ихтисадий тәрәққият вә сода, Индустрия вә йеңи технологияләр министрликлири билән мустәһкәм мунасивәттә ишләйдиған болиду. Президент Мәмурийитигә бир айлиқ қәрәл ичидә мошу мәсилә бойичә тәклип беришни тапшуримән. Мошуниңға мунасивәтлик Президент барлиқ регионларниң һакимлириға мундақ вәзипиләрни жүклиди: — Биринчидин, регионлуқ тәрәққиятниң вә риқабәтчиликниң бесим йөнилишлирини ениқлаш керәк. Иккинчидин, йәрлик лайиһиләрниң иҗтимаий программиларға вә Һөкүмәтниң башқиму программилириға толуқ мунасивәтлик болушини тәминләш һаҗәт. Үчинчидин, Һөкүмәт билән бирлишип, ички миллий йөнилиштә, шуниң билән биллә, регионлар ара кооперацияни күчәйтиш бойичә чариләрни бәлгүләш керәк. Бу мәсилини тәйярлашни вице-премьер Қ.Келимбетовқа, ихтисадий тәрәққият вә сода министри Б.Сағынтаевқа вә Миллий банк рәһбири Г.Марченкоға тапшуримән. Әнди боһранға қарши биринчи новәтлик чариләр тоғрилиқ.Йәрлик һакимийәтни, шуниң билән биллә, миллий ширкәтләрни қошқанда һәр бир дөләтлик орган әнъәнивий боһранлиқ сценарийларға дәрһал көңүл бөлүш чарилирини бәлгүлиши керәк. Әгәр әһвал еғирлишип кетидиған болса, ташқи амилларға тайинип, ақлинишниң қобул қилинмайдиғанлиғини әскәртимән. Һәр бир вилайәтниң Һөкүмәт билән бирлишип, алдин-ала келишилгән плани болуши керәк. Кәңәйтилгән мәҗлистә сөзлигән сөзидә Дөләт рәһбири йеза егилиги мәсилисигә һәртәрәплимә тохталди. — Әтиязлиқ етиз-ериқ ишлириға һәртәрәплимә тәйярлиниш вә уни ойдикидәк өткүзүш алаһидә әһмийәтлик, — деди Президент. — Биз чарвичилиқни тәрәққий әткүзүшни қолға алған болсақ, ундақта биз йәм-чөп зираәтлири, май чиқиридиған  зираәтләр, көктат мәһсулатлирини йетиштүрүшниму тәрәққий әткүзүшимиз керәк. Буниңға һазирниң өзидила көңүл бөлүш тәләп қилиниду. Бизниң етизлиқлиримизниң мүмкинчиликлирини, уларниң мәһсулдарлиғини ашурушимиз һаҗәт. — Пүткүл дунияда йеза егилиги ишләп чиқириши униң қайта ишләш саһаси билән мустәһкәм мунасивәттә ишләйду. Қазақстанда мундақ қурулум техи қелиплашмиди. Бу — биздики әнъәнивий, тарихий камчилиқ, — дәп тәкитлиди Президент. Ахирқи үч жилда сүт вә гөш йөнилишидики фермиларниң қурулушиға, мал бодаш мәйданлирини, қуш фабрикилирини, парниклар билән көктат сақлаш амбарлирини селишқа наһайити нурғун мәбләғ сәрип қилинди. «Биз бирақ өзимизниң алдимизға қойған мәхсәтлиримизгә йәттуқму?» дәп гуманлиқ соал қойған Президент Һөкүмәткә, һакимлар билән «КазАгро» холдингиға уларни тегишлик дәриҗигә йәткүзүшни вә мәһсулат йетиштүрүшни алаһидә назарәт қилишни тапшурди. Йеза егилиги министрлигигә ветеринарияни хәлиқ ара стандартлар дәриҗисигә көтириш тоғрилиқ тегишлик чариләрни қобул қилиш тапшурулған еди. Буниңсиз сүпәтлик гөшни экспорт қилиш мүмкин әмәс. 2012-жилниң бешида өткән жили планланған 126 ветеринариялик лабораторияниң бари-йоқи 27си селинған. Мошуниңға бағлиқ Президент Йеза егилиги министрлигиниң ишини тәнқит астиға елип, бу лабораторияләрни селиш билән ишқа қошушни чапсанлитишни тапшурди. Йәрни өз мәхситидә пайдилиниш тоғрилиқ чариләр комплексини қобул қилиш һаҗәт. Чүнки бу тиҗарәтни тәрәққий әткүзүшниң қошумчә мүмкинчилигини тәминләйду. Президент мошуниңға мунасивәтлик һакимлар турушлуқ өй селишқа яки йеза егилиги ишлирини елип беришқа йәр участкилирини бөлгини билән, уларни кимләрниң еливатқанлиғини, йәр участкилириниң қандақ қаидә билән бөлүнүп бериливатқанлиғини назарәт қилмайдиғанлиғини, шуңлашқиму йәрдин тоғра пайдилинилмайватқанлиғини атап көрсәтти. Бүгүнки күндә Қазақстанда 7 миллион гектарға йеқин йеза егилиги йери ишқа қошулмайватиду. Буниң йеримидин көпирәги Ақмола, Павлодар вә Қостанай вилайәтлиригә тәәллуқ. Мошуниңға мунасивәтлик Йәр ресурслирини башқуруш агентлиғиниң йеңи рәһбәрлигигә Йеза егилиги министрлиги вә вилайәт һакимлири билән бирлишип, мәзкүр мәсилини һәл қилиш тоғрилиқ тапшуруқ бәрди. — Турушлуқ өй-коммунал егилиги саһасидиму камчилиқлар бар. Иссиқлиқ бериш мәвсүмини проблемисиз жүргүзидиған әһвалға һелиғичә қол йәткүзәлмәйватимиз. Ундақ болмиса, бийилқи қишта Өскәмәндә, Көкшетав билән Семейдә проблема болмиған болар еди. Турушлуқ өй-коммунал егилигини йеңилаш программисини әмәлгә ашуруш ишиғиму хәлиқтин нурғунлиған әризиләр чүшиватиду. Бу йәрдә дөләтлик органларниң җавапкәрлиги тоғра ениқланмиған. Пәтир егиси турушлуқ өйни башқуруш үлгисигә ениқ қатнишип, бу программиниң нәтиҗидарлиғини ениқ сезиши лазим. Турушлуқ өй қурулуши программиси бойичә булту 138 миң квадрат метр иҗаригә берилидиған турушлуқ өй селиш бәлгүләнгән еди. Униң пәқәт 100 миң квадрат метрила пайдилинишқа берилди. Буниң алдидики турушлуқ өй программисида бәлгүләнгән объектларниң барлиғи техи селинип болғини йоқ. Әнди болса, йеңи программини елан қиливатимиз. Әгәр мошундақла ишләйдиған болсақ, у вақитта ахчини немә үчүн бөлүватимиз? — дәп сориди Президент. Дөләт рәһбири боһранға қарши программини әмәлгә ашурған вақитта барлиқ һакимларниң яхши ишлигәнлигини, «Йол хәритисиниң» барлиқ Қазақстан бойичә қанат яйғанлиғини атап көрсәтти. Әнди һазир мошу иш асқап қалди. Пай һесавидики қурулушниңму бир қатар объектлири мәбләғ бөлүнсиму, техичә пүтмәйватқанлиғини, бөлүнгән йәр участкилириниң өзләштүрүлмәйватқанлиғини, йәр участкилирини бөлүш тоғрилиқ әмәлияттики қаидә турушлуқ өй салғучиларниң мәбләғ мүмкинчилигини әскә алмайдиғанлиғини ейтқан Президент мундақ әһвалда у йәрләрни қайтидин еливелип, қурулуш ишлирини жүргүзәләйдиғанларға тапшурулуши керәклигини әскәртти. — Қалдуқларни қайта ишләп ярамлиқ қилиш, қалдуқларни бөлүп жиғиш системисини җарий қилиш мәсилисиму алаһидә әһмийәтлик. Алмутида қалдуқларни қайта ишләш заводи селинған еди. У һазир бирла сәвәп билән, атап ейтқанда, қалдуқларни бөлүп жиғиш системиси ишқа қошулмиғанлиқтин ишлимәйватиду. Әгәр әйнәк, картон, пластмасса бөләк-бөләк жиғилидиған болса, завод уни қайта ишлигән болар еди. Алмутида таам қалдуқлири 30 — 40 пайизни тәшкил қилиду. Чәт әлләрдә улардин метан ишләп чиқирип, уни һәр хил һаҗәтликләргә пайдилиниду. Бизму мошундақ ишләп үгинишимиз керәк, — деди Президент. Премьер-Министрниң биринчи орунбасари Серик Ахметовқа турушлуқ өй-коммунал егилиги саһасидики барлиқ мәсилиләрни һәл қилишни шәхсән өз назаритигә елишни тапшурди.  Пәвқуладдә әһваллар министрлиги билән һакимларға қарниң баһарда ериши билән ташқин су ховупиниң алдини елишни тапшурди. Шундақла Президент ихтисатниң тәрәққий етиши монополиялик сәясәт арқилиқму чәклинип келиватқанлиғини, уни рәтләйдиған агентлиқниң барлиқ иши регионлардики монополистлар үчүн тарифниң өсүшини бәкитиш биләнла чәклинип кәлгәнлигини, истималчилар һоқуқини һимайә қилиш ишиниң нәтиҗисиз қалғанлиғини ейтип, мәзкүр агентлиқниң йеңи рәисигә тарифлиқ сәясәтни қелиплаштурушни очуқ жүргүзүш тоғрилиқ чарә қоллинишни тапшурди. — Мәктүптә иҗтимаий саһа бойичә барлиқ әһмийәтлик мәсилиләр ейтилған. Бирақ һөкүмәт һәл қилиши лазим болған системилиқ проблемилар йоқ әмәс, — деди Дөләт рәһбири. — Биринчидин, саламәтликни сақлаш объектлирини селиш мәсилисини ениқлаш керәк. Алдинқи жиллири «100 мәктәп, 100 ағриқхана» программисида бәлгүләнгән 103 саламәтликни сақлаш объектиниң пәқәт 58ила селинди. 2011-жилқи Мәктүптә қошумчә 350 ағриқхана билән шипахана селиш тоғрилиқ тапшуруқ берилди. Бирақ улардин пәқәт йәттә объектниң чиқимлирила қоллап-қувәтләнди. Немишкә шундақ болуватиду? Президент мошуниңға бағлиқ шәхсән Премьер-Министрниң өзигә мәзкүр әһвалниң теги-тәтигә йетишни тапшурди. — Хәлиқни дора-дәрмәк билән, болупму, еғир кесәлликләргә һаҗәт дора-дәрмәкләр билән тәминләш ишидиму камчилиқлар бар. Мәсилән, В вә С гепатити билән ағрийдиғанларға, онкологиялик кесәлликләргә һаҗәтлик дориларни йәткүзүш бойичә шәртнамилар кечиктүрүлүп түзүлди. Мәбләғ вақтида бөлүнгини билән, уларни өз вақтида алалмидуқ, — дегән Президент Иш билән тәминләш — 2020 программиси кадрларға болған ениқ еһтияҗни толуқ әскә алмиған һалда жүргүзүлүп келиватқанлиғини ейтти. Бу йәрдә Билим вә пән министрлиги қандақ кадрларға муһтаҗлиқниң барлиғини ениқлап, мошуниңға мувапиқ мутәхәссисләрни тәйярлаш бойичә оқуш орунлириға тегишлик буйрутмиларни бериши һаҗәт. Чүнки, иш орунлири гастарбайтерларни тәминләш үчүн әмәс, қазақстанлиқлар үчүн ечиливатиду. Һөкүмәт миграция қанунлириға, ейтилған әһвалларни әскә алған һалда, тегишлик өзгиришләрни киргүзүши шәрт. Хәлиқни пүткүл мәмликәт территориясигә нәтиҗидарлиқ орунлишишқа интилдуруш системисини җарий қилиш, «Нұрлы көш» программисини түп-асасидин қайта қараштуруш һаҗәт. Президент бу мәсилиләрниң һәл болушини Премьер-Министрниң орунбасари Ербол Орынбаевқа жүклиди. Вәзипиләрниң йәнә бир топи дөләтлик башқурушниң нәтиҗидарлиғини ашурушқа мунасивәтлик. Мошу йәрдә Президент өзиниң мәркизий дәриҗидә дөләтлик башқурушни мукәммәлләштүрүш тоғрилиқ тегишлик Пәрман чиқарғанлиғини, биздә һәр жили дөләтлик аппаратта қисқартишлар жүргүзүлидиғанлиғини, бирақ дөләтлик қурулумда ишләйдиғанларниң сани чапсанла өз қелипиға келипла қалмай, бәлки техиму өсидиғанлиғини тәнқит астиға алди. Мошуниңға мунасивәтлик Президент Һөкүмәткә дөләт карханилириниң санини қисқартип, холдинглар билән миллий ширкәтләр қурулумини оптималлаштуруш, бу мәсилиниң өз йешимини тапқанлиғини 1-апрельғичә шәхсән өзигә хәвәрлиши лазим екәнлигини жүклиди. Мошу йәрдә Президент Һөкүмәткә өзиниң бәргән тапшуруқлирини орунлаш әнди министрликләр билән идариләргә жүклинидиғанлиғини, шундақ қилип бир тапшуруқтин онлиған тапшуруқларниң пәйда болидиғанлиғиға диққәт ағдурди. 2011-жили 15 миң тапшуруқниң 80 пайизини Һөкүмәт билән Премьер-Министрниң Идариси бәргән. Идарә башқуруш оргиниға яки хәт елишиш оргиниға айлинип кәткән. — Биздә дөләтлик планлашниң йеңи системиси җарий қилинған. Нәтиҗидә һесават бериш һөҗҗәтлириниң сани 6 һәссә өскән. Һазир, ениқлап ейтқанда 30 миңдин ошуқ һесават тәләп қилинмақта, — деди Президент. Ейтилған әһвалға мунасивәтлик Президент Мәмурийитигә мошу мәсилини чоңқур тәкшүрүп, артуқ усулларниң һәммисини қисқартиш тоғрилиқ тапшуруқ бәрди. — Биринчидин, бу йәрдә һәммини Һөкүмәт Идарисигә жүклимәй, Премьер-Министр орунбасарлириниң җавапкәрлигини, уларниң министрлар вә һакимлар билән иш-һәрикәт мунасивәтлирини ашуруш керәк. Иккинчидин, Президент Мәмурийити Һөкүмәт билән бирлишип әһвални тәһлил қилип, дөләтлик хизмәт кәштисини қелиплаштурушни 1-майғичә әмәлгә ашуридиған болсун. Үчинчидин, 1-мартқичә министрликләр, идариләр билән һакимийәтләрниң қурулуми тоғрилиқ йеңи қаидини бәкитип, андин икки ай ичидә уларни оптималлаштуруш ишлирини жүргүзүш һаҗәт. Төртинчидин, 15-апрельғичә миллий холдингларни, ширкәтләр билән дөләтлик мәһкимиләрни оптималлаштуруш тоғрилиқ тәклип тәйярлансун, — дәп ейтқан Президент йеңи башқуруш технологиялирини йениклитип тәйярлашни Премьер-Министрниң орунбасари Ербол Орынбаевқа жүклиди. Андин Президент тиҗарәткә мәмурий тосалғулуқларни қисқартиш мәсилилиригә тохталди. Бу йәрдиму диққәт бөлидиған әһваллар бар. Мошу вақитқичә моҗут болған 1015 рухсәт бериш һөҗҗәтлирини 30 пайизға қисқартиш тоғрилиқ келишимгә кәлгәндин кейин уларниң 700гә йеқинила қелиши керәк еди. Шундақ болсиму 2011-жилниң ахиридики тәкшүрүш җәриянида уларниң сани 1137ни тәшкил қилғанлиғи ениқланди. Мошундақ әһвални тәнқит астиға алған Президент буниң өзи һәйран қалидиған әһвал екәнлигини атап көрсәтти. Дөләт аппаратини қисқартиватимиз, бирақ әмәлдарлар сани көпийиватиду. Рухсәт бериш шәклини азайтиватимиз, улар болса өсүватиду. Һөкүмәткә көрситилгән ишәнчә узаққа созулмишиму мүмкин. Мошу мәсилини Дөләт рәһбири қәтъий ейтти. Андин Президент алдимиздики дәвир наһайити мурәккәп вә җавапкәрлик  пәйт екәнлигини әскә алди. — Буни һәммимиз билимиз. Бизгә ишни йеңи сүръәт билән башлаш керәк. Мениң һәр бир тапшуруғум үчүн шәхсән барлиқ министрлар билән регион рәһбәрлири алдимда  җавап бериду. Мошу мәсилини назарәткә елишни Президент Мәмурийитиниң Рәһбиригә тапшуримән. Силәрниң һәммиңларға Парламент вә мән чоң ишәнчә көрсәттуқ. Мошу ишәнчини ақлаңлар, — деди Президент сөзиниң ахирида.

766 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы