• 9-июнь – Қазақстан Җумһурийити Президентиниң сайлими күни
  • 15 Мамыр, 2019

Қәһриман анилар

Рәһимсиз уруш тарихқа қанлиқ һәрипләр билән йезилди. Уни баштин кәчүргән талай инсанниң жүригидә сақаймас яра салди. Тәлийимизгә, биз у күнләрни көрмидуқ, амма уруш һәққидә аңлашниң өзи дәһшәтлик. Течлиқ үчүн күрәшкән қәһриманларниң тартқан җапа-мәшәқити һәққидә аңлиғанда, чечи ақирип, бели мүкчәйгән мөтивәрләрниң үзидики қатму-қат қоруқларниң сирини чүшәнгәндәк қилимиз. Әпсус, течлиқ үчүн күрәшкән қәдирданлиримизниң қатари жилдин-жилға азаймақта. Бүгүнки күндә һәрбир йезида көпни көргән яшанғанлар бармақ билән санавалғидәкла... Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Җүмлидин чоңақсулуқ Айим ана (солда) билән Гүлсүм анини (оңда) ушбу жутниң көз қаричуқлири десәкму болиду. Һәр иккилисиниң балилиғи қанлиқ урушниң қарамту күнлиригә тоғра кәлгәчкә, өтмүшини әслисә көзлиригә яш алиду. Улар оюнниң немә екәнлигини билмәй өсти. Лекин оқәтниң әң еғирини қилди. Қәһриман аниларниң мәйдисидики юлтузлуқ медальлири уларниң тинимсиз әмгигиниң, көрсәткән әрлигиниң ярқин испатидур. Айим ана Илахунова 1924-жили дунияға кәлди. Уруш башланғанда у әндила 17 яшта еди. Өмүрлүк җүпти җәң мәйданиға атлинип, қайтип кәлмәйду. Техи туғулмиған пәрзәнди билән тул қалған яш ана тәғдириниң язмишиға көнди. Күндүзи етизда кәтмән чепип, ома оруп тәр төксә, кечиси қолиға бегиз елип кийим тоқуйду. Ана яшқа толған нурлуқ көзлирини иссиқ алиқинида сүртүп, аччиқ «уһ» тартти. Муһиттәк чоңқур ой ятқан көзлиридин ейтари нурғун екәнлиги билинип турсиму, җапани көп тартқан яшанғанниң биз билән сөһбәт қурғидәк мағдири болмиди. Ичидики бар муң-дәрдини төкүшкә тәмшәлгән мөтивәр бизгә «течлиқ» дегән сөзниң қәдир-қиммитини уқтурғуси кәлгәндәк, тәкрар-тәкрар Алладин йәр-йүзидә течлиқ болушини сориди. Бизгә Айим аниниң һаяти һәққидә қизи Мерванәм қисқичә сөзләп бәрди. Униң ейтишичә, Айим ана колхозда ишләп, мал беқип, кейинирәк колхозниң балилар бағчисида тәрбийичи, андин униң рәһбири болуп әмгәк қилған екән. 1982-жили һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду. Улуқ Ғалибийәтниң барлиқ тәвәллудлуқ медальлириниң саһиби Айим ана Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти Н.Ә. Назарбаевниң Тәшәккүрнамиси биләнму тәғдирлинипту. Хош, мақалимизниң йәнә бир қәһримани Гүлсүм аниниңму яшлиқ дәври Айим аниниңкидин анчә пәриқлинип кәтмәйду. 1928-жили Чоң Ақсу йезисида туғулған Гүлсүм Мушрапилова уруш башланғанда 13 яшта еди. Уму балилиғини әслисә, етиз-ериқ ишлирини тилға алиду. Оғақ билән ома оруп, түгмәндә ун тартип, сүзүлүп таң атқичә уйқа көрмәй, чиғдин ағамча тоқиған күнләрдин сөз қилди. Гүлсүм ана 1935-жили Чоң Ақсу оттура мәктивиниң босуғисидин атлап, уни 1945-жили тамамлайду. Шу жили Подгорное (һазирқи Қирғизсай) йезисидики балилар өйигә тәрбийичи болуп әвәтилиду. 1947-жили Чоң Ақсу жутиға қайтип келип, мәктәпкә ишқа орунлишиду. Ғоҗәхмәт Қурбанов билән турмуш қуруп, йолдиши билән бирликтә педагогикилиқ училищени сирттин оқуп тамамлайду. 1949-жили башланғуч синип муәллими болуп иш-паалийитини башлап, 1956-жили КазПИниң химия-биология муәллими дипломини алиду. Аңлиқ һаятини бала тәрбийисигә беғишлап, башланғуч синипниң муәллими ретидә һөрмәтлик дәм елишқа чиққан Гүлсүм ана маарип саһасида нурғун утуқларни қолға кәлтүриду. Униң 1978-жили Алмута вилайитидә болған муәллимләрниң V қурултийиға һәм муәллимләрниң җумһурийәтлик V қурултийиға делегат болуп сайланғанлиғини һәм «Қазақстан маарип әлачиси» медали һәм «Һөрмәт Бәлгүси» ордени билән тәғдирләнгәнлигини атап өтүш орунлуқ. Бүгүнки күндә Айим ана билән Гүлсүм ана нәврә-чәврә сөйүп, аилисиниңла әмәс, жутиниң бәрикитигә айланған әзиз җанлар. Хулләс, улар җәң мәйданиға кирип, оқ атмиди. Лекин арқа сәптә ата-бовилиримизниң ғемини қилди. Жутниң тириги болуп, ақ биләклирини қапартип, йәңни түрүп әрләрдәк тәр төкти. Шуни унтумаслиғимиз керәкки, мана шу қәдирданларниң қан-тәри бәдилигә биз бүгүнки бәхитлик турмушқа қол йәткүздуқ. Шуңлашқиму улар биз үчүн Қәһриман анилар!

259 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы