• Шәхс
  • 22 Мамыр, 2019

Сабиқ офицерлар болмайду

«Һәрикити сөзигә уйғун кәлгән инсан бебаһа». Оскар Уайльд.

Адәттә, бир адәмниң тәвәллуди нишанланғанда униңға тәбрикләр ейтилиду, тәвәллуд егисиниң яхши ишлири әскә елиниду, изгү нийәтләр изһар қилиниду. Әнди у өзиниң пидакаранә әмгиги, чидами, ирадиси билән чоң утуққа йәткән шәхс болса, бу тиләкләрниң түгимәйдиғанлиғи ениқ. Бүгүнки күндә һаятиниң йәтмишинчи даваниға көтирилгән тәвәллуд егисидә мошуниң һәммиси муҗәссәмләнгән. Уни яшлиқ чағлиримдин, йәни кеңәш дәвридин билгәчкә, у тоғрилиқ қизиқ вә көп нәрсиләрни ейтип өтүшкә толуқ һоқуқум бар. Шу әслимилиримни силәр билән бөлүшүшни тоғра көрдүм. Мақаләмниң қәһримани — Владимир Карпович Божко. Униң исми қазақстанлиқларғила әмәс, униң сиртиғиму яхши мәлум. Чүнки у узун жиллар давамида алий лавазимлиқ хизмәтлирини атқурди: Пәвқуладдә әһваллар бойичә министрликни башқурди, Қазақстан Миллий Бехәтәрлик комитети рәисиниң биринчи орунбасари болди, һазир Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, шундақла Парламент Мәҗлиси спикериниң орунбасари. Мән Владимир Карпович билән яш чеғимда, йәни Дөләт Бехәтәрлиги Комитетиға (ДБК) ишқа кәлгинимдә тонуштум. У җумһурийәтлик ДБКниң 2-башқармисида хизмәт қилди. Мән болсам Алмута шәһәрлик һәм вилайәтлик ДБК башқармисида чоң оператив хадим болуп ишлидим. Бизниң башқармилиримиз бир йөнилиштә ишлигәчкә, иш бабида қоюқ мунасивәттә болуп тураттуқ. Бу болса, өз новитидә, биз, яшларниң, зич арилишишимизға имканийәт яритатти. Биз айрим әхбаратлар билән бөлүшәттуқ, утуқлиримизға биллә хошал болаттуқ. Һелиму есимдә, бир күни капитан В.Божкониң иши мәркәз (Москва) тәрипидин жуқури баһалинип, йепиқ жиғинда яшларға үлгә сүпитидә тонуштурулған еди. Йәнә бир күни болса, бизниң бөлүмниң башлиғи, кейин Қазақстан Җумһурийити Миллий Бехәтәрлик Комитетиниң рәиси, Қазақстан Җумһурийитиниң Мудапиә министри, Президент Күзәт хизмитиниң башлиғи (СОП) лавазимлирида ишлигән, генерал-полковник Сәт Тоқпақбаев новәттики оператив жиғинда бизни тәнқит қилди. Кейин мәлум болушичә, биз елишқа тегиш болған әхбаратни В.Божкониң бөлүми елип үлгәргән екән. Демәк, капитан В.Божкониң амити кәлди. Амма һәрқандақ амәт тәшәббускар, ишләмчан оператив хадимға келиду әмәсму. Владимир Карпович нәқ шундақ ишләмчан, хуш чақчақ, һәрқандақ җиддий әһвалдин чиқишқа қабил инсан. Қазақ хәлқидә «Көптің көзі көреген» дегән дана сөз бар. Әлвәттә, тәдбирчанлиғи, тәшәббускарлиғи рәһбәрләр нәзәридин сирт қалмиди. Шу сәвәптин у хизмәт бабида тез өсүшкә башлиди. Владимир Божко 1949-жили 16-май күни Алмута шәһиридә хәлиқ ичидә “I Алмута” нами билән тонулған жутта туғулған. Оттура мәктәпни мошу тәвәдә тамамлиған. 1971-жили Алмутидики Ленин намидики Қазақ политехника институтини тамамлиди. Шу жили «Алмута электротехника заводиға» ишқа орунлишиду. У мәзкүр заводта дәсләп аддий мастер, кейинирәк инженер болиду. Қисқа вақит ичидә униң намзити заводниң баш энергетиги лавазимиға тәвсийә қилиниду. Бу завод мудиридин кейинки төртинчи җавапкәр лавазим еди. Әгәр у мошу йөнилиштә паалийитини давамлаштурған болсиму, чоң утуқларға йетидиғини ениқ еди. Амма икки жиллиқ җиддий синақтин кейин В.Божко ДБКға ишқа тәклип қилиниду. Чүнки комитетқа нәқ мошундақ яшлар һаҗәт еди. Бу саһада у аддий оператив хадимдин Қазақстан Җумһурийити Миллий Бехәтәрлик Комитети рәисиниң биринчи орунбасари лавазимиғичә болған йолни бесип өтти, унвани лейтенанттин генерал-лейтенантқичә көтирилди. Кейин елимизниң Пәвқуладдә әһваллар бойичә министри, Ички ишлар вице-министри болди. Министр хизмитидә елимиздики тонулған шәхсләрниң биригә айланди. Чүнки иш бабида, у әнди апәт йүз бәргән җайларда, от кәткән орунларда, йәни алдинқи сәптә болди. Биз Парламент Мәҗлисигә намзат қилип көрситилгәндин кейин елимизниң регионлирини арилап чиқтуқ. Қәйәргила бармайли, болупму у министр болуп ишлигән пәйттә су басқан, апәтләр йүз бәргән регионларниң хәлқи хуш чирай күтүвалатти. Чүнки хәлиқниң бешиға еғир күн чүшкән вақитларда министр өзи резинка өтүк кийип һойлиларни арилап, һаҗәт болған ярдәмниң керәк йәргә йетишини шәхсән назарәт қилип турди. Әйнә шу сәпәрлиримиз даирисидә Шәрқий Қазақстан вилайитигә кәлгинимиздә бир мөтивәр ана «Божко, балам, қалайсың, амансың ба?» дәп қучақ ечип қарши алди. Владимир Карповичму уни худди өз анисини көргәндәк хошал болуп: «Қалайсыз, амансыз ба апа?» дәп бағриға басти. Нәқ мошундақ алий хисләтлири үчүн уни әтрапидикиләр, сәпдашлири, қол астида ишлигәнләр алаһидә һөрмәтләйду. В.Божко узун жиллар давамида рәһбирий лавазимларда ишлиди. Адәттә, рәһбәр пенсиягә кәткәндин кейин у тоғрилиқ тез унтулуп кетидиғу. Амма Владимир Карпович һәққидә ундақ дейишкә болмайду. Мошу кәмгичә сабиқ сәпдашлири уни пәқәт иллиқ тиләкләр билән әскә алиду. Уни адиллиғи, ирадиси, ишқа садақити үчүн алаһидә һөрмәтләйду. Һәрбийләрдә «Лейтенант – йезишни, майор — оқушни, полковник —оқуп, қол қоюшни, генерал болса, көрситилгән җайға чирайлиқ қол қоюшни билиши керәк» дегән ибарә моҗут. Әнди генерал-лейтенант В.Божко һәрбийләрниң бу «тәмсилини» йоққа чиқириду. У өзи язиду, оқуйду вә қол қойиду. У һазирму өзи қоли билән депутатлиқ соалларни язиду, һаҗәт җайларға йоллайду һәм у ишниң нәтиҗисини назарәткә алиду. Владимир Карпович иккимиз илгири Дөләт Бехәтәрлиги Комитетида биллә ишлигән болсақ, һазир Мәҗлистә биллә паалийәт жүргүзүватимиз. У қәйәрдә, қайси лавазимда ишлимисун, өзини пәқәт алий мутәхәссис сүпитидә көрситип кәлгән, һазирму шундақ. Шуңлашқа униң Мәҗлисниң вице-спикери болуп сайлинишиму тәсадипи әмәс. Мени һәрдайим униң тәшкилий қабилийити қайил қилиду. Һәммә йәргә үлгириду, бүгүнки күн нәпәсини яхши билиду. Биз регионларға болған сәпәрлиримиздин кейин адәттикичә, ҚХА намидин сайланған депутатлар топи, униң бөлмисидә жиғилимиз. Тәсиратлиримиз билән бөлүшимиз, җиддий мәсилиләрни муһакимә қилимиз. Уларни һәл қилиш йоллирини издәймиз һәм планлиримизни тәклип қилимиз. Владимир Божко Парламент Мәҗлисиниң вице-спикери болупла қалмай, елимиздики рус-славян тәшкилатлири ассоциациясиниң рәиси сүпитидә көпмилләтлик елимиздики хәлиқләр достлуғи билән милләтләрара разимәнликни мустәһкәмләшкә мунасип үлүшини қошуп кәлмәктә. Һәрбийләрдә «арқа сәп» дегән чүшәнчә бар. Адәттә, уни офицерниң аилисигә мунасивәтлик ейтиду. Владимир Карпович аилисидиму бәхитлик инсан. Балилириниңму җәмийитимиздә мунасип орни бар, нәврилири өсүватиду. Иккимизниң яш вақтимизда иш бабида башланған достлуғимиз мошу күнләрдиму давамини тапмақта. Елимиз, вәтинимиз, хәлқимиз үчүн бирликтә әмгәк қилип келиватимиз. Әлвәттә, мени мана шундақ инсан билән бир вақитта яшаш, ишләш бәхтигә муйәссәр қилған тәғдиргә миннәтдарлиғим чәксиз. Сәпдишимға чин қәлбимдин узақ өмүр, ишида утуқ тиләймән. Шаһимәрдан НУРУМОВ, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати.

293 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы