• Йеза нәпәси
  • 21 Тамыз, 2019

Җүҗә санаш пәйти йеқинлашмақта

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Һәрқандақ йеза чоң-кичик шәһәрләрдин бүк-барақсан мевилик бағлири вә кәң далада тоқулған гиләмдәк йейилған етизлиғи билән пәриқлиниду. Йәни, сәралиқларниң бар байлиғиму, бәрикитиму шу етизда. Қисқиси, «йеза» дегәндә һәмминиң көз алдиға бирдин мевилик бағ, һосуллуқ етиз вә мал қораси келиду. Буниң һәммиси ишләмчан хәлиқниң мәшәқәтлик әмгиги, төккән тәриниң һалавитидур. Болупму, һазирқидәк яз пәсли түгәп, күз йеқинлашқан пәйттә, йезиларда қишниң тәрәддути башлинип, йәм-чөп жиғилип, ашлиқ орулуп, бағ-етизда иш раса қайнайду. Шуңлашқа тәвәдики ахирқи йеңилиқларни билиш үчүн Уйғур наһийәлик йеза егилиги бөлүминиң башлиғи Лутпулла Һәвәйдуллаев билән учришип, сөһбәтләшкән едуқ. Бүгүнки күндә наһийәдики йеза егилиги планға мувапиқ орунланмақта. Бир сөз билән ейтқанда, техникиму, һосулму йетәрлик, — дәп сөз башлиған Лутпулла Турдиоғли ишниң жүргүзүлүш җәрияни билән тәпсилий тонуштурди. Униң тәкитлишичә, бийил 490 гектар күзлүк буғдай, 1777 гектар арпа терилгән болса, бүгүнки күндә униң 90 пайизи орулуп бопту. Ениғирақ ейтсақ, 1 гектар күзлүк буғдайдин 24 центнер, арпиниң 1 гектаридин 19,8 центнер һосул елиниветипту. Бу ишларни әмәлгә ашурушта 15 комбайн җәлип қилинған. Бийил наһийәдә 11 750 гектар йәргә көмүқонақ терилипту. Йәни, өткән жил билән селиштурғанда, 110 гектар ошуқ. “Етиз мәликисини” жиғиш ишлири әнди башлинидекән. Хош, мал озуғини тәйярлаш ишлириға тохтилидиған болсақ, бийил наһийә бойичә 141 600 тонна чөп тәйярлаш керәк. Бүгүнки күндә ишниң 72 пайизи орунлинип, җәми 101 329 тонна чөп жиғилип бопту. Лутпулла Һәвәйдуллаев асасән тағ бағридики йәм-чөпниң чепилип болғанлиғини, әнди Или дәрияси бойидики чөп чепиш ишлириниң башланғанлиғини ейтти. Мошу жили наһийәдә 205 гектар мәйданға қоғун-тавуз терилгән болса, һазир деханлар етиздики байлиғини базарға чиқармақта. Шуниң билән биллә, 1092 гектар йәргә көктат өстүрүлүпту. Хәйрият, көктат жиғиш ишлири октябрь ейида башлиниду. Наһийәлик йеза егилиги бөлүмидин алған ахирқи мәлуматларға асаслансақ, бийил 9,5 миң тонна абрикос елинип, униң 3 миң тонниси Россиягә, 2 миң тонниси Ғәрбий Қазақстанға йәткүзүлүпту. Пәйдин-пәй мевә беришкә башлиған алмидин бийил тәхминән 6-7 миң тонна һосул елиниду дәп күтүлмәктә. Хуласиләп ейтқанда, наһийәниң тирикчилик нәпәси һазирчә шундақ... Мутәхәссисләр ейтқандәк, йәм-чөпму, мевә-чевиму йетәрлик. Әндики гәп ишниң дурус аяқлишип, хаманниң ашлиққа толушидур. Шундиму «Җүҗини күздә сана» демәкчи, бир жиллиқ әмгәкниң йәкүни пат-йеқинда мәлум болиду.

478 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы