• Премьера
  • 12 Ақпан, 2020

«Қәшқәрдә мәшъәл»

Елимизниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалиси – пәқәт яңрақ шиарларниң жиғиндиси әмәс, мәзмуни чоңқур, тәрбийәвий әһмийити зор, милләт мәнавиятини әсирләр чоққисиға көтиридиған кәң даирилик программа. Жигирмә биринчи әсирдики мәнивий йеңилинишқа йүзләнгән милләтниң қияпити, пәм-парасити, билим мезани қандақ болуши керәк, мана жуқурида биз қәйт қиливатқан программилиқ мақала мошу нәрсини ениқлап бәрди. Ушбу мақалида йеңи дәвирдики милләтниң мәнивий йеңилиниш йолиниң алтә йөнилиши ениқ көрситилди. Тунҗа Президент әгәр биз тарихимизға, әҗдатлиримизниң һаят тәризигә нәзәр ташлисақ, һәқиқий прагматизмниң ярқин үлгилирини көрүшкә болидиғанлиғини һәм шу арқилиқ хәлқимизниң тарихини вә қедимий замандин үзүлмәй келиватқан миллий әнъәнилирини келәчәктики йүксилишимизниң һули һесаплап, һәрбир қәдимимизни ениқ бесишимизни, келәчәккә ишәнчә билән қаришимизни тәпсилий чүшәндүрүп бәрди. Елбасы шундақла хәлиқтин йеңи сүпәттики йеңилинишниң әң асасий шәрти – миллий код билән миллий мәдәнийәтни сақлашни тәләп қилди вә униңсиз йеңилинишниң қуруқ дәвраңвазлиққа айлинип кетиши асан екәнлигини алаһидә қәйт қилди. Дәрвақә, мәзкүр программилиқ мақалидики әһмийәтлик вәзипиләрниң бирқанчиси уйғур әдәбияти вәкиллири билән сәнъәт саһасиниң иҗадий хадимлириғиму мунасивәтлик екәнлиги шүбһисиз. Хош, бу жил мәнивий йеңилинишни уйғур әдиплири билән сәнъәткарлиримиз немидин башлиди? Бу жил қандақ чарә-тәдбирләрни қолға алди? Бу җәһәттин елип қарисақ, ХХ әсирдә сәясий вә ихтисадий имканийәтлири бәкму төвән һаләттики чүшкүн уйғур җәмийитидә йеңилаш вә йеңилиниш һәм гүллиниш идеясини таратқан тунҗа ислаһатчи, өз хәлқигә мәрипәтчилик еңини әң дәсләп сиңдүргән милләтпәрвәр мәрипәтчи, мунәввәр алим, талантлиқ шаир Абдуқадир Дамолламниң һаяти әкис етилгән язғучи Алимҗан Бавдиновниң «Қәшқәрдә мәшъәл» тарихий драмисини ейтишқа болиду. Диққәткә сазавәр нәрсә шуки, дүшәнбә күни, Уйғур театри бенаси қайта реконструкция ишлири үчүн йепилғиниға қаримай, режиссер Әзиз Искәндәров тәрипидин сәһниләштүрүлгән мәзкүр қоюлумниң премьериси Ғ.Мүсрепов намидики Қазақ дөләт академиялик балилар вә яш өсмүрләр театрида тамашибинлар диққитигә һавалә қилинди. Йошуридиғини йоқ, бүгүнки күндиму мәнсәпхор, атикачи, калтә пәм, пәқәт бурниниң учинила көридиған, мунапиқ мүҗәз, шәхсийәтчи наданлар билән һәсәтхор ғалчиларниң қатари көпәймисә, азийиватқини йоқ. Спектакль асасән буниңдин йүз жил илгири Қәшқәрийәдә йүз бәргән ушбу һәсрәт-паҗиәни қозғайду. Пүткүл Мәркизий Азиягә, шундақла Түркия, Мисир вә башқа йәрләргә тонулған алим, милләтпәрвәр мәрипәтчи, талантлиқ шаир, қәтъий ирадилик, пидакар йолбашчи, мутәпәккүр ислаһатчи, отжүрәк җәдитчи Абдуқадир Дамолламниң (артист – Д. Аманбаев) паҗиәлик өлүми залға лиқ толған тамашибинни чәксиз қайғу-һәсрәткә чөмдүрди. Бу йоқитиш гоя алим Абдушүкүр Муһәмәтимин ейтқандәк, «Кишини әсирләп ойландуридиған вә виждан нәпритини қозғайдиған паҗиә болди». Тамашибинниң виждан нәпритини қозғиған йәнә бир сәвәп шуки, Абдуқадир Дамолламдәк мунәввәр йолбашчини, милләтпәрвәр мәрипәтчини йоқатқан рәзил дүшмәнләр ичидә бизниң надан, мутәәсип өлималар, шәхсийәтчи, һамақәт қериндашлиримизниңму бар болғанлиғидур. Бүгүнму аримизда мошундақ Һәмрабай (артист –Х. Мунаров), Һошур сеғизхан (артист – М. Варисов), Әйсахан виж-виж ( артист – Б. Авдунов) вә шуниңға охшиған наданлар, ана тилини, ана мәктәпни рәт қилип, пәрзәнтлирини башқа тилларда оқутушни әвзәл көрүп, өз миллитидин кечиватқан қериндашлиримиз йетәрлик. Әгәр әйнә шундақ ана тилидин үз өрүватқан қериндашлиримиз мошу хилдики қоюлумларни көрсә, мүмкин тарихтин савақ елип, миллийликкә қарап йүзләнгән болар еди. Көпчилик диққитигә һавалә қилинған мәзкүр қоюлумға тәпсилий баһасини беришни театр тәнқитчилири билән кәспий мутәхәссисләрниң әнчисигә қалдуқ. Бүгүн пәқәт тамашибин сүпитидә премьеридин көргән-билгәнлиримиз вә умумий алған тәсиратлиримиз тоғрилиқ қисмән ортақлишишни шуниң билән биллә сәмимий пикирлиримизни изһар қилишни тоғра көрдуқ. Биринчидин, Абдуқадир Дамолламниң йеңичә маарипниң тәрәққиятиға җиддий көңүл бөлгән паалийитини йәниму толуқтуруш керәк. Ундақ болғини, спектакль бир көргән адәмгә пәқәт Абдуқадир Дамолламниң җараңлиқ һәм тәсирлик сөзлиригә қурулған қуруқ пәнди-несиһәттин ибарәт болуп қалғуси. Иккинчидин, Абдуқадир Дамоллам алим һәм мудәррис болуш билән бир қатарда атақлиқ шаир болған шәхс. Шундақ екән, спектакльда көрситилгинидәк, униңға нахша иҗра қилғузуштин көрә, өзи иҗат қилған бир шеирини муңлуқ музыкиниң җор болуши билән ипадилик һәм җәңгиварлиқ роһта оқутқинида, спектакльниң тәсирчанлиқ күчиму ашаттимекин дегән ойға кәлдуқ. Үчинчидин, мәзкүр қоюлумда, Абдуқадир Дамолламниң һаяти вә иҗадий паалийити толуқ ечилмай қалған. Бизниң оюмизчә, сәһнә ечилип, Абдуқадир Дамоллам йезиш үстилидә олтирип, хиял деңизида үзүп олтарған пәйттә, сәһнә кәйнидә униң тәрҗимиһали вә йеңи һәрикәтниң уйғур җәмийитидики йетәкчиси сүпитидики иҗадий паалийити қисқичә болсиму, тонуштурулғинида, Абдуқадир Дамолламниң кимлиги вә немини мәхсәт қилғанлиғи у һәққидә хәвири йоқ тамашибинларниң «көзини ачар» еди. Төртинчидин, таллавалған музыка әсәрниң тәсирчанлиқ күчини суслаштуруп қойған. Әслидә тамашибин әсәр мәзмуниға мас келидиған музыкиниң тәсиридин техиму ойғинип, ой-хияллар деңизида үзүши керәк әмәсму? Бәшинчидин, Абдуқадир Дамоллам «Инсанниң хар вә зәбун болмиғиға баис сәвәп немидур? вә «Иззәт-аброй, қувәт немә билән болур?», дегән соалларға җавапни пәқәт бирла шагиртидин әмәс, даңлиқ мәрипәтчи-шаир Қутлуқ Шәвқи дәрис өтүватқан мәктәпни зиярәт қилғач, у йәрдә тәһсил көрүватқан оқуғучилардин сориғинида, техиму тәсирлик һәм җанлиқ көрүнүш өз ипадисини тапар еди. Алтинчидин, Абдуқадир Дамолламни өлтүргән қатил – Әһмәт мәзингә йәнә бир мутәәсипниң «Немә үчүн Абдуқадир Дамолламни сән өлтүрүшиң керәк?»,– дегән соалиға «Мән уни өч көримән!», дегән қуруқ баниси анчила утуқлуқ чиқмиған. Йәттинчидин, әслидә Абдуқадир Дамоллам 1924-жили 14-август күни таң сәһәрдә Қәшқәр шәһиридики өйидә ялланған қатил тәрипидин қәстләп өлтүрүлгән. Әндә мәзкүр сәһнә әсәридиму «у өйдә өлтүрүлгән», дәп һис қилсақ, улуқ әлламаниң өлүмини биринчи болуп аилиси әмәс, Һәмрабайниң ялақчи-атикачилири көрүп, хәлиққә хәвәр қилиду. Буниң өзиму мәнтиқигә анчила тоғра кәлмәйду. Сәккизинчидин, рольларни иҗра қилған артистлар нутуқ мәдәнийитигә дегәндәк көңүл бөлмигән. Ениғирағи сүнъийлик байқилип туриду. Шуңлашқиму бу мәсилигә җиддий диққәт қилиш лазим дәп ойлаймиз. Умумән, мәзкүр спектакль мана мошундақ азду-көпту чәлкәшликлиригә қаримай, тамашибин қәлбидә чоңқур тәсират қалдурди. Уни спектакль аяқлашқандин кейин тамашибинларниң орунлиридин туруп, яғдурған гүлдүрас алқишлиридин байқашқа болиду. Һәрбир артист өзлиригә тапшурулған рольларни – Мәвланә устаз (А. Әйсаев), Савут Мәхсум (Р. Мамутов), Қутлуқ Шәвқий (Т. Изимов), Джек әпәндим (Ғ. Тохтибақиев), Консул (Ү. Қасимов), Һәмрабай (Х. Мунаров) вә башқилар бәҗанидил иҗра қилди. Болупму Абдуқадир Дамолла ролини иҗра қилған Дилшат Аманбаевниң актерлиқ қабилийитигә, қәһриманиниң обризини гәвдиләндүрүштики маһаритигә апирин ейтишқа әрзийду. Спектакль аяқлашқандин кейин сәһнигә тәклип қилинған пешқәдәм устаз Банум Бавдинова, ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи шөбиси рәисиниң орунбасари Сабит һаҗим Йүсүпов вә Алмута шәһириниң баш жигитбеши Абдумеҗит Иминов мәзкүр қоюлумға тамашибин сүпитидә иллиқ ләвзини билдүрүп, иҗабий баһасини бәрди. Сөз ахирида бизму Уйғур театри иҗадий коллективиниң, җүмлидин сәнъәт саһасини виждан әмри билән таллавалған яш актерлиримизниң сәһнидә сөзлигән нутқи йәниму мукәммәлләшсекән, өзлири иҗадий издинишкә интилсекән дегән тиләкни ейтқумиз келиду. Чүнки, бүгүнки таңда айрим адәмла әмәс, бирпүтүн хәлиқниң өзи риқабәтчилик қабилийитини ашурсила утуққа йетиш имканийитигә еришиду. Шәмшидин АЮПОВ, филология пәнлириниң намзити.

440 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы