• Көңүл тамчилири
  • 03 Қыркүйек, 2020

«Сизгә охшиғум келиду, дада!»

Пәрзәндим дунияға кәлгәндә, «Самолетқа үлгирәрмәнму?» дегән хаватирлиқ хиял билән бәнт едим. Һәртүрлүк җайларда сәпәрдә жүргәнлигим сәвәплик, оғлумниң маңғинини, тилиниң қандақ чиққанлиғиниму толуқ әсләлмәймән… Униң бираз чоң болғанда «Сизгә охшиғум келиду, дада», дегинини аңлиғанда, бешим көккә йәткини раст.
Шу тәриздә жиллар өтти. Оғлум он яшқа кирди. Туғулған күнигә атап соға алдим. Бойнумдин қучақлап рәхмәт ейтти.
— Биллә ойнайлуқ, дада — деди маңа.
— Ойнаймиз, оғлум. Пәқәт һазир әмәс, ишлиримни пүтирәй, андин иккимиз стадионға берип, поңзәк тепимиз.
— Растла апирисизғу – һә? — сориди хошал болуп оғлум. Андин у йәнә «Дада, чоң болғанда сизгә охшаймән» деди.
Оғлум университетни яхши баһаларға түгәтти. Дипломини алған күни қучақлап тәбриклидим: «Сениң билән пәхирлинимән» дедим көзүмгә яш елип. Шу күни униң билән сөзләшкүм кәлди. «Бүгүн бир сөһбәтлишәйлуқ», дедим. «Яхши болатти. Қанчә жиллардин бери, иккимиз хали олтирип гәпләшмидуқ», дәп җавап бәрди оғлум күлүмсирәп. «Лекин хапа болмайсиз, дада, бүгүн достлиримға сөз берип қойған едим...».
...Йешим йетип, пенсиягиму чиқтим. Зериккән чағлиримда шәһәрдә ишләватқан оғлумға қоңғурақ қилаттим. Униң болса, сөзлишишкә пурсити болматти, дайим бир йәргә алдирап туратти. «Вақит тепишим биләнла баримән, дада. Ишларни көрмәмсиз, күндин-күнгә көпәйсә көпийидекин, азаймайду. Бәлки, әндики һәптидә имкан тапармән...».
Амма униң «әндики һәптиси» һеч түгимиди, кәлмиди. Бирақ бир һәқиқәтни чүшәндим: оғлум мәхситигә йетипту. У дайим маңа охшиғуси келәтти. Ойлисам, оғлум һәқиқәтәнму нәқ өзәмгә охшапту...

Худавәди МӘҢСҮРОВ.

505 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы