- Онлайн-әнҗуман
- 03 Қыркүйек, 2020
Әсиргә улашқан улуғвар өмүр
Йеқинда җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди, дөләт вә җәмийәт әрбаби Хеләм Худайбәрдиевниң 100 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған онлайн-әнҗуман болуп өтти. Униңға Қазақстан, Қирғизстан, Өзбәкстандин, АҚШтин, Исраилдин алим-тәтқиқатчилар, язғучи-шаирлар, рәссамлар вә башқа иҗадий зияли әһли қатнашти. Кәң даиридә өткән мәзкүр чарә-тәдбиргә Қазақ миллий аграрлиқ вә Сулейман Демирәл университетлириниң профессори, әдлийә пәнлириниң доктори Шаймәрдан Шәрипов модераторлуқ қилди.
Ершат ӘСМӘТОВ,
“Уйғур авази”
– Һәрқандақ адәм вәтини тоғрилиқ гәп қозғиғанда, әң авал өзиниң киндик қени тамған жути, йәни кичик вәтини тоғрилиқ ейтидекән, дәп сөзини башлиди Шаймәрдан Мәһәмәтоғли.¬ – Шуңлашқиму мән сөзүмни Уйғур наһийәсиниң тағ бағриға җайлашқан йезиларниң бири – Шуңқардин башлимақчимән. Чүнки мән туғулуп өскән бу чаққанғинә жутта бүгүн бир әсирлик тәвәллудини нишанлаватқан көрнәклик әрбап, журналист, публицист Хеләм Худайбердиев дунияға кәлгән. Мән кичигимдин бу оқумушлуқ, йетилгән зияли һәм өз хәлқигә чәксиз муһәббәт бағлиған инсан һәққидә атамдин, жутумизниң чоң әвлат вәкиллиридин иллиқ пикирләрни аңлап өскәнмән. Һә, бүгүнзә, һәммимизниң пәхригә айланған бу жирик әрбап һәққидә онлайн-әнҗуман қатнашқучилири өз әслимилирини әтраплиқ баян қилиду дәп ойлаймән. Әнди мән күн тәртиви бойичә асасий докладни Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур этомәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумовқа бәрмәкчимән.
– ХХ әсирниң жирик уйғур намаәндилириниң бири – көрнәклик дөләт вә җәмийәт әрбаби, пүткүл аңлиқ һаятини миллий мәдәнийитимиз билән маарипимиз тәрәққиятиға беғишлиған инсан – Хеләм Худайбәрдиев һәқиқий мәнасида өз хәлқиниң бәхтигә туғулған инсан, — дәп сөзини башлиди Шаһимәрдан Үсәйиноғли. – Кичик чеғидинла билимгә хуштар жигит он төрт йешида жуттин чиқип кетип, ач-ялиңач жүрүп, алий мәлуматларға егә болди. Өзиниң қабилийити вә идриги түпәйли, дәсләпки әмгәк йолини Алмутида нәшир қилинидиған «Қизил туғ» гезитидин башлиди. Яш болушидин қәтъий нәзәр, Улуқ Вәтән уруши алдида нәшриятта бөлүм башлиғи, уйғур мәктәплири үчүн дәрисликләр йезишни қолға алди. Хәлқимизниң тәлийигә сталинлиқ тәқипләшләрдин аман қалди. Аманла қалмай, заманниң еғирлиғиға хатирҗәмсизлигигә қаримай, Москвада, йәни шәхсән Сталинниң өзигә уйғурларниң шу пәйттики әһвали, моҗут проблемилири һәққидә хәт язған қәйсәр инсан.
Шаһимәрдан Нурумов өз докладида әдипниң әрбап, журналист һәм публицист, җәмийәтлик ишларниң паал иштракчиси сүпитидики қир-сирлириға әтраплиқ тохталди. У шундақла Ташкәнттә оқуп жүргән пәйтлиридә Хеләм ака билән өткүзгән унтулмас дәқиқилирини бөләкчә һиссият һәм һаяҗанлар илкидә ейтип өтти.
Шуниңдин кейин сөз новитини алған АҚШ «Әркин Азия» радиоси, уйғур бөлүминиң баш муһәррири, тарих пәнлириниң доктори, мустәқил тәтқиқатчи Нәбижан Турсун Хеләм Худайбәрдиевниң бесип өткән өмүр сәһипилиригә чоңқур тохталди. Җүмлидин Кеңәш Иттипақи һөкүмитиниң Шәрқий Түркстанниң һәрқайси министрликлири билән идарилиригә әвәтилгән мәхсус мәслиһәтчиләрниң бесим қисмини уйғурларниң тәшкил қилғанлиғи, уларниң ичидә уйғурлардин Мирзигүл Насиров, Сәйдәхмәт Өмәров, Асим Ибрагимов вә, әлвәттә, Хеләм Худайбәрдиев қатарлиқ шәхсләрниң болғанлиғи һәм уларниң әмәлгә ашурған иш-паалийәтлири һәққидә қизиқарлиқ мәлуматларни баян қилди. Натиқ өз баянатида улар Шәрқий Түркстан Җумһурийитигә Москваниң сәясий, дөләт мәнпийәтлири еһтияҗидин әвәтилгәнлигини алаһидә тәкитләп өтти. Хеләм Худайбәрдиев өз вақтида Нәбижан Турсунға ушбу паалийитини һаятиниң мәғрурлинидиған, һаяҗанлинидиған һәм унтулмайдиған сәһиписи сүпитидә сөзләп бәргән.
Андин әнҗуман қатнашқучилири новәт билән өз пикир-әслимилирини баян қилди.
Владимир МЕСАМЕД, Иерусалим Йәһудий университетиниң профессори (Исраил):
– Мән Ташкәнт дөләт университетиниң Шәриқ факультетини тамамлиған жили шу пәйттә Өзбәкстан телевизияси вә радиоаңлитиш Дөләт комитети рәисиниң орунбасари лавазимини егиләп турған Хеләм Худайбәрдиев мени мәзкүр идариниң чәт әлләр үчүн парсчә аңлитишлар бөлүмигә муһәррир хизмитигә қобул қилған. Бу мәзкүр саһаниң раса гүллигән дәври болғачқа, униңда әмгәк қилиш бөләкчә аброй һесаплинидиған. Мән Нодир Алимханов, Шавкат Наджафова, Борис Брейва қатарлиқ исимлири көпчиликкә тонулған кәспий журналистлар билән ишләш бәхтигә муйәссәр болдум. Хеләм Рәһимоғли кәспий дәриҗиси жуқури, тәҗрибиси мол һәм тәләпчан рәһбәр еди. Начар аңлитиш тәйярлиған хадимни аччиқ тили билән айимай тәнқитләтти. Яхши ишлигәнләрни махтап-мәдһийиләштин ялиқматти. Хадимларниң паалийитини кәспий һәм чоңқур тәһлил қилишни биләтти вә униңдин тоғра хуласә чиқиратти. Шуңлашқиму коллективтики чоң-кичикниң һәммиси уни бәк һөрмәтләтти.
Хеләм Рәһимоғли пәқәт рәһбәрлик хизмитини атқурупла қалмай, иҗадий паалийәткиму алаһидә көңүл бөләтти. Иш кәштисиниң мурәккәплигидин қәтъий нәзәр, һәрхил мавзуларға сөһбәтләр жүргүзәтти, «дүгләк үстәлләр» уюштуратти, хәлиқара мәсилиләрни тәһлил қилатти. Униң бәләнт аброй-инавити түпәйли көплигән мурәккәп проблемилар асанла һәл болатти.
Тәғдир тәқәзаси билән мән чәт әлгә кәткәндин кейин, Өзбәкстанға сәпәр чекиш пурсити кәлсә, әң алди билән Хеләм Рәһимоғлини көрүшкә алдираттим. У кичигидинла хәлқигә чәксиз муһәббәт бағлиған вәтәнпәрвәр инсан еди. Сөһбитимиз җәриянида өзиниңла әмәс, хәлқиниңму мурәккәп тәғдири һәққидә зор һаяҗан вә ечиниш илкидә һекайә қилип беридиған. Бүгүнки күндә аримизда болмисиму, у һәқиқий әрбап, милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр инсан сүпитидә қәлбим төридә сақлиниду.
Абләт ХОҖАЕВ, әбу-Рәйһан Беруни намидики Ташкәнт Шәриқшунаслиқ институти Мәркизий Азия бөлүминиң башлиғи, тарих пәнлириниң доктори, профессор (Өзбәкстан):
– Мән Хеләм Худайбәрдиев билән Ташкәнт дөләт университетиниң Шәриқшунаслиқ факультетида оқуватқан чеғимда тонушқан. Униң тәкливи билән уйғур тилидики радиоаңлитишлар тәһрирати билән қоюқ һәмкарлишишқа башлидим. У маңа бирқатар тапшурмиларни бәрди. Мән уларни зор мәмнунийәт билән орунлидим. Шундақ қилип, иш бабида пат-пат учришидиған болдуқ. «Пишип-йетиливатқинимни» байқиған акимиз институтни тамамлиған пәйтидә мени ишқиму чақирди. Алий аспирантуриға чүшүш нийитидә Москваға кетишимгә бағлиқ, униң тәкливини қобул қилалмидим. Арида вақитлиқ үзүлүш болсиму, Ташкәнткә қайтип кәлгәндин кейин алақиму өз давамини тапти.
Хеләм Рәһимоғли лавазимиға мунасивәтлик вәзипилири биләнла чәклинип қалмай, җәмийәтлик ишлардиму алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәтти. Болупму Өзбәкстан мустәқиллигидин кейин қурулған уйғур мәдәнийәт мәркизиниң ишини җанландуруш, уйғур ансамблини тәшкил қилип, уни мустәһкәмләш арқилиқ «Он икки муқамни» тикләш ишлирида җанпидалиқ көрсәтти. Болупму кейинкиси наһайити муһим, аләмшумул иш болди. Чүнки муқамларниң музыкисини, мәтинини рәткә селишниң нәқәдәр мурәккәп меһнәт екәнлигини яхши чүшинимән.
Хеләм Рәһимоғли пенсиягә чиққандин кейинму хатирҗәм олтарғини йоқ. Қолидин қәлимини чүшәрмәй, иҗадийәт билән қизғин шуғулландин. Хуласиләп ейтсақ, бүгүн униң хатирисигә мошундақ бир әнҗуманниң өткүзүлүши мени бәк хурсән қилди. Мән униң уюштурғучиларға чәксиз разилиғимни билдүримән.
Тәлъәт МИРРӘҺИМОВ, Қирғиз Җумһурийитигә хизмәт көрсәткән рәссам, Хеличәм МИРРӘҺИМОВА, «Аманнисахан» фондиниң мудири (Қирғизстан):
– Бүгүнки әнҗуманда әҗайип есил инсанларниң уйғур миллити, җүмлидин униң мунәввәр пәрзәнди Хеләм Худайбәрдиев һәққидә ейтқан иллиқ һәм сәмимий пикирлирини аңлап, бәк хурсән болдуқ. Чүнки Хеләм Худайбәрдиев — пүткүл аңлиқ һаятини хәлқимизниң парлақ келәчиги үчүн беғишлиған бебаһа шәхсләрниң бири. Униң билән бизниң уруқ-туққанчилиғимиз болғачқа, қоюқ арилишип өттуқ. Һазирму пәрзәнтлири билән йеқин мунасивәттә.
Һәрқандақ инсанниң әмгигини вақит баһалайдекән. Бүгүн шуниңға ениқ көз йәткүзүп олтиримиз. Бизниң алдимизда сөзлигән натиқлар нутқидин акимиз һәққидә хелә әтраплиқ мәлумат алдуқ. Униң һәртәрәплимә талант-қабилийитидин тинимсиз әмгигидин қайил болдуқ. Тирикчилик, иш дәп жүрүп, униң билән көңлүмиз су ичкидәк муңдишалмиғинимизға һазир бәк өкүнимиз, Мәрһум бәк очуқ, аддий, мәдәнийәтлик, муамилидә силиқ, чеһридин нур йеғип туридиған адәмләрдин еди.
«Аманнисахан» фондини қуруш алдида биз Хеләм ака билән узақ муңдишип, мәслиһәтләштуқ. У баһалиқ пикир-тәклиплирини бәрди. Һәтта тарихий Вәтинимизниң Йәкән шәһиридики Аманнисаханниң қәбрини зиярәт қилип қайттуқ. Фондимиз қурулғандин кейин, униң йенида журнал чиқирип, намини «Аманнисахан» дәп атидуқ.
Умумән, Худайбәрдиевлар аилиси һәққидә наһайити яхши гәпләрни қилишқа болиду. Болупму Адаләт анимиз Хеләм акимизға еғир күнләрдә, мурәккәп вәзийәтләрдә ишәшлик таянч һәм яр-йөләк болди. Униң яхши етини чиқарди. Ағрип ятқан пәйтлиридә, худди кичик балини пәпилигәндәк, яхши күтти. Улар пәрзәнтлириниму заман тәливигә лайиқ инсанлардин қилип йетилдүрди. Әзизҗан, Муһәббәт вә нәврилири алий оқуш орунлирида оқуп, илим-пән чоққилиридин көрүнүп, җәмийәттин мунасип орнини тапти.
Биз ойлаймизки, аримиздики Хеләм акамдәк есил адәмлиримизни қәдирлишимиз керәк. Әмгәклирини мошундақ баһалап, көпчиликниң жүригигә йәткүзүшимиз лазим. Әнди Хеләм Рәһимоғлиға кәлсәк, у тиригидә өзигә һәйкәл орнитип кәтти. Униң исми уйғур хәлқиниң тарихиға алтун һәрипләр билән йезилидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.
Рохимҗон СУЛТАНОВ, «Өзбәкстан йеңилиқлири» веб-сайтиниң обзорчиси, пешқәдәм журналист (Өзбәкстан):
– Мән Хеләм Худайбәрдиевниң шагирти болғанлиғим билән һәқлиқ рәвиштә пәхирлинимән. Униңдин журналистикиниң қир-сирлиринила әмәс, умумән, өмүрниң мәзмунини үгәндим десәм, ашуруп ейтқанлиқ болмас. Өз вақтида Ташкәнттики чәт әлләр үчүн радиоаңлитишлар тәһрирати Кеңәш Иттипақи миқиясида чоң аброй-инавәткә егә болидиған. Униңдин дунияниң йәттә тилида хәвәр тарқитилатти. Бу, әлвәттә, наһайити җанпидалиқ әмгәкни тәләп қилатти. Болупму рәһбәргә бәкму еғир келидиған. Чүнки униң қол астида ишләйдиған һәрбир адәмниң өзигә яриша атақ-абройи, мүҗәз-хулқи вә башқиму алаһидиликлири бар әмәсму! Көпчилиги Ташкәнт дөләт университетиниң Шәриқ факультетини тамамлиған талантлиқ һәм қабилийәтлик мутәхәссисләр. Шуларниң тилини тепиш, тоғра йолға селиш Хеләм Рәһимоғлиға жүкләнгән. У бу вәзипиниң һөддисидин муваппәқийәтлик чиқалиди.
Өткән әсирниң 80-жиллири Хеләм Худайбәрдиев – Кеңәш Иттипақи Мәркизий радиоаңлитишлар комитетиниң квотиси бойичә «Хәлиқләр достлуғи» ордени билән мукапатланған санақлиқ шәхсләрниң бири. Бу у вақитларда наһайити кам учрайдиған һадисә еди. Мукапатни Москвада, Кремльда СССР Алий Кеңиши Президиуми рәисиниң биринчи орунбасари Василий Кузнецов тапшурди. Жигирмигә йеқин мукапат егиси намидин миннәтдарлиқ сөз нәқ бизниң Хеләм Рәһимоғлиға берилди. Һәқиқәтәнму униң аброй-инавити наһайити жуқури еди. Москваға кәлгинидә аэропортқа мәхсус машина әвәтип күтүвалатти, әң яхши меһманханиларға орунлаштуратти.
Хеләм Рәһимоғли журналист һәм рәһбәр сүпитидә бөләкчә кәспий маһарәткә егә еди. Өз ишиға жуқури җавапкәрлик һәм салаһийәт билән қаратти. Қайси әлгә қандақ әхбарат әвәтишни, қайси тилда йоллашниң әвзәллигини, мәзмун-маһийитини яхши чүшинәтти. Һәрқандақ қарарни Өзбәкстан, һәтта Мәркизий комитет рәһбәрлири билән келишмәстинла, җавапкәрликни бойниға елип, өзи қобул қилатти. Һә, мундақ дадиллиқ у пәйтләрдә көрүнгәнла адәмгә мәнсүп әмәс еди. Әйнә шундақ есил инсанни бүгүнки күндә хатириләп олтарғинимиз җаһан иш болди. Уюштурғучиларға чоң рәхмәт.
Султан ҖАМАЛ, Өзбәкстан Язғучилар иттипақиниң әзаси, көрнәклик язғучи:
– Мән, иш бабида болсун, шәхсий мунасивәттә болсун Хеләм ака билән қоюқ арилишип өткән адәмләрниң бири. У мениң үчүн әң қәдирлик устаз һәм улуқ инсан. Әдип наһайити еғир дәвирдә, икки отниң арисида һаят кәчүрди. Шуниңға қаримай, мәмликитигә, хәлқигә адил һәм шиҗаәтлик әмгәк қилди. Миллитимиз вәкиллирини, җүмлидин тарихий Вәтинимиздин чиққан қандашлиримизни бөләкчә ғәмхорлуғиға алди. Болупму кейинкилири русчә билмәслиги түпәйли камситишларға учриған пәйтләрдә уларни қоллап, роһий чүшкүнлүктин қутулдуратти Қалқан болуп һимайә қилатти. Хеләм акиниң һәммимизгә қилған шундақ атидарчилиғини та мошу күнгичә мәмнунийәт билән әсләймән.
Бәһрим ҒЛАВДИНОВ, мемарчилиқ пәнлириниң доктори, профессор (Қазақстан):
– Хеләм Худайбәрдиев һәққидә көп аңлиған болсамму, бәхиткә қарши, униң билән беваситә учришип, арилишиш пурситигә еришәлмидим. Шундиму әйнә шундақ есил инсан билән бир дәвирдә яшиғанлиғим, йәни замандаш болғанлиғим үчүн пәхирлинимән. Уни һәрқандақ шараитта өзиниң адиллиғини, милләтпәрвәрлигини, ишбиләрмәнлигини намайиш қилип, җәмийәтлик һаятқа қоюқ арилашқан шәхс сүпитидә билимән. Өз дәврини егиләлигән адәм – әң бәхитлик адәм. Һә, Хеләм акини мән шундақ әзимәтләрниң қатариға ятқузимән. Шуңлашқиму аләмдин өтсиму, ярқин қияпити қәлбимиздә мәңгү сақлиниду.
Дильфуза РОЗИЕВА, Абылайхан намидики Қазақ хәлиқара мунасивәтләр вә дунияйүзи тиллири университетиниң кафедра рәһбири (Қазақстан);
– Хеләм Худайбәрдиев қанчилик қийин һәм мурәккәп заманда өмүр сүрсиму, уйғур хәлқиниң ғеми билән яшиди. У һәргиз аилисиниң, өзиниң мәнпийитинила ойлиған адәм әмәс. Әпсус, бүгүнки күндә аримизда тилидин, мәдәнийитидин, умумән, өзлүгидин кечиватқан уйғурлиримиз бар. Әйнә шундақларға Хеләм Худайбәрдиевтәк милләтпәрвәр, жүригидә оти бар инсанларниң һаят-паалийитини үлгә қилип көрситишимиз шәрт.
Хәлқимизниң “талантлиқ адәм һәммә тәрәптин талантлиқ болиду” дегини раст охшайду. Бу ибарини мән нәқ шу Хеләм бовимиздәк инсанларға қарита ейтилғанмекин дәп ойлаймән. Мәсилән, униң Өсәк тәвәсидә қурулған «Көк көйнәкликләр» сәнъәт өмигидә паалийәт елип барғанлиғи, уруш жиллири қиммәт вақтини бөлүп, өзи хизмәт қилған һәрбий қисим тәркивидики камситишқа учриған азсанлиқ милләтләр вәкиллиригә рус тилини үгәткәнлиги, исимлири дунияға тонулған рус классик язғучилириниң әсәрлирини уйғур тилиға тәрҗимә қилғанлиғи, шаирлиқ қабилийитиниңму болғанлиғини билмәйдиғанлиримиз нурғун.
Хеләм Худайбәрдиевниң хәлиқни қорқунуч вә вәһимигә салған тәкипләш жиллири уйғур мәктәплириниң тәғдиригә ара болуп, йоқап кетиш ховупидин сақлап қелиш мәхситидә, қәтъий тәләп билән Сталинниң өзигә хәт йезиши – һәқиқий дадиллиқниң, җасурлуқниң һәм милләтпәрвәрликниң үлгиси болса керәк.
Ахирида ейтарим, Хеләм Худайбәрдиевтәк бүйүк намайәндилиримизниң һаят-паалийитини чоңқур үгинип, үлгә тутуш – бүгүнки әвлатниң муқәддәс пәрзи дәп ойлаймән.
Үч саат давам қилған онлайн-әнҗуман җәриянида исми дунияға мәшһүр шәхс, Өзбәкстан хәлиқ рәссами Леким Ибрагимов, биология пәнлириниң доктори, профессор Мәсимҗан Веләмов, Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати Изғарбек Бектурсынов, уйғур наһийәси Шуңқар оттура мәктивиниң мудири Бейбит Алғазиев вә башқилар бүйүк намайәндә һәққидә сәмимий пикирлири билән иллиқ әслимилирини баян қилди.
Шуниңдин кейин Хеләм Худайбәрдиевниң пәрзәнтлири — Ташкәнт Шәриқшунаслиқ университети Шәриқ тарихи кафедрисиниң доценти Әзиз Худайбәрдиев вә техника пәнлириниң намзити, доцент Муһәббәт Саттарова атисиға жуқури һөрмәт билдүрүп, мәзкүр чарә-тәдбирни уюштурған шәхсләргә, әнҗуман қатнашқучилириға чәксиз миннәтдарлиғини билдүрди.
Онлайн-әнҗуман даирисидә көрнәклик дөләт вә җәмийәт әрбаби Хеләм Худайбәрдиев тәвәллудиниң 100 жиллиғиға беғишланған «Әсиргә улашқан улуғвар өмүр» намлиқ китапниң тонуштуруш мәрасими болуп өтти. Униңға риясәтчилик қилған журналист Минәмҗан Асимов топламни чиқириш тәшәббускарлириға, материалларни топлашқа ярдәмләшкән шәхсләргә, хатирилири билән бөлүшкән муәллипләргә һәм униң йоруқ көрүшигә мәбләғ җәһәттин қол учини сунған милләтпәрвәр қериндишимиз Тайир һаҗим Дугановқа вә башқа һамийларға сәмимий алқишини изһар қилди.
647 рет
көрсетілді0
пікір