- Йеңилиқлар
- 03 Қыркүйек, 2020
Коррупционерлар шәртлик қәрәлидин илгири бошитилмайду
Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев коррупционерларни шәртлик қәрәлидин илгири бошитишни мәнъий қилишни тапшурди.
“Коррупция проблемилири бойичә өткән кеңәшмидә коррупциялик җинайәтләр үчүн сотланған шәхсләрни шәртлик қәрәлидин илгири бошитишни қоллинишқа қануний түрдә мәнъий қилишни тапшурдум”, дәп язди президент өзиниң Интернеттики сәһиписидә.
Шуни әскә салимизки, илгири Президент Қасым-Жомарт Тоқаев коррупциягә қарши туруш мәсилилири бойичә кеңәшмә өткүзди. Өз сөзидә коррупциягә қарши күрәш мәмликәтниң стратегиялик тәрәққиятиниң әң әвзәлликлириниң бири болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди. Дөләт рәһбири гражданларниң кирими азайған вә ихтисатни қоллашқа бөлүнгән мәбләғни оғрилаш вә талан-таражға селиш әһваллири көпәйгән пандемия дәвридә коррупциягә қарши күрәшни күчәйтишниң зөрүрлүгини тәкитлиди.
“Коррупциялик әһвалларниң сәвәплирини вә шәртлирини биртәрәп қилмай, уни түп-йилтизидин йоқитиш мүмкин әмәс. Адәмләр қандақту-бир әмәлдарниң яки рәһбәрниң җавапқа тартилғининила әмәс, улар ишлигән дөләт органлирида түп-асасидин өзгиришләрниң йүз бәргәнлигини көрүши керәк. Һазирчә мән мундақ комплекслиқ вә қәтъий ишни байқимайватимән. Әмәлдарлар биридин кейин бири алмишиватиду, әнди системилиқ проблемилар қандақ болған болса, шу петичә қеливатиду”, дәп һесаплайду Президент .
721 рет
көрсетілді0
пікір