- Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә Мәктүби
- 03 Қыркүйек, 2020
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә Мәктүби Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти
Һөрмәтлик вәтәндашлар!
Һөрмәтлик Парламент палатилириниң рәислири, депутатлар, Һөкүмәт әзалири!
Парламентниң новәттики сессиясиниң иши мурәккәп вақитта башлиниватиду.
Мәмликитимиз пүткүл аләмшумул бирләшмигә ховуп туғдуруватқан пандемиягә қарши турушни давамлаштуруватиду. Биз барлиқ күчни қазақстанлиқларниң һаяти вә саламәтлигини қоғдашқа сәрип қилдуқ. Қийин пәйттә Қазақстан хәлқи бирпүтүн болуп җипсилашти.
Таҗсиман вирусқа қарши күрәш хәлқимизниң өзара ярдәм, һисдашлиқ, мисли көрүлмигән апәттә бирлишип қарши турушқа тәйяр болуш охшаш һәқиқий хусусийитини көрсәтти.
Медикларға, һоқуқ қоғдаш органлириниң хадимлириға, һәрбий хизмәтчиләргә, пидаийларға, тиҗарәтчиләргә вә барлиқ бепәрва әмәс, аңлиқ гражданларға бәрдашлиқ һәм җавапкәрлик көрсәткәнлиги үчүн сәмимий тәшәккүр билдүримән. Силәр бәрдашлиқ вә җавапкәрликниң яхши үлгисини көрсәттиңлар. Буни һәқиқий вәтәнпәрвәрликниң көрүнүши дәп һесаплаймән.
Һазирқи мурәккәп шараитта бизниң асасий вәзипимиз – иҗтимаий-ихтисадий турақлиқни, аһалиниң иш билән тәминлинишини вә киримини сақлап қелиш.
Боһранға қарши оператив чариләрниң икки түркүми көрүлди. Киримидин вақитлиқ айрилған 4,5 миллиондин ошуқ қазақстанлиқ 42 500 тәңгә миқдарида ярдәм алди. Бу мәхсәтләргә 450 миллиард тәңгидин ошуқ мәбләғ бөлүнди. Хошна дөләтләрдә вә, һәтта, айрим тәрәққий әткән әлләрдә бу хилдики ярдәм көрситилмиди.
Миллиондин ошуқ адәм озуқ-түлүк, мәиший товарлар түркүмини алди. Елбасы, Nur Otan партияси Рәисиниң тәшәббуси билән “Біргеміз” фондиниң бир вақитлиқ малийәвий ярдими 550 миңдин ошуқ аилигә көрситилди.
Пандемия барлиқ дөләтләр үчүн синақ болди. Вирусқа қарши күрәштә улар нурғунлиған қийинчилиқларға дуч келиватиду. Бир йәрдә әһвал турақлашса, иккинчисидә вирусниң йеңи очақлири пәйда болуватиду.
Һөкүмәт өз хаталиқлиридин савақ алди, ишни чапсан йолға қоялиди. Әң муһими – биз гражданлиримиздин һечнемини йошурмидуқ, вирустин вапат болғанлар тоғрилиқ әхбаратниң һәммисини очуқ елан қилдуқ. Бу Қазақстанни бирқатар дөләтләрдин хелә пәриқләндүрүп туриду.
Бирақ эпидемиологиялик әһвалниң яхшилиниши – бу өзимизни өзимиз хатирҗәм қилиш үчүн сәвәп әмәс. Күрәш давамлишиватиду. Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң тәхмини бойичә пандемия үстидин ғалип чиқиш үчүн кам дегәндә икки жил тәләп қилиниду.
Алдимиздики айлар жуқури сәвәпкәрликкә келиш тәртивидә өтиду. Униңға тәйяр болуш керәк. “Отни” қол билән өчәрмәй, бәлки ойланған һалда, һәммә нәрсиниң алдини елип ишләш керәк. Барлиқ қарарлар тоғра тәхминләргә асаслиниши лазим.
Һөкүмәт ениқ чәклимиләр вә мувапиқ карантин механизмлирини җарий қиливатиду. Пандемиягә қарши күришишниң комплекслиқ программиси ишлиниду.
Дөләтниң иҗтимаий саһадики вә ихтисатни қоллап-қувәтләш мәсилисидики барлиқ мәҗбурийәтләр орунлиниду. Бу мәхсәтләр үчүн Миллий фондтин 1 триллион тәңгә бөлүнүватиду. Иҗтимаий төләмләрни индексацияләш давамлишиватиду. 2023-жилғичә буниңға 1 триллион тәңгидин ошуқ мәбләғ әвәтиш планланмақта.
Биз һазирқи қийинчилиқларни сөзсиз йеңип чиқимиз. Бирақ дөлитимизниң йеңи геосәясий реаллиқтики узақ муддәтлик тәрәққиятиниму әстин чиқиришқа болмайду.
Һазир дуния кейинки йүз жилдики әң еғир боһранни баштин кәчүрүватиду. Экспертларниң пикричә, аләмшумул ихтисатни әслигә кәлтүрүш кам дегәндә 5 жилғичә болған вақитни алиду.
Шундақ дегән билән, кәлгүсидики лидер дөләтләрниң риқабәткә тақабиллиғи нәқ боһранлар вә чоңқур өзгиришләр дәвридә вуҗутқа келиду. Қазақстан йеңи дунияда өзиниң мунасип орнини егилиши керәк.
Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң жирақни көзлигән сәясити түпәйли ихтисадий тәрәққиятниң пухта асаслири яритилди, дуния мәйданида җиддий аброй қолға кәлтүрүлди.
Биз йеңи дуния тәртиви шәкиллиниватқан шараитта ислаһатларға җиддий күч қошушимиз керәк. Бу йөнилиштә Милләт планини вә Бәш институционал ислаһатқа асасий программа сүпитидә әмәл қилишимиз керәк.
Биз гражданлиримизға мунасип һаятни тәминлишимиз, уларниң һоқуқини қоғдишимиз, қанунниң үстүнлүгини мустәһкәмлишимиз, коррупциягә қарши күрәшни күчәйтишимиз шәрт.
Шундақ қилип, бизниң иш-һәрикәт планимиз қандақ?
І. Дөләт башқурушиниң йеңи үлгиси
Бу саһадики ислаһатларни системилиқ жүргүзүш керәк.
Дөләт башқурушиға, кадрлар сәяситигә, қарарларни қобул қилиш вә уларни орунлаш үчүн җавапкәрлик системисиға болған яндишишларни өзгәртиштин башлаймиз.
Пандемия вә боһран шараитида әмәлдики дөләт башқуруш системиси барлиқ күч-қувитини сәрип қилип ишләватиду. Оператив вәзипиләрни һәл қилиш вақитни вә мәбләғни тәләп қилиду. Бирақ һечқачан жирақтики упуқтин көз үзмәслик керәк. Шуңлашқа мән уттур Президентқа беқинидиған Стратегиялик планлаш вә ислаһатлар агентлиғини қуруш қарарини қобул қилдим.
Илгири мундақ орган моҗут болуп, өзигә жүкләнгән вәзипиләрни утуқлуқ орунлиған еди. Әнди у яңливаштин дөләт планлаш системисида мәркизий һалқа болиду. Агентлиқ ишләп чиқидиған ислаһатлар ениқ, реал болуши вә, әң муһими, уни барлиқ дөләт органлири сөзсиз орунлиши керәк.
Ислаһатлар бойичә Алий Президент кеңиши қурулиду, униң қарарлири үзүл-кесил болиду. Чапсан өзгириватқан әһвалға объектив баһа бериш үчүн Статистика комитети агентлиқ тәркивигә берилиду.
Әһвал шундақ қелиплаштики, дөләт планлаш системисида дөләт аппарати баш планлиғучи, орунлиғучи вә баһалиғучи болуватиду. Бу натоғра.
Дөләт планлаш системиси барлиқ адәм ресурслириниң сәпәрвәрликкә келишини тәминлиши, барлиқ басқучларда: планлаш, орунлаш, баһалиқ басқучлирида толуқ мәзмунлуқ шерик сүпитидә хусусий сектор вә җәмийәтни җәлип қилиши керәк.
Нурғунлиған көрсәткүчләр вә индикаторлардин ибарәт дөләт программилирини тәйярлашни тохтитиш керәк. Барлиқ гражданларға чүшинишлик болған қисқа миллий лайиһиләргә көчүш вақти кәлди. Иш җәрияни әмәс, бәлки униң нәтиҗиси асасий мәхсәт болуши шәрт.
Мундақ түп-асаслиқ ислаһатни жүргүзүш пүткүл дөләт аппаратиниң паалийитини қайта қарап чиқишни тәләп қиливатиду. Бу мәсилә бойичә ислаһатларни планлаш вә әмәлгә ашуруш уйғунлуғи алаһидә муһимдур.
Дөләт хизмити системисини йеңилаш тәләп қилиниватиду. Пандемия вә дөләт органлири хадимлириниң көпчилигини жирақта туруп ишләшкә көчириш дөләт аппаратини қисқартишқа болидиғанлиғини көрсәтти.
Дөләт аппаратини вә квазидөләт сектори хадимлирини қисқартиш қәрәлини чапсанлитишни тапшуримән. Бийил уларниң 10 пайизини, келәр жили йәнә 15 пайизини қисқартиш керәк. Шундақ қилип, биз хадимларниң 25 пайизини қисқартиш вәзиписини 2021-жилила һәл қилимиз. Шуниң нәтиҗисигә қарап вә рәқәмләштүрүшни һесапқа елип, униңдин кейинки қисқартиш тоғрилиқ қарар қобул қилимиз.
Ихтисат қилинған мәбләғ һесавиға қалған хадимларниң иш һәққи ашурулиду. Төвән һәқ төлинидиған дөләт хизмити җәмийәткә наһайити қиммәткә тохтимақта. Мошу мәсилини чүшәнмәслик сәлбий таллашқа, салаһийәтниң, тәшәббусниң төвәнлишигә вә, әң муһими, коррупциягә елип келиду. Шуңлашқа 2021-жилниң 1-июлидин тартип фактор-балл шкалисини җарий қилиш керәк. Бу дөләт хизмәтчилирини илһамландуруп, җавапкәрлигини ашуриду.
Биз йеңи кадрларға – йеңичә көзқараш вә тәшәббусларға егә кәспийләргә муһтаҗ болуватимиз. Дөләт хизмити йошурун кастиға айланмаслиғи керәк.
Шуниң билән бир вақитта кәспий вә әхлақий тәләпләрниң төвәнлишигә йол қоймай, варислиқ вә институционал дәстүрниң сақлинишини тәминләш муһимдур. Буниңда мәсъул катиплар институти тоғрилиқ мәсилигә тохталғум келиватиду.
Мундақ институт җарий қилинғанда, уларниң алмишиши министрларни мәмурий-кадр ишидин қутулдуриду, аппаратниң турақлиқлиғини тәминләйду, дәп пәрәз қилинған еди. Әмәлиятта ундақ болмиди. Һәтта министрлар билән мәсъул катиплар оттурисида өзара чүшәнмәслик әһваллири көпәйди. Ақивәттә умумий иш зәрдап чекиватиду.
Бирла адәмдин – Президент тайинлайдиған министрдин тәләп қилиниши керәк. Шуңлашқа мәсъул катиплар институтини тарқитип, уларниң вәзиписини министрликләр аппаратлириниң рәһбәрлиригә жүкләш лазим.
Жуқурида атап көрситилгән тәклипләрни әмәлгә ашуруш үчүн мошу жилниң ахириғичә дөләт хизмити тоғрилиқ қанунға түзитишләрни қобул қилишни тапшуримән.
Норма чиқириш мәсилисиниму қайта қараш керәк.
Карантин вақтида һоқуқ системисиниң мукәммәл әмәслиги ишни арқиға созғанлиғи сир әмәс. Пәвқуладдә әһвал тәртивини җарий қилиш вә пәвқуладдә Пәрман аталмишни қобул қилишқа тоғра кәлди. Бирақ мундақ чариләр боһран әһвалиға системилиқ җавап болалмайду.
Асасий проблема иҗраий һакимийәт паалийитиниң ошуқчә қануний чәклинишидә. Биз министрлар билән һакимлардин тәләп қилимиз, бирақ уларниң вакалити қанунлар вә тохтамларниң ениқ нормилири билән чәкләнгән. Бу пәқәт дөләт аппаратиниң ишини тохтитипла қоймай, бәлки Парламентниң ишиниму қийинлитиду. Униң палатилири иҗраий органлар һоқуқ даирисигә ятидиған ениқ нормиларни қарашқа мәҗбур болмақта.
Чапсан өзгириватқан дунияда қарарларни қобул қилиштики гиҗиңлиқ миллий бәхәтәрликкә ховуп болуп һесаплиниду. Шуңлашқа Һоқуқ сәясити концепцияси даирисидә қанунни өзгәртиш арқилиқ һоқуқий регламентлаш дәриҗилириниң оттурисидики тәңпуңлуқни тәминләш керәк. Буни арқиға созушқа болмайду. Шундақла квазидөләт компаниялирини корпоративлиқ башқурушни яхшилаш охшаш муһим проблемини һәл қилиш керәк.
Мәмликәттә онлиған миллий компанияләр билән он миңлиған дөләт карханилири ишләватиду. Буниңда чоң квазидөләт тәшкилатлири акционерлиқ җәмийәтләрдин һесаплиниду, уларниң мәхсити – пайдини тәминләш. Бирақ, әгәр уларға дөләт вәзиписиниң бир қисми берилсә, уларниң паалийити пәқәт гражданлар һәм ихтисат үчүн хизмәт қилиш, ярдәмчи характерға егә болуши керәк.
Барлиқ акционерлиқ җәмийәтләрдә чүшәнчиләр алмишип кәтти. Корпоративлиқ башқуруш қошумчә бюрократик җәриянға айланмақта.
Барлиқ квазидөләт секторини ислаһат қилишни давамлаштуруш лазим. Айрим қарарлар бүгүн елан қилиниду, қалған қарарлар бойичә Һөкүмәт маңа тәклипләрни бериду.
ІІ. Йеңи реаллиқтики ихтисадий тәрәққият
Узаққа созулған нефть дәври аяқлашқан охшайду. Дуния нәрқиниң тамамән йеңи конъюнктурисиға тәйяр болуш керәк.
Биз үчүн һәқиқий диверсификацияләнгән, технологиялик ихтисатни вуҗутқа кәлтүрүш пәқәт зөрүрийәтла әмәс, бәлки бу альтернативиси йоқ йол.
Буниңда ихтисат хәлиқ паравәнлигини ашурушқа ишлиши шәрт. Миллий киримниң өсүшидин чүшкән пайдини адаләтлик тәхсим қилишқа, нәтиҗидарлиқ иҗтимаий “лифтларға” болған җәмийәтлик тәләпниң күчийиши сөзсиз иҗабий җавап тепиши керәк.
Шуңлашқа мәмликитимизниң йеңи ихтисадий йоли йәттә асасий принципқа асаслиниши лазим:
1. Пайда вә вәзипиләрни адаләтлик тәхсим қилиш.
2. Хусусий тиҗарәтчиликниң йетәкчи роли.
3. Адил риқабәт, йеңи әвлат тиҗарәтчилири үчүн базарларни ечиш.
4. Үнүмдарлиқни көпәйтиш, ихтисат мурәккәплигиниң вә технологияликлигиниң ашурулуши.
5. Инсан капиталини тәрәққий әткүзүш, йеңи типтики билим бериш инвестициясини җәлип қилиш.
6. “Йешил” ихтисатни тәрәққий әткүзүш, әтрап муһитни қоғдаш.
7. Дөләт тәрипидин асаслиқ қарарларни қобул қилиш вә улар үчүн җәмийәт алдида җавапкәр болуш.
Буниңда биз өзимизниң риқабәттики әвзәлликлиримизгә вә реал имканийәтлиримизгә асаслинишимиз керәк.
***
Санаәт иқтидарини толуқ ечиш Қазақстан алдида туруватқан муһим вәзипә болуп һесаплиниду.
Бу саһадики утуқларға қаримай, бизгә һазирчә ички базарниң толуқ иқтидарини әмәлгә ашуруш мүмкин болмайватиду. Қайта ишләнгән товарларниң үчтин икки қисмиға йеқини чәт әлдин кәлтүрүлүватиду.
Миллий ихтисатниң стратегиялик қувитини тәминләш үчүн дәрһал қара вә рәңлик металлургиядә, нефть-химия санаитидә, автомобиль вә машина ясаш санаитидә, қурулуш материаллирини, озуқ-түлүк мәһсулатлирини ишләпчиқиришта вә башқа секторларда йеңи мәһсулат ишләшни тәрәққий әткүзүшкә киришиш лазим.
Сүпәт җәһәттин йеңи миллий индустрияни тәрәққий әткүзүш йеңиланған қанун асасини тәләп қилиду.
Санаәтни тәртипкә кәлтүрүш вә уни қоллап-қувәтләш мәсилилири түрлүк қанун һөҗҗәтлиридә әкис әткән. Бирақ умумий мәхсәт көрситилмигән, әмәлгә ашурулидиған сәясәт вә чариләрниң арисида өзара бағлиниш йоқ.
Шундақла айрим секторларни яки саһаларни тәртипкә кәлтүридиған нурғунлиған қанунлар бар. Мәсилән, “Электр энергетикиси тоғрилиқ” қанун, “Транспорт тоғрилиқ” қанун шулар җүмлисидиндур.
Жил ахириғичә бир нормиға кәлтүрүлгән “Санаәт сәясити тоғрилиқ” қанунни тәйярлап, униңда мәһсулатни қайта ишләш санаитини тәрәққий әткүзүшниң асасий принциплирини, мәхсәтлирини вә вәзипилирини бәлгүләш лазим.
Шундақла санаәтни қоллап-қувәтләш бойичә чариләрни ениқ мәзмун билән толуқтуруш керәк. Бизгә системилиқ, биртуташ яндишиш йетишмәйватиду, шуңлашқа ахчини сан-санақсиз лайиһиләргә сәрип қиливатимиз.
Әлвәттә, биз санаәтни қоллап-қувәтләш бойичә кәң көләмни өз ичигә алидиған миқияслиқ чариләрни сақлап қалимиз. Шуниң билән биллә Һөкүмәт стратегиялик муһим ишләпчиқиришларни, асасий экспорт әвзәлликлирини ениқлиши, шундақла қоллап-қувәтләш усуллирини тәвсийә қилиш йоллирини қараштуруши керәк.
Стратегиялик лайиһиләр үчүн нәқ мошундақ капалитини бериш, имтиязлиқ мәбләғ билән тәминләш, қисмән капаләтләндүрүш, экспортни қоллап-қувәтләш механизмлирини көздә тутуш керәк.
Дөләт, квазидөләт секторлири вә йәр байлиқлирини пайдиланғучилар үчүн капаләтләндүрүлгән мәһсулат сетивелишни көздә тутуш керәк. Инвесторларниң малийәвий чиқиминиң бир қисмини селиқ төләштин бошитиш арқилиқ өтәшкә болиду.
Асасий мәхсәт – лайиһини әмәлгә ашурушниң пүткүл җәриянида қанун шәртлириниң турақлиқ болушида.
Әлвәттә, пәқәт мошу чариләр биләнла чәкләнмәймиз. Ениқ қоллап-қувәтләш дәриҗиси лайиһигә селинған хираҗәтниң көләмигә вә униң әвзәллигигә бағлиқ болиду.
Дөләт вә инвесторлар оттурисидики келишимләрни бәкитиш мәхситидә стратегиялик инвестициялик келишим түзилиду. Бу – йеңи усул.
Мәзкүр тәшәббусни ихтисадий өсүшни әслигә кәлтүрүш тоғрилиқ қанун лайиһиси асасида жил ахириғичә әмәлгә ашуруш керәк. Һөкүмәт стратегиялик келишимләргә киридиған лайиһиләр жиғиндисини 2020-жилниң апрель ейиғичә тәйярлайду.
Мәһсулат ишләш карханилири қолайлиқ баһаларда елимиз хамәшиясидин толуқ пайдилиниш мәсилиси системилиқ һәл қилишни тәләп қиливатиду.
Һөкүмәткә жил ахириғичә Қазақстанниң мәһсулат ишләш карханилирини хамәшия билән толуқ тәминләйдиған тәңшәш механизмлирини ишләп чиқишни тапшуримән.
Тәңшәш мәһсулат сетивелиш санаәт тәрәққиятиға уттур пайда бериду. Уларниң миқдари 15 триллион тәңгигә йеқин мәбләғни яки ички умумий мәһсулатниң бәштин бир қисмини тәшкил қилиду. Һөкүмәт билән һакимларниң вәзиписи – мошу иқтидарни толуқ ишқа қошуш.
Мениң тапшурмам бойичә дөләт органлириниң мәһсулат сетивелиш системисини яхшилиған йеңи қанун қобул қилинди. Амма миллий компанияләрниң мәһсулат сетивелиши қатардики тиҗарәтчиләр үчүн һелиғичә очуқ әмәс вә йетәрлик һалда қолйетимлиқ болмайватиду.
Жил ахириғичә квазидөләт секториниң барлиқ мәһсулат сетивелишиға тарқилидиған бирпүтүн қанунни ишләп чиқишни тапшуримән. Барлиқ тәртипкә кәлтүрүлидиған мәһсулат сетивелиш очуқ вә пәқәт Мәһсулат сетивелишниң бирпүтүн деризиси арқилиқ әмәлгә ашурулуши керәк.
Әгәр тегишлик һоқуқ қоллиниш әмәлияти болмиса, һечқандақ яхшилиниш ярдәм қилмайду.
Чәттин кәлтүрүлгән әрзән вә сүпәтсиз товарларниң елимизниң дәп көрситилип, түрлүк мәһсулат сетиш конкурслирида ғалип чиқиватқан әһвалларму бар. Елимиз товар ишләп чиқарғучилириниң реестри вә индустриал сертификатлар һазирчә сахта ишләпчиқарғучилар үчүн һәқиқий тосалғуға айланмиди.
Һөкүмәт “Атамекен” Миллий палатиси билән бирликтә жил ахириғичә Қазақстан мәһсулатини көпәйтиш бойичә ениқ тәклипләрни тәйярлайду.
Бизниң саһа бойичә умумий вәзипимиз – мәһсулат ишләш санаитидә ишләпчиқириш көләмини бәш жилда кам дегәндә 1,5 һәссә көпәйтиш.
Амма санаәт сәяситиниң пәқәт шундақ чарилири биләнла индустрияләштүрүштә чоң тәрәққиятни қолға кәлтүрүш мүмкин әмәс. Ахча-несийә, селиқ вә башқа асаслиқ сәясәтләрниң реал секторниң тәливидин үзүлүп қалмаслиғи наһайити муһимдур. Бу тоғрилиқ мошуниңдин кейин ейтимән.
***
Тәрәққий әткән йеза егилигисиз риқабәткә қабил ихтисатни вуҗутқа кәлтүрүш мүмкин әмәс.
Бу саһада йешилмәй келиватқан асаслиқ проблемилар бар. Аһалиниң йәргә қол йәткүзәлмәйватқанлиғи, узақ муддәткә берилидиған “әрзән несийәниң” йоқ болуши, кәспий кадрларниң тапчиллиғи шу җүмлидиндур.
Үнүмдарлиқни ашуруш, хамәшия йөнилиши биләнла чәкләнмәслик үчүн, шундақла амбар вә транспорт инфрақурулумини тәрәққий әткүзүш мәхситидә дәрһал чариләр көрүш керәк.
Мәмликитимиздә гөш, мевә, көктат, қәнт, данлиқ, майлиқ зираәтләрни, сүт мәһсулатини йетиштүрүш һәм қайта ишләш бойичә 7 чоң экосистемини вуҗутқа кәлтүрүшкә болиду. Белиқчилиқ саһаси җиддий диққәткә бөлүшкә мунасип. Чоң лайиһиләр қошулған баһани вуҗутқа кәлтүрүшниң мәркизий элементи сүпитидә асаслиқ роль ойниши керәк.
Вертикал кооперация дәриҗисидә шәхсий ярдәмчи егиликләр иқтидариниму нәтиҗидарлиқ пайдилинишқа болиду. Шәхсий егилик миллионлиған йеза турғунлириға ахча тепиш имканийитини бериду. Уларни регионлуқ озуқ-түлүк мәркәзлирини қурушқа җәлип қилиш керәк.
Биз горизонтал кооперация иқтидариниму әстин чиқармаслиғимиз лазим. Униңсиз аграр-санаәт комплекси тәрәққиятида һечқандақ илгириләш болмайду. Бирләшмигән шәхсий ярдәмчи егиликләр әмәлиятта аман қелиш гирвигидә туруватиду. Жуқури үнүмдарлиқ, мәһсулат сүпити, товар йәткүзүп бериш тоғрилиқ гәп қозғашниң һаҗити йоқ. Риқабәткә тақабил турушниң төвәнлиги вә чәттин кәлтүрүлгән мәһсулатниң көп болуши әйнә шуниңдин.
Кооперациядә йәргә вә активларға болған барлиқ һоқуқ сақлиниду, шуниң билән бир вақитта у хам әшия сетивелишта, мәһсулат йетиштүрүш вә сетишта нурғунлиған егиликләрниң күч-қувитини топлашқа ярдәм қилиду. Еғир йеза әмгигиниң наһайити әрзән баһалинип, асасий пайдини елип-сатарларниң еливатқанлиғи сир әмәс. Шуңлашқа субсидияләш вә селиқ имтиязлири программилири даирисидә йезидики кооперацияни рәғбәтләндүрүш бойичә чариләр түркүмини тәйярлаш керәк.
Йәнә бир муһим мәсилә. Келәр жилниң ахирида Йәр кодексиниң йеза егилиги мәхситидики йәрләрни пайдилиниш мәсилилири бойичә айрим нормилириға елан қилинған мораторий аяқлишиду.
Йеримиз чәтәлликләргә сетилмайду. Бирақ Һөкүмәт йеза егилиги йәрлирини толуқ ихтисадий муамилигә қошушниң башқа шәкиллирини ишләп чиқиши керәк. Аграр секторға инвестицияләр наһайити муһимдур.
Кәспий кадрларниң тапчиллиғи, шундақла аграр пәни тәрәққияти дәриҗисиниң төвәнлиги аграр-санаәт комплексидики системилиқ проблемилардин һесаплиниду. Бу йәрдә иҗраий һакимийәт тәрипидин қәтъий чариләр лазим.
Технологиялик җәһәттин конириған суғириш системилири җиддий тосалғу пети қалмақта. Суниң исрап болуши 40 пайизға йетиду. Су тапчил болған Қазақстан үчүн мундақ көрсәткүчләргә йол қоюшқа болмайду. Мәзкүр саһаниң нормативлиқ-һоқуқ җәһәттин тәртипкә кәлтүрүлүшини тәминләш, шундақла заманивий технологияләр вә инновацияләрни җарий қилиш үчүн ихтисадий рәғбәтләрни ишләп чиқиш керәк.
Аграр-санаәт комплексини тәрәққий әткүзүшниң һазирқи программиси келәр жили аяқлишиду. Һөкүмәткә бизнес билән бирликтә Аграр-санаәт комплексини тәрәққий әткүзүш бойичә бәш жилға бәлгүләнгән сүпәт җәһәттин йеңи миллий лайиһини ишләп чиқишқа тапшуримән.
Бизниң асасий вәзипилиримиз: өзимизни иҗтимаий әһмийәткә егә озуқ-түлүк товарлири билән тәминләш; миллионлиған йеза турғунлириниң киримини турақлиқ ашуруш; әмгәк үнүмини икки йерим һәссә ашуруш; аграр-санаәт комплексиниң мәһсулатини экспортқа чиқиришни икки һәссә көпәйтиш.
***
Транспорт-логистика комплексини тәрәққий әткүзүш муһим мәсилә пети қалмақта.
“Нұрлы жол” программисиниң биринчи басқучи утуқлуқ әмәлгә ашурулди, у мәмликәт пайтәхтини регионлар билән бирләштүрүш имканийитини бәрди. Транспорт системисиниң йеңи инфрақурулумлуқ қелипи шәкилләнди, мәмликәтни аләмшумул транспорт дәлизигә бирләштүрүш тәминләнди, Қазақстанниң Азия вә Европа оттурисидики бағлаштурғучи һалқа сүпитидики тарихий мәртивиси әслигә кәлтүрүлди.
Амма бу саһадики риқабәт наһайити жуқури. Мәркизий Азия регионида Қазақстанниң транзит иқтидарини төвәнлитидиған альтернативилиқ лайиһиләр пәйда болди.
Шуңлашқа “Нұрлы жол” программисиниң иккинчи басқучи мәмликитимизниң транспорт-транзит секториниң йетәкчи ролини бәкитишкә нишан қилиниши керәк.
Қазақстанниң риқабәткә тақабиллиғи җиддий инфрақурулумлуқ лайиһиләр, йеңи мәмликәтләр билән компанияләрни җәлип қилиш, хизмәт дәриҗисини вә транспорт маршрутлириниң илдамлиғини ашуруш һесавиға өсүши лазим.
Вәзипә – 2025-жилғичә 24 миң километр йолни, йәни барлиқ җумһурийәтлик йолларни реконструкция қилиш вә йол хизмити билән тәминләш.
***
Кичик вә оттура тиҗарәт әмәлиятта пандемияниң асасий зәрбисини қобул қилип мурәккәп вақитни баштин кәчүрүватиду.
Сәлбий ихтисадий ақивәтләрни йоқитиш үчүн 700 миңдин ошуқ тиҗарәтчигә селиқ җәһәттин йениклитиш берилди. Төләмләр кейингә қалдурулди, несийәләрни имтиязлиқ шараитта қайта мәбләғ билән тәминләш имканийити берилди. Амма әһвал һелиғичә мурәккәп.
Кичик вә оттура тиҗарәткә қошумчә ярдәм тәртивидә ихтисатниң зәрдап чәккән секторлиридики тиҗарәтчиләрниң һазирқи барлиқ несийәлириниң 6 пайизғичә жиллиқ мөлчәри бойичә дөләт субсидиясини беришни тапшуримән. Субсидияләш Пәвқуладдә әһвал елан қилинған пәйттин, йәни мошу жилниң 16-мартидин башлап 12 айлиқ вақитни өз ичигә алиду.
Миллий банк көпирәк зәрдап чәккән секторлардики кичик вә оттура тиҗарәтниң муамилидики мәблиғини толтуруш бойичә мәхсус программини әмәлгә ашуруватиду. Илгири униң өз күчини бийил аяқлаштуридиғанлиғи хәвәр қилинған еди.
Һазирқи боһран шараитида мошу программиниң күчини 2021-жилниң ахириғичә узартишни, шундақла униң даирисини кәңәйтишни тапшуримән. Бу мәхсәтләр үчүн қошумчә 200 миллиард тәңгә көздә тутулуши, программиниң умумий миқдари 800 миллиард тәңгигичә йәткүзүлүши керәк.
Шундақла жил ахириғичә кичик вә оттура тиҗарәт үчүн дөләт органлириға һәм квазидөләт секториға тәәллуқ қозғалмас мүлүк объектлири бойичә иҗарә һәққини һесаплашни тохтитишни тапшуримән. Һазирқи шараитта аһалиниң иш билән тәминлинишини вә униң киримини сақлап қелиш – асасий йөнилиш. Шуңлашқа мошу вақитта көп зәрдап чәккән саһаларда кичик вә оттура тиҗарәт үчүн әмгәккә һәқ төләш фондиға жүклимини төвәнлитиш муһим. Бизнесниң мошу категорияси бойичә жил ахириғичә болған қәрәлгә бюджеттин сирт фондларға әмгәккә һәқ төләшкә мәбләғ әвәтишни рәт қилишни тапшуримән.
Новәттики мәсилә – бизнес әһвали. Мәзкүр саһа ислаһатларға муһтаҗ болуватиду, чүнки тәртипкә кәлтүрүш системиси илгәркидәкла қолайсиз, һәтта җазалиғучи пети қалмақта.
Тәртипкә кәлтүрүшниң асаслиқ принциплири өзгәртилиши лазим. Дөләт тәртипкә кәлтүрүлүши пәқәт гражданлар саламәтлигини вә экологияни қоғдаш биләнла ақлиниши мүмкин.
Қанун бойичиму, тәҗрибә сүпитиму ениқ маһийәтниң шәкилниң үстидин артуқчилиғи бар екәнлиги, әқил-ой вә мәзмун-маһийәтниң қаттиқ қанун нормилиридин үстүн болуши мүмкин екәнлигини әскә елиш мувапиқтур. Тәкшүрүш жүргүзүш мәнъий қилинған үч жиллиқ мораторий шундақ тәртипкә кәлтүрүш системисини қайтидин җарий қилишқа йол ачиду.
Бу йосунда коррупция нурғун орун алидиған мемарчилиқ-қурулуш паалийити, санитарлиқ-эпидемиологиялик назарәт, ветеринария, сертификацияләш вә башқа саһалардин башлаш керәк. Кичик вә оттура тиҗарәтниң паалийитини тәртипкә кәлтүридиған йеңи нормативлиқ-һоқуқ базисини келәр жили тәйярлашни тапшуримән.
Тәкрарлаймән: дөләт қурулумлириниң тиҗарәтчилик паалийәткә һәрқандақ қанунсиз арилишиши, бизнесменлар ишиға тосалғулуқ қилиниши дөләткә қарши җинайәт сүпитидә қобул қилиниши керәк. Тиҗарәтчиләр әмәлдарлар қанунсиз қисим көрсәткән әһвалда қорқмай прокуратура органлириға мураҗиәт қилиши лазим.
Тиҗарәтчиләрни қоллап-қувәтләш базар утуқлириниң асасий компонентлирини өзидә муҗәссәмләнгән оттура тиҗарәткә асасий диққәтни билдүриду. Ундақ компанияләр пәқәт ички базарғила әмәс, бәлки ташқи базарларғиму нишан қилиниши керәк. Уларни экспортлуқ қоллап-қувәтләш лазим.
Һөкүмәткә идеядин нәтиҗигичә мәхсәтчанлиқ қоллап-қувәтләшни тәминләш үчүн оттура хам әшия әмәс карханиларға қаритилған экспортлуқ акселерацияләш программисини ишқа қошушни тапшуримән.
2025-жилға қәдәр кичик вә оттура тиҗарәтниң умумий ички мәһсулаттики үлүшини 35 пайизға, иш билән бәнт болғанларниң санини 4 миллионға йеқин адәмгә көпәйтиш бу саһани тәрәққий әткүзүш ишиниң асасий нәтиҗиси болуши керәк.
***
“Уттур” дөләт сәясәтлирини қайта қуруш бизниң ишимизниң утуқлуқ болушиниң асасий амили.
Ахча-несийә сәяситигә йеңичә яндишиш керәк.
Биз миллий вә хәлиқара инвесторлар тәрәптин тәңгигә болған ишәнчә боһриниға дуч кәлдуқ. Ихтисатни диверсификацияләшниң төвән дәриҗиси вә жуқури өзгиришчан курс, болупму хам әшия әмәс секториға чәт әл инвестициясиниң келишини тохтитиватиду.
Валюта базирини тәртипкә кәлтүрүш, капиталниң қозғилишиға бағлиқ проблемиларму өзиниң сәлбий ролини ойнаватиду. Экспорттин чүшкән пайдиниң нурғун қисми һәтта ички валюта базириға кирмәй, чәт әлдә қеливатиду. Һөкүмәт, Миллий банк экспортерларни валюта пайдисини сетишқа мәнпийәтдар қилиши керәк.
Ахча-несийә сәяситиниң рәғбәтләндүрүш ролиниму күчәйтиш тәләп қилинмақта. Һазир у көп җәһәттин валюта базиридики мәбләғниң мүмкин болғандин көпийип кетиш ховупиға бағлиқ тохтитиливатиду. Банклар валюта базири вә Миллий банк мүмкинчиликлири арқилиқ пайда тепиватқанлиқтин ениқ ихтисатқа несийә беришкә алдиримайватиду.
Мошу өтүмлүкни қайта нишан қилип, бизнесқа несийә берип, валютилиқ елип-сатарлиқни тохтитиш ишиға қайта нишан қилиш чарилирини көрүшни тапшуримән. Малийә базирини тәртипкә кәлтүрүш агентлиғи вә миллий банкниң мошу вәзипини һәл қилиши үчүн вакаләтлиги һәм салаһийити толуқ йетиду. Жил ахириғичә әһвалниң яхшилинидиғанлиғиға үмүт қилимән.
Шундақла малийә базиридики йәнә сәлбий амил – истимал сегменти вә бизнесқа несийә бериш ишидики тәңпуңсизлиқ. Истималчиларға тохталсиз, бәзидә җавапкәрсиз несийә беришни нормативлиқ тохтитиш керәк, бу җиддий иҗтимаий ақивәтләргә елип келиши мүмкин. Гражданларниң малийә саватиниң йетәрлик әмәслиги уларға несийә мәһсулатини теңиш үчүн сәвәп болмаслиғи лазим.
Бийил мениң тапшурмам бойичә қануний вә нормативлиқ асас өзгәрди, заемщикниң төләм қабилийитини баһалаш тәләплири җиддий күчәйтилди. Илгири истимал заемлирини назарәтсиз бәргән кичик малийә тәшкилатлири, ломбардлар вә башқа малийә мәһкимилири дөләт тәрипидин тәртипкә кәлтүрүлидиған болди. Бирақ тавакәлчилик сақланмақта. Болупму боһран вә аһали кирими төвәнләватқан вақитта.
Малийәвий тәртипкә кәлтүрүш агентлиғи вә Миллий банк несийә тәшкилатлириниң җавапкәрлигини ашуруш қисмида, шундақла несийәләр бойичә чәклик ставкини дифференциацияләш вә төвәнлитиш бойичә қошумчә тәртипкә кәлтүрүш чарилирини көрүши мүмкин.
Биз ахча-несийә сәяситигә болған ишәнчини ашурушимиз лазим. Шуңлашқа Миллий банк қурулумида Ахча-несийә сәясити бойичә комитет қуруш қарари қобул қилинди. Униң тәркигә мустәқил әзаларму кириду.
Әгәр миллий киримни адил бөлүшниң муһимлиғи тоғрилиқ гәп қилсақ, мәмликәтниң барлиқ гражданлириға нәқ шундақ чүшинишлик болидиған селиқ сәяситини тәйярлишимиз керәк.
Һазир 40қа йеқин түрлүк селиқ вә ахча жиғишлар бар. Уни башқуруш иши мурәккәпләшти вә ениқ әкис әткән мәҗбурий характерға егә.
Һөкүмәткә “Атамекен” Миллий палатиси билән бирликтә депутатлар корпусини җәлип қилип, Селиқ кодексини вә қанунға мувапиқ һөҗҗәтләрни тәкшүрүшни жүргүзүшни тапшуримән. Мәхсәт – селиқ мәҗбурийәтлирини орунлашни түп-асасидин аддийлаштуруш вә селиқлар билән төләмләрниң санини азайтиш.
Ихтисатни диверцификацияләшниң вә бюджетни толуқтурушниң қошумчә васитиси сүпитидә селиқ ставкилирини дифференциацияләш тоғрилиқму ойлиниш керәк.
Кичик вә оттура тиҗарәт секториға пандемиядин көп зәрдап чәккән секторларда ишләватқан тиҗарәтчиләргә обороттин парчилап селиқ төләш һоқуқини беришкә болиду дәп һесаплаймән. Хәлиқара селиқ селиш нормилири айрим диққәтни тәләп қилиду. Улар Қазақстанға чәт әл инвестициялириниң келип чүшүшини рәғбәтләндүрүши вә пайдини қайта инвестициялиши керәк.
Шуниң билән бир вақитта трансфертлиқ баһа бәлгүләш вә мәмликәттин капиталниң чиқирилиши үстидин пухта назарәт лазим. Экспертларниң баһалишичә, мәмликәт ички умумий мәһсулатиниң үчтин бир қисмиға йеқини йошурун һаләттә туруватиду – бу бюджет киримини ашуруш үчүн чоң иқтидар.
Селиқ вә бажхана саһасини рәқәмләштүрүш йошурун ихтисатқа қарши униң барлиқ көрүнүшлиридә күришишкә җиддий ярдәм қилиду. Униң үстигә коррупция нәқ йошурун ихтисат билән озуқлиниватиду.
Шуңлашқа Малийә министрлиги тәркивидики Ихтисадий тәргәв хизмитиниң ишини асасән “йошурун ихтисатқа” қарши күрәшкә қайта нишан қилишни тапшуримән.
Биз теҗәм вә җавапкәр йеңи бюджет сәяситини ишләп чиқишимиз керәк. Пәқәт муһим йөнилишләр вә лайиһиләрни мәбләғ билән тәминләш лазим. Мәбләғни һәр яққа чачидиған заман кәлмәскә кәтти. Асасий бюджет коэффициентлири вә қаидилири топлимини тәйярлаш керәк.
Умумий әһвални билиш үчүн “кәңәйтилгән бюджет” аталмишни җарий қилиш тәләп қилиниватиду. Униңда дөләт бюджетидин ташқири бюджеттин сирт малийәму һесапқа елиниши керәк.
Бюджетни планлашниң йеңи системиси миллий әвзәлликләрни тәминлиши вә миллий планлаш системисиға беқинидиған қисим болуши керәк.
Дөләт органлириға бюджет мустәқиллигини бериш керәк. Бу вәзипиләрни оператив һәл қилиш вә коллективлиқ җавапкәрсизлик һәм қәғәзвазлиқтин кетиш имканийитини бериду.
Амма тәләпму күчәйтилиши лазим. Мошу мәхсәттә Санақ комитетиниң вәзиписини күчәйтишни тапшуримән. Мәнпийәтләр тоқунушиниң алдини елиш үчүн уни Һөкүмәт йенидики Җумһурийәтлик бюджет комиссияси арқилиқ әмәс, Парламентниң саһалиқ комитетлири арқилиқ мәбләғ билән тәминләш айрим тәртивини көздә тутуш керәк.
Риқабәтлик сәясәт алаһидә муһим әһмийәткә егә болуватиду. Риқабәт мәйданини җиддий хилму-хиллаштуруш, һәрбир тиҗарәтчи үчүн һәқиқәтәнму ениқ имканийәтләрни вуҗутқа кәлтүрүш, базарларниң монополияләштүрүлүшини тохтитиш зөрүр.
Нурғунлиған базар бошлуқлириниң базарға мувапиқ әмәс усуллар билән пухта “бетонланғанлиғи” сир әмәс. Тиҗарәтчиләр базарға кирәлмәйду, әгәр кирәлигән һаләттиму, шәхсий монополистларға беқинишқа мәҗбур болиду.
Һәммә җайда: көмүр базири, электр энергияси, нефть мәһсулатлири, алақә, фармацевтика препаратлири, аэропортлар хизмәтлири, турушлуқ өй-коммунал егилиги хизмәтлири, логистика – риқабәткә қарши көрүнүшлири сақланмақта.
Регионал дәриҗидә мәмурий ресурс көп чағларда коммерциялик утуқниң асаси болуп һесаплиниду.
Дөләт вә хусусий саһадики “монополистлар” ишини тәртипкә кәлтүрүш керәк. Ениқ қаидиләрни қобул қилиш муһим: улар қандақ әһвалда вә қандақ шәкилдә қурулуватиду, пайда нәгә сәрип қилиниватиду. Қаттиқ җәмийәтлик мониторинг зөрүр.
Биржидики содини тәртипкә кәлтүрүш керәк. Бу, һәммидин авал, нефть мәһсулати, электр энергияси, көмүр содисиға мунасивәтликтур. Мәзкүр саһадики чоң компанияләрниң көз боямчилиғиға йол қоюшқа болмайду.
Шуңлашқа риқабәтчиликни қоғдаш вә тәрәққий әткүзүш бойичә күчлүк һәм мустәқил орган керәк. Уттур Президентқа беқинидиған Риқабәтчиликни қоғдаш вә тәрәққий әткүзүш агентлиғини қурушни тапшуримән.
Ихтисатни дөләтсизләштүрүш кәң һоқуқлуқ риқабәтни тәрәққий әткүзүштә муһим роль ойнайду.
Мәркизий дөләт органлириниң, һакимлиқлар вә холдингларниң қаримиғида техичила йәттә миңға йеқин иҗтимаий әмәс объект бар.
Дөләт егиликни яхши жүргүзәлмәйду дегән ибарә аксиомиға айланди.
Һөкүмәт йеңи хусусийлаштуруш планини қобул қилиши лазим. Пәқәт иҗтимаий объектлар, шундақла дөләт бехәтәрлигини вә ишлишини тәминләватқан объектлар дөләт қаримиғида қелиши керәк.
Квазидөләт секторида мәмурий-башқуруш персоналини, пайдисиз чиқимларни вә ошуқ қошумчә компанияләрни қисқартиш ишини давамлаштуруши лазим.
“Бәйтерек” вә “ҚазАгро” холдинглириниң ишиға айрим тохталғум келиватиду. Улар индустрияләштүрүшкә вә аграр-санаәт комплексини тәрәққий әткүзүшкә чоң һәссә қошти, илгири бир-биридин айрилип кәткән малийә институтлириниң паалийитини тәртипкә кәлтүрди.
Әнди биз институционал қурулумни өзгәртишни тәләп қиливатқан башқа реаллиқта туруватимиз. Мошу икки тәшкилатни бирләштүрүп хелә чоң малийә имканийәтлири билән бирпүтүн тәрәққият институтини қурушни мәхсәткә мувапиқ дәп һесаплаймән.
Буниңда портфельлиқ компанияләрниң сани икки һәссә азийип, штат сани 50 пайиз қисқириши керәк.
Хәлиқара мәйданда дөлитимизниң ихтисадий мәнпийәтлирини илгирилитишкә хелә актив яндишиш, миллий мәнпийәтләрни прагматикилиқ һалда вә кәспий җәһәттин қоғдаш лазим.
Қазақстанниң Евразия ихтисадий иттипақиға, шундақла “Бәлбағ вә йол” лайиһисигә қатнишишиға бағлиқ чоң имканийәтләрни толуқ дәриҗидә мәмликитимиз пайдисиға пайдилиниш керәк.
Дунияда қелиплашқан йеңи реаллиқта мәмликәткә инвестиция җәлип қилип, Қазақстан товарлири вә хизмәтлирини экспортқа чиқириш Һөкүмәт үчүн алаһидә үстүнлүккә егә болуватиду.
“Астана” Хәлиқара малийә мәркизиниң иқтидарини нәтиҗидарлиқ пайдилиниш зөрүр. Бу мәйдан уттур вә портфельлиқ инвестицияләрни җәлип қилишниң асасий қуралиға айлиниши керәк.
***
Мошу мавзуниң йәкүнини чиқирип, адәмләрни умумий ички мәһсулатниң абстрактлиқ өсүши билән хошал қилалмайдиғанлиғимизни, уларға турақлиқ иш орунлириниң, яхши йолларниң, ағриқханилар билән мәктәпләрниң, сүпәтлик озуқ-түлүк мәһсулатиниң керәк екәнлигини ейтқум келиду.
Ихтисадий ислаһатлар пәқәт гражданлар киримини ашуруш имканийитини бәргәндила вә турмуш сүпитиниң хелә жуқури стандартлирини тәминлигәндила өзини ақлап, қоллап-қувәтләшкә егә болиду. Мошуни һәммимиз һәрқачан әстә тутушимиз керәк.
ІІІ. Тәңпуңлиқ сақланған регионлуқ тәрәққият
Елимизни регионлуқ вә кәңлик турғусидин тәрәққий әткүзүш услублирини түп-асастин өзгәртишимиз лазим.
Регионлар арисида ихтисадий вә санаәт тәрәққиятиниң йөнилиши, турмуш дәриҗиси, дөләт хизмити сүпити тәрипидин айримчилиқлар бар. Шуңлашқа регионлуқ тәрәққият йолида һәрбир регионниң риқабәттики артуқчилиғини әстә тутушимиз керәк.
Елимизниң җәнуби вә җәнубий-шәрқи региониниң санаәт ихтидарини имканқәдәр пайдилинишимиз керәк. Мошу регионларда елимизниң әмгәк ресурслириниң йерими топланған. Сүпәтлик иш орунлири бу регионларни тәрәққий әткүзүш үчүн наһайити муһим.
Аграрлиқ секторни әнъәнивий қоллаш билән биллә йеза егилиги мәһсулатлирини чоңқур қайта ишләшкә, тамақ вә тоқума санаитини тәрәққий әткүзүшкә, қурулуш материаллирини чиқиришқа вә санаәтниң бу саһалирини алаһидә көңүл бөлүш һаҗәт.
Индустрияләштүрүш иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилип, киримни ашуруш үчүнла әмәс, шундақла гражданларниң ментальлиғини қелиплаштуруп, заман тәливигә мувапиқ маслаштуруш үчүн әһмийәтлик. Бу болса – милләтниң риқабәткә қабиллиғини ашурушниң асасий амиллириниң бири.
Чоң металлургиялик карханилар орунлашқан регионларни тәрәққий әткүзүшкә мунасивәтлик йеңи көзқараш керәк. Бу, биринчи новәттә, Шәрқий Қазақстан, Қарағанда вә Павлодар вилайәтлиригә мунасивәтлик. Мошу регионлар алий технологиялик, илим-пәнни тәләп қилидиған санаәтниң вә техникилиқ хизмәт көрситишниң мәркизи болалайду.
Қазақстанниң ғәрип регионлири нефть-химия комплеклирини селип, алий дәриҗидики қайта ишләш ишиниң йеңи ишләпчиқириш цикллирини қуруш үчүн инвестиция җәлип қилидиған мәркәзгә айлиниши шәрт. Биздә мошу күнгичә нефть химияси билән газни қайта ишләш системисиниң йоқлуғи — әқилгә сиғмайдиған иш.
Болупму, моношәһәрлиримизни тәрәққий әткүзүш ишиға йеңи сүръәт бериш муһим. Бу йәрдә, шәһәр шәкилләндүргүчи карханиларға зор җавапкәрлик жүклиниду. Улар көпирәк һәрикәт қилмиса, бу вәзипә орунланмайду.
Қазақстан билән Россияниң чегаридаш өлкилиридә 30 миллионға йеқин адәм туриду. Миллиондин ошуқ аһалиси бар бирнәччә шәһәр орунлашқан. Вәтәнлик товарларни сетиш вә инвестиция җәлип қилиш үчүн Россия һакимийитиниң вәкиллири вә мәһкимилири билән зич мунасивәт орнитиш – елимиз чегаридаш өлкиләрни тәрәққий әткүзүшниң наһайити муһим амили.
Йезиниң ихтидарини толуқ пайдилиниш – стратегиялик әһмийити бар мәсилә. Йезидики муһим мәсилиләрни һәл қилишқа беғишланған «Ауыл – ел бесігі» программисини әмәлгә ашуруш давамлишиду.
Регионларни тәрәққий әткүзүш ишиға мунасивәтлик йеңи услуб урбанизация җәриянини башқурушқа, «миграция долқунини» басқуч билән жүргүзүшкә, чоң шәһәрләрдики хәлиқниң зич орунлишиши билән иҗтимаий зиддийәт мәсилилирини һәл қилишқа имканийәт бериду.
ІV. Гражданларниң иҗтимаий паравәнлиги – асасий әвзәллик
Гражданларниң паравәнлиги, биринчи новәттә, баш-пана мәсилисигә беваситә бағлиқ.
Базар ихтисадий шараитида турушлуқ өйниң қолйетимлиқлиги адәмләрниң киримигә вә мошу вәзипини өзлүгидин һәл қилиш қабилийитигә мунасивәтлик әмәлгә ашиду.
Мениң тапшурмам бойичә аһалини пенсия топлиминиң бир қисмини пайдилиниш қараштурулди. Бу, болупму, һазир наһайити муһим.
2021-жилниң өзидә Бирпүтүн топлаш пенсия фондиниң 700 миң салғучиси өзлири топлиған мәблиғиниң бир қисмини турушлуқ өй елишқа, давалинишқа яки башқурғучи компанияләргә бериду.
Һөкүмәткә Миллий банк билән бирлишип, мошу жилниң ахириғичә барлиқ қатнишишқа рәғбәтләндүридиған нәтиҗидар васитигә айлиниду.
Өз алдиға баш-пана мәсилисини һәл қилишқа кирими йәтмәйдиған гражданларға нәтиҗидар иҗтимаий ярдәм көрситилидиған болиду.
Бийилдин башлап «5-20-25» программиси әмәлгә ашурулмақта. Униңға 390 миллиард тәңгә бөлүнди. Һөкүмәт мошу программиниң әмәлгә ешиш җәриянини дайим назарәт қилип туруши керәк.
Новәттә турған адәмләрниң баш-пана мәсилисини тез һәл қилиш лазим.
Һазир һакимийәтләр уларға беғишлап иҗаригә беридиған турушлуқ өйләр селиватиду. Бюджетлиқ вә сетивелиш рәсмийәтлиригә бағлиқ буниңға узақ вақит кетиду.
Бу тәртипкә өзгириш киргүзүш вақти кәлди. Мәбләғни пәқәт өй қурулушиғила әмәс, иҗаригә елиш һәққини субсидияләшкиму бөлгән тоғра. Униң даириси мошу чаригә мунасивәтлик дәсләпки жилниң өзидила 10 һәссә өсүп, йүз миңдин ошуқ аилигә ениқ ярдәм көрситилиду. Бу ишни рәтләшни Турушлуқ өй аманәт банки асасида қурулуватқан «Отбасы банкиға» тапшурдум. Банк рәһбәрлиги беваситә җавапкәр болиду.
«Нұрлы жер» программиси даирисидә шәхсий турушлуқ өй селиш иши гиҗиң жүрүватиду. Буниң асасий сәвәви — өй селинидиған йәрни тәйярлаш ишиниң сүръити төвән. Чүнки қанун бойичә су вә электр системилири жүргүзүлгән йәрләрдинла йәр бөлүниду.
Йәр пәқәт баш-пана әмәс, шундақла кирими аз, болупму, көпбалилиқ аилиләрниң ихтимадий тириги болалайду. Һөкүмәт билән һакимийәтләр иҗтимаий өйләр селинидиған участкиларни инфрақурулум билән тәминләш ишини чапсанлитиши һаҗәт. Бу йәрдә дөләт-шәхсий һәмкарлиғини пайдилиниш дурус.
Депутатларниң мошу муһим мәсилини һәл қилишқа беваситә қатнишишини сораймән. Йеза әмгәкчилирини қолйетимлиқ баш-пана билән тәминләш үчүн иш бәргүчиләрниң чиқимлирини субсидияләш арқилиқ иҗаригә берилидиған өйләрни селишни тапшуруп, көплигән вәтәндашлиримизниң турмуш сүпитини немишкә яхши қилалмаймиз?!
***
Аиләвий-демографиялик әһвал – зор тәшвиш пәйда қиливатқан мәсилә
Әпсус, Қазақстанда һәрбир алтинчи аилә бала сөйәлмәйватиду. Соалнамә көрсәткинидәк, вәтәндашлиримизниң 20 пайизға йеқини буни аҗришишқа асас болидиған чоң сәвәп дәп һесаплайду.
Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатиниң елимиздики хәлиқ саниниң өсүшигә мунасивәтлик тәхмини Мәркизий Азиядики хошна дөләтләр билән селиштурғанда көңүл тоймайду.
Һөкүмәткә 2021-жилдин башлап «Аңсаған сәби» мәхсус программисини әмәлгә ашурушни тапшуримән. Экстракорпоральлиқ уруқландуруш программиси бойичә бөлүнидиған квота санини 7 миңғичә, йәни йәттә һәссә көпәйтиш лазим.
Балиларниң бехәтәрлиги билән һоқуқини һимайә қилиш мәсилисигә алаһидә диққәт бөлүш керәк.
Биз камаләт йешиға толмиған балиларға мунасивәтлик җинсий сүпәттики һәрикәтлири үчүн җинаий җазани хелә күчәйттуқ. Амма бу мәсилә техичила җиддий туриду.
Мошундақ җинайәтчиләр амнистия елиш яки муддитидин илгири чиқиш һоқуқидин айрилип, мүмкинқәдәр қаттиқ җазалиниши керәк. Уларни бехәтәрлиги жуқури түзәш мәһкимилиридә топлиған дурус.
Мошундақ һәрбир ишни прокуратура органлири алаһидә назарәткә елиши лазим. Иҗтимаий вә һоқуқ қоғдаш органлириниң һәрикәт қилмаслиғи яки өз ишиға сус қариғанлиғиға мунасивәтлик қаттиқ җаза қоллинилидиған болиду.
Умумән, бизгә иҗтимаий сәясәтниң парадигмиси керәк.
Иҗтимаий тәминләш саһаси 17 қанун билән вә қанунға мувапиқ онлиған акт билән рәтлиниду. Бу рәтләш ишиниң җиддийлишишиға вә системисизлиқлиғиға елип кәлди. Шуниң ақивитидин дөләт җавапкәрлиги ениқ көрситилмәй, гражданлар өз һоқуқлирини яхши чүшәнмәйватиду. Һөкүмәткә Иҗтимаий кодексини тәйярлаш ишини башлашни тапшуримән.
Иҗтимаий төләмләрни рәқәмләндүрүш үчүн чариләр қобул қилиш керәк. Мошуниңға мунасивәтлик гражданниң «иҗтимаий рәқәмлик қапчуғини» киргүзүп, һаҗәт товар өткүзгүчи системини қелиплаштуруш һаҗәт.
Бизниң җәмийәт әмгәк қәдрийәтлиригә дегән көзқарашни өзгәртиши керәк. Яш әвлатқа әмгәкни баһалашни, уни абройлуқ яки абройлуқ әмәс бөлмәсликни үгитишимиз лазим.
Әпсус, яшлиримиз тезла бейип кәткүси келиду. Уларниң лотореягә, бәс тикишкә вә букмекер агентлиқлириға аммивий һәвәсиниң сәвәви мошуниңда. Күндилик һаятта гастарбайтерлар тоғрилиқ орунсиз һәзил ейтиш вә уларниң әмгигини яратмаслиқ көпәйди.
Тәшвиш билән өткән кейинки айларда әмгәк қилишниң бебаһа хислитини чоңқур чүшәндуқ. Кичик медицина хадимлири, коммуналлиқ вә хизмәт көрситиш саһасида әмгәк қиливатқан гражданлар чоң ишларни әмәлгә ашурди. Бу — һәқиқий мәнадики әмгәктики әрликниң ярқин үлгиси. Мошундақ адәмләр нәзәридин сирт қалмайду.
V. Қолйетимлиқ һәм сүпәтлик билим
Таҗсиман вируси пандемияси ақивитидин дуниядики мәктәп оқуғучилири билән студентларниң бесим көпчилиги жирақтин оқушқа көчти. Бу ишниң услуби вә мәзмунини түп-асастин өзгәрмәктә.
Жирақтин оқуш ишини уюштурушта Һөкүмәтниң әвәткән хаталиқлирини яхши билимиз. Очуғини ейтқанда, мошу күнгичә ениқ бир онлайн-платформа йоқ. Муәллимләр, оқуғучилар вә ата-анилар күндүз-түни «Wats Appтин» баш көтәрмәйдиған болди. Оқуш җәрияни үчүн һаҗәт барлиқ функциялири бар бирпүтүн онлайн билим бериш платформисини тез-арида тәйярлаш һаҗәт.
Дегән билән, сүпәтлик билим елиш үчүн адәттикидәк саваққа қатнишип, муәллимләр билән вә синипдашлар билән арилишишниң орни бөләк. Шуңлашқа санитарлиқ тәләпләрни сақлап, билим елишниң қелиплашқан әнъәнивий услубиға қайта көчүшниң тәртивини тәйярлиған дурус. Бу, болупму, мәктәпләр үчүн муһим.
Күндики мәсилиләрни йешиш билән биллә, балиларниң һәммисигә бирдәк имканийәт яритиш үчүн системилиқ чариләрни қобул қилиш һаҗәт. Балилиримиз қәйәрдила турмисун, қайсу тилда оқусиму сүпәтлик билим елиши керәк.
Билим саһасидики асасий мәсилиниң бири — устазларниң маашиниң азлиғи.
Мән 2021-жилниң январь ейидин башлап, муәллимләрниң маашини 25 пайизға көпәйтиш тоғрилиқ қарар қобул қилдим. Мааш мөлчәри келәчәктиму өсиду. Бу мәхсәт үчүн алдимиздики үч жилда қошумчә 1.2 триллион тәңгә бөлүниду.
Биз балиларниң мәктәпкичә һәртәрәплимә тәрәққият мәсилисини һәл қилишимиз керәк. 2025-жилғичә алтә яшқичә балиларни мәктәпкичә тәрбийә вә оқутуш билән йүз пайиз тәминләшни тапшуримән.
Бу мәсилә дөләт бала бағчилирини селиш биләнла һәл қилинмайду. Бу ишқа шәхсий тиҗарәтни җәлип қилип, қоллашниң йеңи түрлирини, шуниң ичидә мәбләғ билән тәминләшниң ваучерлиқ услубини қараштуруш һаҗәт. Ата-анилар һәрқандақ бала бағчини яки мәктәпни таллап, дөләт бәргән ваучер билән төләләйду.
Мутәхәссисләрниң ейтишичә, дөләтниң пәқәт қабилийәтлик оқуғучиларни қоллиши балилар арисида иҗтимаий зиддийәтни күчәйтиши еһтимал. Буниңға йол беришкә болмайду.
Мошуниңға мунасивәтлик дөләт аддий мәктәпләрни қоллайдиған болиду. Шуниң билән биллә бу қәдәм шәһәр билән йеза арисидики билим бериш саһасидики айримчилиқларни қисқартишқа йол ачиду.
Гражданларниң саватлиқлиғи билән рәқәмлик билимини ашуруш мәхситидә Һөкүмәткә Үзлүксиз билим бериш концепциясини тәйярлашни тапшуримән. Бу һөҗҗәттә нарәсмий билим беришниң альтернатив нусхилирини көпләп киргүзүш, өз мәйличә оқуш нәтиҗилирини иқрар қилиш, кәспий маһаритини сертификатлаш мәсилилирини қараштуруш лазим.
Шуниң билән биллә кәспий билим беришниң пүткүл системисини әмгәк базирида еһтияҗға егә билимлик мутәхәссисликләр қелиплаштурушқа қаритишимиз керәк.
Тиҗарәтчиләрниң йеңи әвладини қелиплаштурушқа әвзәллик берилиду. Шуңлашқа «Кәсіпкерлік негіздері» пәни мәктәптин башлап алий оқуш орниғичә барлиқ билим бериш басқучлирида оқутулуши керәк.
Яш әвлатниң спорт вә иҗадий ихтидариға алаһидә көңүл бөлүш лазим.
Мәбләғ тапчиллиғи пәйтидә дөләт бюджети һесавидин кәспий спорт клублирини толуқ тәминләшниң һаҗити йоқ. Дөләтниң вә квазидөләтлик ширкәтләрниң бюджетидин миллиардлиған тәңгә нәтиҗиси хәшләнмәктә.
Аммивий спортқа, тәнтәрбийигә вә балиларға әвзәллик бәргән дурус. Һәр вилайәттә, чоң наһийә мәркәзлиридә спорт өмәклирини ечиш керәк.
«Балалар үйірмесі» хизмитини қайта әслигә кәлтүрүшимиз лазим. У йәрдә яшлиримиз қолһүнәрвәнчиликниң вә иҗадийәтниң дәсләпки асаслири билән тонушатти.
Балилар үчүн ховуплуқ бүгүнкидәк қийин заманда уларниң күч-ғәйрити вә һәвәслирини дурус йолға башлиған әһмийәтлик. Балилар дөлитимизниң келәчиги әмәсму?!
Һакимларниң ишини мошу өлчәм бойичиму баһалаймиз.
Билим сүпити тоғрилиқ бир еғиз сөз. Булту мән дипломларни халиғиничә тарқитиш билән шуғуллинидиған билим мәһкимилирини йепишни тапшурған.
Билим беришни пайдилиқ тиҗарәткә айландурған тәсири күчлүк адәмләрниң қаршилиғидин бу иш гиҗиң жүргүзүлүватиду. Бирақ мәсилини һәл қилиш керәк. Премьер-Министр бу мәсилини алаһидә назарәткә елиш шәрт.
Илим-пән саһасини тәрәққий әткүзүш тоғрилиқму ейтқум келиватиду.
Бу мәсилә бойичә бизгә йеңи көзқараш вә йеңи услублар керәк, шундақла хәлиқара тәҗрибини үгинишимиз лазим.
Һөкүмәткә һәр жили дунияниң йетәкчи илмий мәркәзлиридә 500 алимниң стажировкидин өтүшини тәминләшни, шундақла «Жас ғалым» лайиһиси даирисидә тәтқиқат жүргүзүш үчүн 1000 грант бөлүшни тапшуримән.
Илим-пәнни мәбләғ билән тәминләшниң вә қоллашниң муһим мәнбәси — чоң карханиларниң, болупму хам әшия саһасидики компанияләрниң мәблиғи.
Тапқан пайдиниң 1 пайизини илим-пән билән технологияни тәрәққий әткүзүшкә бериш тоғрилиқ әмәлдики норма тәләплири сақланмайватиду. Көп әһвалда бу мәбләғ компанияләрниң ичидә бөлүшкә чүшүп кетиду. Һөкүмәткә мошу мәбләғни топлаш ишини мәркәзләштүрүшни вә униң бюджет арқилиқ умуммиллий илмий әвзәлликкә мувапиқ бөлүнүшини тәминләшни тапшуримән.
Чоң тиҗарәт вәкиллири регионлуқ университетларниң илмий паалийитини ғәмхорлуққа алса, нур үстигә нур болатти.
Бизгә елимизни илмий-технологиялик турғудин тәрәққий әткүзүш бойичә мәхсус программилиқ һөҗҗәт лазим. Униң баш вәзиписи миллий дәриҗидики ениқ мәсилиләрни һәл қилишқа илим-пәнниң иқтидарини пайдилиниш болмақ.
VІ. Саламәтликни сақлаш саһасини тәрәққий әткүзүш
Пандемия пәйда қилған боһран бизни көп нәрсигә үгәтти. Мәсилән, дохтурниң әмгигини баһалайдиған болдуқ. Бир вақитларда медицина хадимлириниң дөләт нәзәридин сирт қалғанлиғи раст еди.
Дохтур мутәхәссислигини маддий турғудинму күчәйтиш әһмийәтлик болуватиду. Бюджетни йеқинда ениқлаш пәйтидә иккинчи йеримжиллиқта медицина хадимлирини рәғбәтләндүридиған қошумчә төләм үчүн 150 миллиард тәңгә бөлүшни тапшуримән.
Буни биз һазирқи боһран пәйтидә қолға еливатимиз, буниңдин кейин уни системилиқ рәвиштә әмәлгә ашурушимиз лазим.
2023-жилғичә дохтурларниң мааши ихтисаттики оттура мааштин икки һәссә артуқ болиду.
Дора-дәрмәк билән тәминләш мәсилиси һәл қилинди. Бирақ вәтәнлик фармацевтика саһасини путидин турғузуш керәк. Барлиқ асасий дора-дәрмәкләр билән медицинилиқ буюмлар лазим. Бу — миллий бехәтәрлик мәсилиси. Келәр жилдин башлап мошу йөнилиштә ениқ нәтиҗиләрни күтимән.
Йәнә бир мәсилә — медицинилиқ инфрақурулумни тәрәққий әткүзүш.
Жилниң ахириғичә елимизниң регионлирида 13 йеңи жуқумлуқ ағриқлар ағриқханиси селиниду. Әнди 2025-жилғичә саламәтлик саһасиға беғишланған 20 заманивий көпсаһалиқ обьект пайдилинишқа берилиду. Бу мошу мәхсәткә бағлиқ 1.5 триллион тәңгигә йеқин инвестиция җәлип қилиниду, дегән сөз.
Елбасыниң тәшәббуси билән Нур-Султан вә Алмута шәһәрлиридә икки көпсаһалиқ медицинилиқ мәркәз селиниду. Бу мәркәзләр елимизниң үлгә тутар мәһкимилиригә айлинип, инновациялик өсүмгә вә әмәлий медицининиң тәрәққиятиға йеңи сүръәт беридиған болиду.
Һөкүмәтниң алдида дәсләпки дохтурлиқ ярдәмни уюштуруш услублирини түп-асастин қайта қараш вәзиписи туриду. Бу хизмәт көпчилик, болупму йеза аһалиси үчүн мүмкинқәдәр тез вә қолйетимлиқ болуши лазим.
Чәт әлләрдики өлкиләргә транспорт арқилиқ дохтурлуқ хизмәт көрситиш арқилиқ қайта әслигә кәлтүрүш чарилирини әмәлгә ашурған тоғра. Саламәтлик ишиниң нәтиҗидар моделини қуруш арқилиқ үч жил ичидә барлиқ йезиларни фельдшерлиқ-акущерлиқ пунктлар билән дохтурлуқ амбулаторияләр билән тәминләш лазим.
Пандемиягә бола эпидемиолог, инфекционист, реаниматолог, пульмонолог, кардиолог охшаш кам учрайдиған мутәхәссислик егиләйдиған дохтурларни тәйярлаш мәсилиси җиддий қоюлуватиду.
Һөкүмәткә медицина мәһкимилирини кадрлар билән тәминләшкә беғишланған узақ муддәтлик (он жил) тәхмин тәйярлашни тапшуримән.
Миллий саламәтлик сақлаш саһасини буниңдин кейинму тәрәққий әткүзүш бойичиму чариләр барлиқ медицина мәһкимилирини һаҗәт болған қурал-әсваплар билән толуқ тәминләшкә, бемарларға беғишланған орунлар фондини 50 пайизға йеңилашқа, конириған инфрақурулумни алмаштурушқа, һаят узақлиғини тәхминән 75 яшқичә йәткүзүшкә имканийәт бериду.
VІI. Экология вә биологиялик һәрхиллиқни қоғдаш
Қорчиған муһитни қоғдаш вә экологиялик тәрәққият — елимиз үчүн дәсләпки новәттә турған мәсилә. Пүткүл цивилизациялик дуния җамаәтчилиги мошу мәсилә билән шуғулланмақта. Бизгиму мошундақ аммивий җәрияндин сирт қелишқа болмайду.
Бирқатар җиддийлашқан мәсилиләрни һәл қилишқа йол ачидиған йеңи Экологиялик кодексниң лайиһиси тәйярланди. Парламентниң бу муһим һөҗҗәтни жил айиғичә қарап, қобул қилишини сораймән.
Һөкүмәткә экологиялик әһвални яхшилаш бойичә чариләрни ениқ әмәлгә ашурушқа тапшуримән. Биологиялик һәрхиллиқни сақлаш вә нәтиҗидар пайдилиниш бойичә узақ муддәтлик планларни бәкиткән тоғра.
Бәш жил ичидә орман мәйданида 2 миллиард, йезиларда 15 миллион көчәт олтарғузулиду. Бу елимиздики йешилзарлиқниң даирисини кәңәйтишкә тәсир қилиду.
Пайтәхтниң әтрапидики йешилзарлиқниң даирисини кәңәйтиш мәсилиси наһайити муһим.
Қазақстанниң миллий парклири билән башқиму тәбиәт байлиқлирини қануний вә нормативлиқ турғидин қоғдап, бу саһада қанунға хилаплиқ қилған
Гражданларни җинаий вә мәмурий җавапқа тартиш тәртивини күчәйтиш керәк.
Мәктәпләр билән алий оқуш орунлирида яш әвлатқа экологиялик тәрбийә бериш ишиға диққәт бөлүш лазим. Җәмийәттә экологиялик қәдрийәтләрни қелиплаштурушқа чақиридиған «Bіrge – taza Qazaqstan» экологиялик акциясини системилиқ рәвиштә өткүзүп турған дурус.
Дөләт ишидики экологиялик туризм мәдәнийитини паал тәрәққий әткүзүш – муһим вәзипимиз.
Оттура мудәттә ихтисатниң өсүми «йешил ихтисат» әһвалида илгирилиши шәрт. Шуңлашқа һазирниң өзидә углеродниң үлүшини азайтишқа қиришишимиз керәк. Һөкүмәткә илим-пән вәкиллири билән вә шәхсий сектор билән бирлишип, «йешил өсүм» бойичә тәклипләр топлимини тәйярлашни тапшуримән.
Һөкүмәт гражданлиқ сектор билән бирлишип, «Җаниварларни қоғдаш тоғрилиқ» қанун лайиһисини тәйярлиши лазим. Җаниварларға көзқараш – һәрқандақ дөләтниң тәрәққиятиниң өлчими. Бу турғидин қариғанда, бизниң әһвалимиз яхши әмәс.
VІІІ. Адаләтлик дөләт гражданларниң мәнпийитини қоғдаш йолида
Қанун үстүнлүги орнимиса вә гражданларниң бехәтәрлигигигә капаләтлик берилмисә, иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятниң бирму вәзиписи утуқлуқ әмәлгә ашмайду.
«Хәлиқ авазиға қулақ салидиған дөләт» — бу, һәқиқәтән, «Адаләтлик дөләт» қуруш концепцияси. Гражданларниң мәсилилирини тиңшап, көрүпла қоюш йетәрлик әмәс. Әң муһими – дурус вә адил қарар чиқириш һаҗәт.
Гражданлар мәнпийитигә хизмәт қилидиған дөләтниң йеңи стандартлирини тәйярлаш үчүн көп иш қилишимиз лазим. Мошу турғидин қариғанда, һоқуқ қоғдаш вә сот системилириға асасий роль жүклиниду. Бу саһаға ислаһат наһайити муһим.
Әһвал тез өзгәрмәктә. Һәрбий қурулумлар ишниң илғар услублириға көпирәк диққәт бөлгәнсири уларниң хәлиқара тәҗрибиләргә маслишиш имканийити ашиду.
Елимиздики бүгүнки әһвалға бола, гражданларниң еһтияҗлириға диққәт бөлүши лазим болған һоқуқ қоғдаш органлириниң алдиға йеңи тәләпләр қоюлмақта.
Бирақ һоқуқ қоғдаш системисиниң ишида илгәрки услуб бойичә әйипләшкә көңүл бөлүш бесимирақ болуватиду. Гражданларниң җинаий җавапкәрликкә асассиз җәлип қилиниш әһваллириму аз учрашмайду.
Җинайәтни ениқлайдиған тез хизмәт вәкиллири билән процессуаллиқ қарар қобул қилидиған тәргәвчиләр җинайәтни ечип, ишни сотқа әвәтишни асасий мәхсәт дәп һесаплайдиған бир рәһбәрниң қаримиғида биллә ишләйду. Амма көрсәткүч қоғлаш гражданларниң һоқуқи билән әркинлигигә тәсир қилмаслиғи лазим.
Прокурорлуқ назарәткә кәлсәк, бу иш дайим кечикиватқанлиғини көримиз. Прокурорлар ишниң маһийити билән пәқәт сотқа әвәтиш алдидила тонушиду.
Ихтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилати дөләтлириниң тәҗрибиси бойичә җинайәт билән күрәш саһасини риваҗландуруш тоғра. Бизгә гражданларниң һоқуқини заманивий турғидин қорғашни тәминләйдиған вә алий хәлиқара тәләпләргә җавап беридиған үлгә керәк. Қазақстанда вакаләтликләрниң өзгичилиги ениқ аҗритилған үчбоғумлуқ модель қуруш керәк дәп һесаплаймән.
Полиция җинайәтни ениқлап униңға мунасивити бар адәмләрни тепип, дәлилләрни жиғип, уни ениқлап бериши лазим.
Прокурор жиғилған дәлилләргә мустәқил баһа беришкә, гражданлар һоқуқини бузушниң йолини кесишкә, гунасиз адәмләрниң жинаий иш жәрияниға жәлип қилинишиға йол бәрмәскә, сотта әйипләнгүчи тәрәпни қоллашқа вәзипилик.
Сот органларниң һәрикитигә мунасивәтлик шикайәтләрни қарайду вә иш бойичә ахирқи һөкүмни чиқириду.
Мошундақ услуб алдини елиш вә тәңпуңлуқ системисини күчәйтип, һәр басқучта нәтиҗидар экспертиза жүргүзүшкә имканийәт бериду.
Йәнә бир қетим тәкрарлаймән, қанунийлиқ вә адаләтлик сөзсиз тәминлиниши лазим. Җинаий иштики хаталиқ адәм тәғдирини өзгәртидиғанлиғини әстин чиқармаслиқ керәк.
Җинаий ишлар бойичә 2021-жилдин башлап прокурорға инсан һоқуқи билән әркинлигигә мунасивәтлик асасий процессуаллиқ қарарларни келишиш вәзиписини қанун арқилиқ жүклигән дурус.
Җинаий вә җинаий-процессуаллиқ қанунниң турақлиқлиғини тәминләш муһим. Униңға көп өзгиришләр киргүзүш һоқуқ қоллиниш ишиға тәсирини тәккүзиду вә бирпүтүн тәргәв вә сот тәҗрибисини қелиплаштурушқа имканийәт бәрмәйду.
Қанунни қоллинишқа мунасивәтлик қарар қобул қилиш пәйтидә көпирәк һаҗәт болған тәһлил вә тәхмин қилинмайду. Қарар қанунни қолланғучиларға оңай болуши турғусидин қобул қилиниду. Шуңлашқа «мәмурий» вә «җинаий» қанунға хилаплиқ қилишниң йеңи чүшәнчисини қелиплаштуруш лазим. Җәмийәткә вә қанун җамаәтчилигигә қанунға хилаплиқ қилғини үчүн җаза бәлгүләшниң мәвқәси тәрәпләргә чүшинишлик болиду.
Барлиқ илғар дөләтләрдә полиция институти сервислиқ модель асасида тәрәққий етиватиду. Бизму мошу үлгигә көчидиғанлиғимизни елан қилдуқ. Бирақ иш җәриянида азла нәтиҗигә қол йәткүзүлди.
«Хәлиққә йеқин полиция» қаидиси бойичә йәрлик полиция хизмитиниң биртуташ ислаһитини әмәлгә ашуруш вақти кәлди. Мошуниңға мунасивәтлик участкилиқ инспекторниң ролиға алаһидә көңүл бөлүниду.
Участкилиқ инспекторниң мәртивисини қанун арқилиқ бәлгүләп, униң нәтиҗидар ишлишигә имканийәт бәргән тоғра. У гражданлар арисида тонулған, қолйетимлиқ вә абройлуқ болушқа, шуларниң һоқуқлирини қоллашқа интилиши лазим.
Һоқуқ қоғдаш орунлири хадимлирини хәлиқ билән очуқ сөһбәт жүргүзүшкә үгитишниң әһмийити зор. Бу йөнилиш кадрларни тәйярлаш вә таллаш системисида әвзәлликкә айлиниши лазим.
Видеоназарәт системисини тәрәққий әткүзүш бойичә нурғун пикир ейтилди. Бирақ, шуниңға қаримастин, һоқуқ қоғдаш органлири көп җәһәттин өзлириниң беналирида бу васитиләрсиз олтириду. Түзитиш мәһкимилиригә вә полицияниң хизмәт беналириға аммивий рәвиштә видеоназарәт васитилирини орнитишни тапшуримән.
Ички ишлар министрлиги қурулумини қайта қарап, уни саһадин жирақ вәзипиләрдин бошитиш керәк. Бу муһим мәһкимә ишиниң нәтиҗидарлиғини ашуриду.
Бизниң тәбиий вә техногенлиқ апәтләр дәвригә қәдәм ташлиғанлиғимизни нәзәрдә тутуп, Пәвқуладдә әһваллар министрлигини қайта қуруш дурус дәп һесаплаймән.
Җинайәтниң алдини елиш ишлиридиму камчилиқлар бар. Прокуратуриниң назаритини гражданларни вә тиҗарәт саһасини ойландуридиған мәсилиләрни нәтиҗидар һәл қилишқа қаратқан дурус.
Бизгә бай инвестор кәлсә болди, һәрбий қурулумлар билән назарәт қилғучи органлар шуни тәкшүрүшкә алдирайду. Һөкүмәт билән Парламент һәрбий қурулумларниң тиҗарәт ишиға һәддидин ташқири арилишишиға қанун арқилиқ тосалғу қоюши керәк.
Селиққа мунасивәтлик қанунға хилаплиқ қилғанлиғи үчүн тиҗарәт вәкиллирини җинаий җавапкәрликкә җәлип қилишниң һазирқи тәртивини қайта қараш керәк.
Тиркәлгән тиҗарәтчиләргә мунасивәтлик һарқандақ тәргәв һәрикәтлири пәқәт сот яки прокурор санкцияси арқилиқла әмәлгә ешиши керәк. Бу мәсилиниму қайта қараш керәк.
Һоқуқлуқ дөләтниң муһим шәрти – адаләтликтин қайтмайдиған адил сот үстүнлүгиниң болуши. Сот мусабиқилик қаидә бойичә жүрүшкә яки судья әйиплигүчи тәрәпкә беқиндар болмаслиғи лазим. Шуниң үчүн адвокат билән прокурорниң тәңлигини тәминләш һаҗәт.
Җәмийәтниң сотларға дегән ишәнчисини бәкитиш әвзәллиги мәхсәткә айлиниши шәрт. Буниңға дөләт билән судьялар корпусиниң өз күчлирини сәпәрвәр қилғандила қол йәткүзүшкә болиду.
Сот системиси һечкимгә ишик ачмайдиған мәһкимигә айланмаслиғи лазим. Алий сот кеңиши вә Алий сот йеңи кәспий кадрларни сот үстүнлүгини әмәлгә ашурушқа җәлип қилиш ишини паал жүргүзгини тоғра. Сот системиси селиқ селиш, йәр байлиқлирини пайдилиниш, әқлий мүлүк, корпоративлик һоқуқ саһасиниң мутәхәссислиригә муһтаҗ болуватиду.
Судьяларни таллаш аммивий әхбарат васитилириниң ярдими билән жүргүзүлүши керәк. Намзатниң қандақ әмгиги түпәйли ишқа қобул қилинғанлиғини хәлиқ билип туруши лазим.
Җаңҗалларни һәл қилишниң альтернатив услублириниму тәрәққий әткүзүш һаҗәт. Бу мәвқә дөләтниң қатнишисизла келишимгә келишкә йол ачиду. Тәрәққий әткән дөләтләрдә мошундақ институтлар өзлирини көрсәтмәктә.
Он жилдәк вақит илгири биз «Медиация тоғрилиқ» қанунни қобул қилдуқ. Бирақ мошу кәмгичә бирдә-бир дөләт оргини униң тәрәққий етиш мәсилиси билән шуғулланмиди. Очуқ дөләтлик сәясәт байқалмиди. Бу әһвални рәтләп, хаталиқни җөндәш керәк.
Президент Мәмурийити йенида Һоқуқ қоғдаш вә сот системисини ислаһатлаш бойичә вакаләтлик комиссия қурулиду.
Коррупциягә қарши күрәш системилиқ сүпәткә егә болмақта. Коррупцияниң пәйда болуш сәвәплиригә көпирәк диққәт бөлүнүп, алдини елиш ишлири жүргүзүлүватиду.
Әнди коррупциягә апиридиған амилларни ениқлаш үчүн дөләтлик органлар билән квазидөләтлик секторниң нормативлиқ актлири билән иш җәрияниға коррупциягә қарши күрәш турғусидин мәхсус тәһлил қилиш дурус.
Шуниң билән биллә коррупциягә қарши күрәш җавапқа җәлип қилиништин қорққан әмәлдарларни мустәқиллик, тәшәббускарлиқ вә тез һәрикәт қилиш хусусийәтлиридин айримаслиғи лазим.
Биз дөләтлик назарәткә альтернатива сүпитидә җәмийәтлик назарәт институтини қоллап, һаҗәт қануний асас қелиплаштурушимиз лазим. Дөләт органлириниң, квазидөләтлик секториниң җәмийәт алдидики ашкарилиғини вә һесават беришини тәминләшкә йол ачидиған «Җәмийәтлик назарәт тоғрилиқ» қанунни тәйярлап, қобул қилишни тапшуримән.
Җәмийәтлик кеңәшләрниң ролини ашуруш лазим. Уларни сетивелишни уюштуридиған комиссияләрниң ишиға җәлип қилиш һаҗәт. Шундақла квазидөләтлик секторда җәмийәтлик кеңәшләр қуруш имканийитини қараштуруш керәк. Парламенттики һаҗәт қанун лайиһисини жил ахириғичә қобул қилиш дурус.
Шуниң билән биллә Җәмийәтлик кеңәшләрниң тәркивигә түрлүк иҗтимаий топ вәкиллирини көпләп җәлип қилиш һаҗәт. Мәсилән, биз имканийити чәкләнгән адәмләр мошундақ тәшкилатларға арилишип, өз авазлирини йәткүзүш үчүн қолайлиқ шараит яритишимиз лазим. Улар һәрдайим дөләтниң алаһидә диққәт-нәзәридә болуши шәрт.
Квазидөләтлик қурулумларниң малийә-егилик паалийитини, бюджет мәблиғини пайдилиниш бойичә мәлуматларни вә башқиму муһим әхбаратларни пүткүл җәмийәткә қолйетимлиқ қилиш үчүн бирпүтүн әхбаратлиқ ресурс қуруш наһайити муһим болуватиду.
Дөләт органлириниң қарари бойичә, әхбаратниң ашкарилиғи гражданлиқ җәмийәт билән пайдилиқ диалог орнитишқа тәсир қилиду. Әхбаратқа қол йәткүзүш мәсилилири бойичә қанун лайиһисини мошу сессияниң ахириғичә қобул қилиш керәк.
Шундақла коррупциягә қарши күрәшниң йеңи услублирини киргүзүшни тоғра дәп һесаплаймән. 2021-жилдин башлап дөләт хадимлириниң, депутатларниң, судьяларниң чәт әл банклирида һесап-чотқа егә болуши, нәқ ахча вә қиммәт баһалиқ затларни сақлишиға мунасивәтлик коррупциягә қарши күрәш даирисидә йеңи чәклимиләрни киргүзүш керәк.
Дөләт хадиминиң яки квазидөләтлик мәһкимә рәһбириниң қош гражданлиғи ениқланған әһвалда, улар хизмитидин бошитилиду.
Һоқуқ қоғдаш органлири хадимлириниң, судьяларниң, пара бәргүчиләрниң һәм парихорлуққа дәллал болғанларниң коррупция үчүн җазани күчәйтиш турғусидин Җинаий кодексқа өзгиришләр киргүзүш керәк. Коррупциягә мунасивәтлик қилмиш қилғанларға шәртлик түрдә муддитидин илгири бошитиш чариси қоллинилмайду. Коррупция билән тутулғанларниң дөләт хизмитидә вә квазидөләтлик секторида хизмәт қилишни өмүрбойи мәнъий қилидиған қаидә қаттиқ сақлиниши лазим. Биз коррупция тоғрилиқ адәмләрни қанун бойичә һимайә қилидиған система қелиплаштурушимиз һаҗәт.
Инсан һоқуқини қоғдаш бойичә йеңи чариләрни қобул қилиш наһайити муһим. Мениң үчүн бу мәсилиниң әһмийити зор. Пүткүл дуниядикигә охшаш, Қазақстанниң гражданлириму Интернеттики һақарәтләрдин қоғдалмайватиду. Буниңдин, биринчи новәттә, балилар зәрдап чәкмәктә. Улар Интернет арқилиқ тарқиған миш-мишларниң тәсиридин қаттиқ қийнилиду. Әпсус, шуниң ақивитидин паҗиәлик әһвалларғиму учримақта. Гражданларни, болупму балиларни кибербуллингтин қоғдаш бойичә қанун чарилирини қобул қилидиған вақит кәлди.
Балилар һоқуқини қоғдаш бойичә башқиму чариләрни күчәйтиш керәк. Мәсилән, Бала һоқуқи бойичә конвенцияниң хәвәрләш рәсмийитигә мунасивәтлик факультативлиқ протоколға қошулуш һаҗәт. Қийнаш, азаплаш билән күришиш бойичә миллий қанунларни йүксәлдүрүш мәсилиси әһмийитини йоқатмиди. Азапланғини үчүн җинаий җавапкәрлик бәлгүләйдиған бу һөҗҗәтни Азаплашқа вә башқиму қатиллиқ, адәмгәрчиликкә ятмайдиған иш-һәрикәтләргә қарши конвенцияниң қаидилиригә маслаштуруш керәк.
Адәм содисиға қарши күрәш мәсилисиму күн тәртивидин чүшмәйду. Бу җәһәттин Қазақстанниң хәлиқара җамаәтчилик алдидики әһвали еғиз толтуруп ейтқидәк әмәс. Һоқуқ қоғдаш органлири мошундақ җинайәтләрни тәргәв қилиш рәсмийитини йүксәлдүрүши керәк. Мошуниңға мунасивәтлик сот тәртиви билән қаттиқ җаза қоллинилиши һаҗәт. Бу муһим вәзипә дөләт органлириниң уйғунлашқан һәрикитини тәләп қилиду.
Парламенттики қанунлар тезирақ қобул қилиниду дәп үмүт қилимән.
ІХ. Рәқәмләндүрүш — барлиқ ислаһатниң асасий элементи
Рәқәмләндүрүш — модиға айланған җәриянға әгишиш әмәс, милләтниң риқабәткә қабиллиғини ашурушниң асасий васитиси.
Биринчи новәттә, рәқәмлик тәңсизликни йоқитип, барлиқ гражданларни Интернет билән вә сүпәтлик алақә билән тәминләш керәк. Һазирму бу йол вә электр қувити охшаш, асасий һаҗәт нәрсигә айлиниватиду.
Иҗтимаий тәминати начар аилиләрниң балилири компьютерлиқ техника билән вә сүпәтлик Интернет билән тәминлиниши керәк. Мошу жилниң ахириғичә 250тин ошуқ аһалиси бар йезиларниң барлиғи Интернетқа қошулиду.
Биз пенсия, ярдәм пули тайинлайдиған пәйттә хәлиқтин болақ-болақ қәғәз толтуруп, сансиз ишикләрни ечишқа мәҗбур болуватқанлиғини көрүватимиз.
Мошуниң һәммисини толуқ рәқәмләштүрүш һаҗәт. Адәмләр әмәс, мәлуматлар «тез жүгриши» лазим.
Мәһкимиләрара алақидиму, гражданлар билән мунасивәт пәйтидиму қәғәзвазлиқтин мүмкинқәдәр баш тартқан тоғра. Жилниң ахириғичә әң һаҗәт ениқлимиларму қәғәз түридә тәләп қилинишини тохтитип (47дин 30и), мәлуматни рәқәмлик түрдә тәстиқләш услубини тәминләшни тапшуримән.
Биздә адрес, мүлүк вә башқиму ениқлимилар бойичә яхши тәҗрибә бар. Дөләт органлири шәхсий гуванамини, дипломни, жүргүзгүчи гуванамисини электронлуқ түрдә қобул қилиши шәрт.
Хәлиққә электронлуқ сервисларни қоллинишни қолайлиқ қилиш үчүн дөләтлик хизмәт көрситиш ишида, тиҗарәттә биометрияни кәң пайдиланған дурус.
«Мәлуматлар билән» ишләшни йеңи дәриҗигә көтириш керәк. Мәлуматлар базисиниң бирпүтүн системиси билән тәминләш вә уни тәрәққий әткүзүш — һөкүмәтниң асасий вәзиписиниң бири.
Һазирчә бу иш һаҗәт дәриҗидә рәтләнмигән. Униң бир сәвәви, әхбаратлиқ технологиялик саһасида дөләтлик һәм улар билән үлүши бар бирнәччә компания әвзәлликкә егә болмақта.
Министрликләр вә һакимийәтләрниңму әхбаратлиқ-экспертлиқ яки ІТ-қурулумлири бар. Мундақ қурулумлар умумий стратегия билән һесаплашмай, мәһкимә дәриҗисидики мәнпийәтни һимайә қилиду.
Әхбаратлиқ технологияләр базирини, инжиринглиқ вә башқиму алий технологияләр паалийитини тәрәққий әткүзүш — елимиздә қошумчә баһа қелиплаштуруп, иш орунлирини ечипла қоймай, мошундақ хизмәтләрни чәт әлгә экспортлашқиму йол ачиду. Бу иқтидарни толуқ пайдиланған тоғра.
Әхбаратлиқ технологияләр саһаси билән миллий тиҗарәт һәмкарлиғиниң келәчиги зор.
Дөләтлик вә шәхсий мүлүктики чоң компанияләр чәт әлдә тәйярланған программилар вә қошумчиларни сетивелишқа онлиған миллиард тәңгә хәшләйду.
Һөкүмәт санаәт билән әхбаратлиқ технологияләр саһасиниң арисида өзара пайдилиқ һәмкарлиқ орнитишқа киришиши лазим. Бу һәр саһаниң рәқәмлик экосистемисиниң һәрикәтләндүргүчи болалайдиған рәқәмлик технология платформилирини қурушқа имканийәт яритиду.
Биз Қазақстанниң «мәлуматларни» қайта ишләш вә сақлаш бойичә хәлиқара хабқа айлинишиға шараит яритидиған қанунлар қобул қилдуқ. Бултуниң өзидә рәқәмлик майнинг ишиға 80 миллиард тәңгидин ошуқ инвестиция җәлип қилинди. Бирақ буниң билән тохтап қелишқа болмайду. Елимизгә дуниявий рәқәмлик компанияләрни җәлип қилишимиз керәк. Ундақ болмиса башқа дөләтләр алдимизда тосалғу болиду.
Бәш жил ичидә мошу саһаға селинидиған инвестиция көләмини 500 миллиард тәңгигә йәткүзүш һаҗәт.
Х. Гражданларниң дөләтни башқуруш ишиға қатнишиши
Биз, «Хәлиқ авазиға қулақ салидиған дөләт» қурушни қолға алдуқ. Илгири тәкитлигинимдәк, бу — дөләтлик органлар пәқәт гражданларниң күндилик мәсилисигә бағлиқ җавап бериши лазим дегән сөз әмәс. Бу, алди билән, һакимийәт билән җәмийәт арисидики турақлиқ диалог.
Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңиши гражданлиқ диалогни тәрәққий әткүзүш ишиға йеңи сүръәт бәрди. Кеңәш елимиздики умуммиллий диалог җәриянини қелиплаштуруп, өз миссиясини орунлиди. Шуниң нәтиҗисидә сәясий ислаһатлар әмәлгә ашурулмақта.
Атап ейтқанда, «Течлиқ жиғинларни уюштуруш вә өткүзүш тәртиви тоғрилиқ» демократиялик турғидин тамамән йеңи қанун қобул қилинди. «Сәясий партияләр тоғрилиқ», «Сайлам тоғрилиқ», «Парламент вә униң депутатлириниң мәртивиси тоғрилиқ» қанунларға өзгиришләр киргүзүлди. Шундақла Җинаий кодексниң 130 бабини җинайәт категориясидин елип ташлаш вә 174 бабини йүксәлдүрүш үчүн өзгиришләр қобул қилинди. Ишни сүпәтлик һәм тез әмәлгә ашурғанлиғи үчүн Парламентқа миннәтдарлиқ изһар қилимән.
Бу — сәясий саһасидики ислаһатлиримизниң башлиниши. Уни йеңилаш иши давамлишиду. Дөләт һакимийитиниң барлиқ институтлирини ислаһатлаш керәк. Йеңилинишниң асасий мәхсити — биртуташ дөләтниң нәтиҗидарлиғини ашуруш.
Әгәр гражданлиримизниң паравәнлигини һәқиқәтәнму ашурушни халисақ, уларниң өзлирини мошу ишқа паал түрдә җәлип қилған тоғра. Алдимиздики сәясий ислаһатларниң барлиғи хәлиқни дөләт башқуруш ишиға кәң қатнаштурушқа қаритилиши керәк.
Мәсилән, җәмийәтлик пикир соалнамилири йеза һакимлириниң сайлам арқилиқ хизмәткә келишигә мунасивәтлик еһтияҗниң ашқанлиғини көрситиватиду. Бу әһмийәтлик қәдәмни һәртәрәплимә ойлаштуруп, ениқ түрдә әмәлгә ашурған дурус. Мошундақ системиниң қандақ ишләйдиғанлиғини ениқ билишимиз керәк. Амма бу мәсилиниң қарарини кейингә қалдурушқа болмайду.
Келәр жили бирқатар йезилиқ округ һакимлириниң вакаләтлик муддити аяқлишиду. Йеза һакимлириниң беваситә сайлимини өткүзүшкә болиду дәп ойлаймән. Йәрлик һакимийәт вәкиллириниң сайлам арқилиқ болуши билән бирқатарда, дөләтлик башқуруш дәриҗилири арисидики вакаләтләрни бөлүш вә йәрлик өзини-өзи ишини ениқлап елишимиз һаҗәт.
Йәрлик һакимийәт вәкиллириниң сайлам арқилиқ болуши билән бирқатарда, дөләтлик башқуруш дәриҗилири арисидики вакаләтләрни бөлүш вә йәрлик өзини-өзи ишини ениқлап елишимиз һаҗәт.
Наһайити муһим мәсилиниң бири — регионларни бюджеттин мәбләғ билән тәминләш моделини тәйярлаш. Бу җәһәттин «мәркәз билән регион» арисидики мунасивәттин ташқири, мәбләғниң регион ичидә бөлүнүшигә алаһидә көңүл бөлүш керәк.
Йәрлик бюджетларни бәкитиш җәриянида назарәтни күчәйтиш һаҗәт. Сәвәви, бөлүнгән мәбләғ көп әһвалларда аһалиниң һәқиқий еһтияҗиға хәшләнмәйду. Бир-икки кочини һәр жили қайта-қайта җөндәш, имиджлиқ ишларға хәшлинидиған нәтиҗиси йоқ чиқимлар гражданлиримизниң наразилиғини пәйда қилмақта. Бу — орунлуқ.
Инфрақурулумлуқ вә иҗтимаий тәшәббусларға наһийәләр билән аһалилиқ пунктларниң бюджетидин мәбләғ бөлүш үчүн җәмийәтлик экспертиза жүргүзүлүши керәк. Бу әһвалда онлайн соалнамини қолланған тоғра.
Йәрлик өзини-өзи башқурушниң малийә имканийәтлирини ашуруш керәк. Униң үчүн йезилиқ округ бюджетиниң мүлүк һоқуқини кәңәйтип, киримини ашуруш һаҗәт. Бу «хәлиқ арилишидиған бюджет» лайиһисини тәрәққий әткүзүшниң новәттики басқучи болғини дурус. Һөкүмәт бу муһим мәсилини һәл қилиш үчүн мошу жили 1-декабрьғичә нормативлиқ база вә һаҗәт тәклипләрни тәйярлиши лазим.
Мәслиһәтләр вакаләтлик орган сүпитидә регион мәблиғиниң нәтиҗидар хәшлинишини назарәт қилишқа җавапкәр. Бирақ көп әһвалда уларниң пикри инавәтсиз қалиду. Бу — һәқиқий анахронизм.
Бу турғудин қариғанда мәслиһәтләргә регионни тәрәққий әткүзүш вә онлиған жиллар бойи һәл қилинмайватқан йәрлик җиддий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн имза топлаш вә петиция тәйярлаш вакалитини беришкә болиду дәп ойлаймән.
Мәслиһәтләрниң тәкшүрүш комиссиялириниму күчәйткән тоғра. Һөкүмәт билән Һесават комитетиға қанунларға киргүзүлидиған һаҗәт түзитишләр жиғиндисини тәйярлашни тапшуримән.
Мәслиһәт мәҗлислириниң мәҗбурий онлайн көрситишлирини киргүзүш һаҗәт. Депутатларниң өзара бәс-муназирилири, уларниң җәмийәтлик-сәясий обризи аһали үчүн қол йәтмәйдиған мәхпий сир болмаслиғи керәк.
Йәрлик дөләтлик башқуруш вә йәрлик өзини-өзи башқуруш органлири вакаләтлириниң алаһидиликлирини пәйдин-пәй бөлүш лазим.
Йәрлик өзини-өзи башқуруш органлири һесаплинидиған жиғинлар билән мәҗлисләрниң мәртивисини ашурған тоғра. Наһийәлик мәслиһәтләр ениқ қарарлар қобул қилған пәйттә уларниң муһим мәсилиләр тоғрилиқ пикрини нәзәрдә тутуш лазим.
Шәһәрләрдики өзини-өзи башқуруш мәсилисигә алаһидә тохталған дурус.
«Хусусий мүлүк егилириниң бирләшмиси» институтини киргүзүш бойичә ислаһат башланди. Һаҗәт қанунму қобул қилинди. Әнди барлиқ көппәтирлик турушлуқ өйләр пәйдин-пәй мошу башқуруш обьектиға көчиду.
Бу ислаһат хусусий мүлүкни башқуруш ишида турғунлар пикриниң инавәткә елинишини, шундақла турушлуқ өйни пайдилиниш вә җөндәш ишлириға бөлүнгән мәбләғниң ашкарилиғини вә һесаватлиқ болушини мәхсәт қилиду.
Һөкүмәт билән һакимлар мошундақ муһим ислаһатниң әмәлгә ешишини тәминлиши лазим. Сәвәви, мошундақ бирләшмә — өзини-өзи уюштуруш вә башқуруш институтиниң асаси.
Йәрлик өзини-өзи башқурушини тәрәққий әткүзүшниң йеңи концепциясини тәйярлайдиған вақит кәлди. Парламент шуниң асасида һаҗәт қанунларни қобул қилиду.
Очуғини ейтишимиз керәкки, дөләт органлирида һазирму шәкилвазлиқ вә оператив риайә қилишниң йоқлуғи кәң тарқиған. Гражданлиримиз өзлириниң йәрлик дәриҗидики мәсилилири билән мәркизий дөләт органлириға мураҗиәт қилип, Дөләт рәһбиригә шикайәт қилишқа мәҗбур болмақта.
Шуниң үчүн йәрлик рәһбәрләрниң җавапкәрлиги вә вакалитини ашуруш керәк.
Иҗтимаий торларниң ярдими билән регионларда һәл қилинмайватқан мәсилилиләр пүткүл мәмликәткә ашкарә болуватиду.
Гражданлиримиз ислаһатларға тәшәббускар болуп, тәклипләр бериш үүчүн онлайн-петицияләрниң бирпүтүн қануний институтини қуруш һаҗәт. Мошундақ қурулум һәрқандақ бурмилаш һәрикәтлиридин һимайә қилиниши шәрт.
Һөкүмәт гражданлиқ җәмийәт билән бирлишип, мошу муһим лайиһиниң норматив-һоқуқ базисини тәйярлашқа вә униң барлиқ техникилиқ мәсилилирини һәл қилиши лазим.
Дөләт гражданлириниң мәнпийитини һимайә қилиш бойичә муһим миссияни илгәркидәк сәясий партияләр атқуриду.
Nur Otan партияси өзиниң иш-һәрикити арқилиқ җәмийитимиздики йетәкчи сәясий күч екәнлигини испатлап кәлмәктә. Партия келәчәктики реформиларни әмәлгә ашуруш үчүн паал қатнишип, өз иқтидарини толуқ пайдилинидиған болиду.
Шуниң билән биллә, Дөләт рәһбири сүпитидә һәқиқий мәнадики көппартиялиқ системини тәрәққий әткүзүш вә күч селиш мениң вәзипәм.
Биз орунда турмаймиз. Сәясий системимизни йеңи шараитқа маслаштуруп, уни пәйдин-пәй йүксәлдүрүп келиватимиз. Сәясий ислаһатлар җәмийитимизгә һаҗәт. Шуңлашқа улар җәзмән давамлишиду.
Демократияниң асасий дүшмини — билимсизлик вә популизм. Мошуни ядимиздин чиқармаслиғимиз керәк. Гражданлиримиз ислаһатларни қоллайду дәп ишинимән. Улар сәясий имканийәтләр түпәйли җәмийәттә «хайпократияниң» тарқилишиға йол бәрмәйду, дәп үмүт қилимән.
Тәкитләнгән барлиқ ислаһатларниң, өзгиришләрниң утуқлуқ әмәлгә ешиши бирлигимизгә, вәтәнпәрвәрлигимизгә вә гражданлиқ җавапкәрлигимизгә бағлиқ.
XI. Милләтниң йеңи сүпити
Һазир алдимизда хәлқимизни тәрәққий әткүзүшниң йеңи парадигмисини вә милләтниң йеңи сүпитини шәкилләндүрүш вәзиписи туруватиду.
Һаятниң өзи бизгә һәм айрим адәмниң, һәм умумән җәмийәтниң вақит тәләплиригә көнүкүшиниң зөрүр екәнлигини оттуриға қоймақта.
Пәқәт бир җайда тохтап турмайдиған вә келәчәккә интилған милләтла дунияға өз муваппәқийәтлирини көрситәләйду.
Мән хәлқимизниң нурғун йеңи вә үлгилик сүпәтләргә еришишини халаймән.
Миллитимизниң йеңи сүпәтлик тәрәққий етиши үчүн биз күндилик һаят мәвқәмизни өзгәртишимиз керәк. Җәмийәттә йеңи принциплар вә йеңи нишанлар орун елиши лазим.
“Билим егиләш үчүн оқуш зөрүр. Бай болуш үчүн ишләш керәк. Күчлүк болуш үчүн җипсилиқ керәк. Әнди буниң һәммиси үчүн тиришип ишләш керәк”– улуқ мәрипәтчи Ахмет Байтурсыновниң мошу сөзлири бүгүнму актуаллиққа егә.
Биринчидин, ХХІ әсир әвлади чоңқур билимлик болуши керәк.
Иккинчидин, яшларни һармай-талмай әмгәк қилишқа үгитиш зөрүр.
Үчинчидин, һәрқандақ ишниң асаси кәспийлик екәнлиги тоғра.
Төртинчидин, қаттиқ интизам вә жуқури җавапкәрлик һәрбиримизниң алаһидилиги болуши керәк.
Бәшинчидин, адаләтлик йолидин чиқишқа болмайду. Адаләтлик – җәмийәт тәрәққиятиниң муһим шәрти. Адаләтлик мәмликәт вә хәлиқ тәғдиридә алаһидә әһмийәткә егә.
Алтинчидин, биз адиллиқ, теҗәмлик, асаслиқ охшаш сүпәтләрни муҗәссәмләндүрүшимиз зөрүр. Биз һәммимиз қазақстанлиқларни нәқ шундақ қияпәттә көрүшни халаймиз. Пәқәт шундақ қилғандила риқабәткә тақабил дөләтни қуралаймиз вә әқлий милләтни вуҗутқа кәлтүрәләймиз.
Миллий зиялиларниң йеңи басқучтики вәзиписи – миллий мүҗәз-хулуқниң йеңи принциплирини чоңқурлитиш, шундақла милләт сүпитиниң ашурулушиға ярдәм қилиш.
Йеңиланған җәмийәт пәйдин-пәй ят адәтләрдин қутулуши керәк.
Исрапчилиқ вә дәвраңвазлиқ йә җәмийәткә, йә адәмгә шан-шәрәп елип кәлмәйду. Җавапкәрсизлик, бепәрвалиқ, ерәңсизлик пүткүл мәмликәтни паҗиәгә елип келиши мүмкин. Әнди қуруқ сөз вә махтанчақлиқ җәмийәт тәрәққиятини тохтитиду. Бу тоғрилиқ улуқ Абай “Сапла ялған махтинип, һәқиқәтни йошуриду” дәп очуқ ейтқан. Бу проблема бүгүнки күндиму актуаллиққа егә.
Биз җәмийәт аң-сәвийәсидә идеаллар вә әмгәк қәдрийитини муҗәссәмләндүрүшимиз лазим.
Мәмликитимиздә “Җавапкәр дөләт – җавапкәр җәмийәт – җавапкәр адәм” пухта системиси чоңқур орун елиши шәрт.
Һөрмәтлик вәтәндашлар!
Мәмликәт алдида чоң вә мурәккәп вәзипиләр туруватиду. Уларни утуқлуқ һәл қилиш үчүн алаһидә яндишишлар, йеңи тәпәккүр, умумйүзлүк пикирдашлиқ вә өзара ярдәм тәләп қилиниду.
Бизниң стратегиялик йолумиз ениқ. Биз өзимизниң проблемилиримиз билән камчилиқлиримизни яхши билимиз.
Бүгүн мән пүткүл җәмийәт алдида дөләтниң боһран вәзийитидики иш-һәрикәт планини баян қилдим. Ислаһатлар утуғи һәрбиримизгә бағлиқ.
Һәммиси өзгириши, өз үстидин ишлиши керәк. Вақит тәләплири бизни дайим тәрәққий етишкә, мукәммәллишишкә, күчлүк болушқа мәҗбурлайду. Һәрбир адәмниң бәхти өзиниң қолида, һәммимиз бирлишип мәмликитимизниң бәхитлик келәчигини вуҗутқа кәлтүримиз.
Һәр әвлатниң зиммисигә түрлүк синақлар чүшиду. Тәғдирниң барлиқ синақлирини турақлиқ йеңип чиқиш бизниң тарихимизда асасий орунни егиләйду. Мәмликитимиз әң җавапкәр вәзипиләрни һәл қилишқа қабил вә шуниңға тәйяр.
Биз – хәлқимизниң Мустәқиллик тоғрилиқ узақ жиллиқ арзу-арманлирини әмәлгә ашурған әвлат. Алдимиздики жил – Мустәқилликниң 30 жиллиғи. тәвәллудлуқ сәнә – суверен Қазақстан үчүн муһим сәһипә. Бу йеңи тарихий вақитниң башлиниши.
Бизгә дөләтниң келәчиги үчүн чоң җавапкәрлик жүкләнгән.
Бирлигимиз вә инақлиғимиз күчлүк болса, барлиқ қийинчилиқларни йеңип, мәхситимизгә йетимиз.
Бу бизниң қолумиздин келиду.
Мәмликитимиздә һәрқачан течлиқ һөкүм сүрсун!
700 рет
көрсетілді0
пікір