• Йеңилиқлар
  • 04 Қараша, 2020

Террорлуқ һәрикәтни әйиплиди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Венада йүз бәргән террорлуқ һәрикәтни әйиплиди.
“Венада йүз бәргән қәбиһ террорлуқ һәрикәтни ақлашқа болмайду. Австрия хәлқи вә униң һөкүмитигә һисдашлиқ билдүримән. Хәлиқара бирләшминиң күч-қувитини терроризмға – инсанға өчмәнлик идеологияси вә әмәлиятиға қарши күришишкә бирләштүрүш керәк”, дәп язди Қасым-Жомарт Тоқаев Twitterдики сәһиписидә.
Мәлумки, 3-ноябрь күни Венаниң мәркизидә оқ етиш билән бирнәччә һуҗум әмәлгә ашурулди. Аммивий әхбарат васитилириниң мәлуматлириға қариғанда, синагога һуҗум қилинған объектларниң бири болди.
Австрия канцлери Себастьян Курц йүз бәргән вақиәни террорлуқ һәрикәт дәп билдүрди. Һоқуқ қоғдаш органлириниң мәлуматлириға қариғанда, һуҗум қилғанларниң бири өлтүрүлди, йәнә бири издәштүрүлүватиду.
Австрия ички ишлар министри Карл Нехаммерниң тәкитлишичә, от атқан шәхс ДАИШ террорлуқ топиниң тәрәпдари болған.

 

486 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы