• Йеңилиқлар
  • 19 Қараша, 2020

Таҗсиман вирус пәйда болған күн

Қандақла ғәлити аңланмисун, COVID-19 таҗсиманниң бирнәччә “туғулған күни” бар екән. Биринчиси ­­­– рәсмий. 1-декабрь 2019-жил. Бу күни ағриқниң дәсләпки клиникилиқ бәлгүлири рәсмий тәстиқләнди. Бу күни пүткүл дуния Хитайда Ухань өлкисиниң барлиғидин хәвәрдар болди.
Лекин, хелә вақитқичә ейтилмай кәлгән йәнә бир күн – бу 2019-жилниң 17-ноябри. Хубэй өлкисиниң 55 яшлиқ турғуни ағриқни дәсләпки жуқтурғучиси болуп һесаплиниду. У 17-ноябрь күни врачқа мураҗиәт қилған. Мошу күндин башлап һәр күни бирдин бәш адәмгичә ағриқни жуқтурушқа башлиған. 15-декабрьға қәдәр ағриқларниң сани 27гә, әнди 20-декабрьға қәдәр уларниң сани 60қа йәткән.
27-декабрь күни Хубэй өлкисигә қарашлиқ ағриқханиларниң бириниң врачи мәмликәтниң дөләт саламәтликни сақлаш комитетини йеңи таҗсиман вирусниң пәйда болғанлиғи һәққидә агаһландурди. Шуңғичә өлкә бойичә 180дин ошуқ адәм ағриқни жуқтуруп үлгәргән. Врачлар уларниң барлиғини ениқлаш имканийитигә егә болалмиған. Нәтиҗидә вәзийәт бирдин кәскинлишишкә башлиған.
2020-жили 11-мартта Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң башлиғи Тедрос Адханом Гобрейесус таҗсиман вирусқа бағлиқ вәзийәтни «пандемия» дәп елан қилди. Шуңғичә дунияйүзи бойичә ағриқни жуқтурғанларниң сани 118 миңға йетип, төрт миңдин ошуғи вапат болди.
2020-жилниң 13-мартида Қазақстанда таҗсиман вирусни жуқтурған дәсләпки бемар ениқланди.

471 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы