• Йеңилиқлар
  • 03 Желтоқсан, 2020

Течлиқ вә бирликниң рәмзи

Алмута вилайәтлик «Достық үйі – Қоғамдық келісім» мәркизи тәрипидин уюштурулуватқан һәрқандақ паалийәтлиригә арилишип келиватқинимға бираз жилларниң үзи болди. Мошу вақит мабайнида түрлүк милләт вәкиллири арисидин нурғун достларниму таптуқ. Униң ичидә уйғурларму аз әмәс. Өткән жили жуқурида қәйт қилинған мәркәзниң мәмурийити Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң тәшәббуси вә уюштуруши билән өткүзүлгән «Мың бала» мәдәний-ақартиш лайиһисиниң йәкүнләш форумиға биртүркүм яшлар тәклип қилинипту. Бардуқ. Сәпәр давамида яхши тәшәббусларни көтирип, нәмунилик ишларни әмәлгә ашурушқа тәйяр екәнлигимизни билдүрдуқ. Болупму, әшу мәдәний сәпәрдин кейин һәр жили бир рәт учришип туридиғанлиғимизни реҗиләпму қойиведуқ. Әпсус, таҗсиман вирус қурғур...
Қисқиси, арзу-арман истигидә қалған достлар ким еди? Мән әшу сәпәр давамида алған тәсиратлиримни оқурмәнләр билән бөлүшүшни тоғра көрдүм.
Тунҗа Президентимиз Нурсултан Әбишоғли Назарбаев «Қазақстанниң келәчиги – қазақ тилида» дәп тәкитлигинидәк, Қазақстанда яшаватқан барлиқ этнос вәкиллири дөләт тилини билиши һаҗәт. Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң тәшәббуси вә уюштуруши билән 2015-жилдин башлап өткүзүлүп келиватқан «Мың бала» мәдәний-ақартиш лайиһиси шу вәҗидин. Мустәқиллик күни һарписида елимиз пайтәхти Нур-Султан шәһиригә мәзкүр лайиһиниң йәкүнигә беғишланған форумға қатнишиш үчүн Алмута вилайитидин түрлүк этнос яшлири йолға чиқтуқ. Бизни «Достық үйі – Қоғамдық келісім» мәркизи мудириниң орунбасари Айимжан Карибжанқизи башлап маңди. Алмута вилайити бойичә наһийә-наһийәләрдин талантлиқ яшлар таллинипту. Шуларниң ичидә Әмгәкчиқазақ наһийәси намидин форумға иштрак қилиш маңа несип болди. Бир тәвлүк бойи поезда биз, яшлар, бир-биримиз билән йеқиндин тонушуп, сөһбәт қуруп, мөрти кәлгәндә вақитни көңүллүк өткүзүшкә тириштуқ. Мәсилән, ескелдилик Есенниң һазирҗаваплиғи, Уйғур наһийәлик Руфат Сәйдалимовниң йеқимлиқ нахшилири, қарасайлиқ Сабир Гусейиновниң муңлуқ күйлири йолниң узақлиғини сәздүрмиди. Ейтмақчи, аталған форумға уйғур яшлиридин Уйғур наһийәсидин Руфат Сәйдалимов, Җамбул наһийәсидин Таһир Савутов, Талдиқорған шәһиридин Севара Турдалиева төртимиз бардуқ. Руфат — «Арзу» ансамблиниң нахшичиси, Таһир — студент, Севара болса өз кәспи бойичә ишләйду.
Елимиз пайтәхтигә келип, кәчки ғизадин кейин «Бәйтерек» монументини зиярәт қилдуқ. Әтиси Оқуғучилар сарийида «Мың бала» мәдәний-ақартиш лайиһисиниң форуми башланди. Андин лайиһиниң ғалиплирини мукапатлаш мәрасими өтти. Өз новитидә, тил җанкөйәрлири болған бирқатар устазларғиму мәхсус мукапатлар тапшурулди. Униң давами гала-концертқа улашти.
Чүштин кейин биз Достлуқ өйигә бардуқ. У йәрдә дәсләп қазақ хәлқиниң миллий мәдәнийитидин, шанлиқ тарихидин учур беридиған әсәр-әтиқиләрни, чалғу әсваплирини, кийим-кечәклирини, турмушта пайдиланған қурал-җабдуқлирини вә башқиму затларни көздин кәчүрдуқ вә 1775-жили ясалған тайқазандин дәстиханниң көрки болған боғусақтин дәм тарттуқ. Андин иккинчи қәвәттә орунлашқан миллий мәдәнийәт мәркәзлириниң бөлмилиригә қәдәм тәшрип қилип, ичини арилидуқ. Шуларниң ичидә Қазақстан уйғурлириниң җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизи Нур-Султан шәһәрлик шөбисиниң бөлмисигә кирип, биз билән кәлгән яшларға ичидики әсәр-әтиқиләр билән тонуштуруп чиқтуқ. Ейтмақчи, «уйғур өйиниң» китап тәкчисидә «Яшлиқ лирикилири» намлиқ топлимимни учритип, наһайити хошал болдум.
Униңдин кейин биз Миллий академиялиқ китапханиға қарап йол туттуқ. Бизни иллиқ қарши алған китапхана рәһбәрлиги елимизниң иккинчи миллий архиви һесапланған дәргаһниң өтмүши вә бүгүнки нәпәси билән тонуштурди. Умумән, дәргаһта 15 оқуш зали бар екән. Уларниң ичидә исми Қазақстанғила әмәс, җаһанға тонулған әдипләр – Абай Қунанбаев, Әбиш Кекилбаев, Мырзатай Жолдасбеков вә башқиму зиялилар намидики оқуш заллири болуп чиқти. «Яшлар жилиға» мунасивәтлик илим билән шуғуллиниватқан қиз-жигитләр үчүнму мәхсус зал аҗритилипту. Иккинчидин, асасий китапхана залида илгәрки қазақ-латин йезиғида йоруқ көргән 1300 китап бар екән. Улар — 1928 — 1940-жилар арилиғида бесилған нәширләр.
Кәчқурун биз Алмутиға қайттуқ. Йол бойи, адәттикидәк, бир-биримиз билән ичәкишип кәткән яшлар бәзмә қуруп, йерим кечигичә ухлимидуқ. Рәһбиримиз Айимжан Карибжанқизи келәчәктә әмәлгә ашурушқа болидиған өз ой-пикирлири билән бөлүшти. Ейтмақчи, форумға җай-җайлардин вәкил болуп барғанларниң һәммиси талантлиқ яшлар. Мәсилән, қарасайлиқ Сабирниң муәллиплик күйлири бар екән. У шуларниң бирини Елбасымиз Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң алдида орунлапту. Руфат, Мағжан, Илияс – сәнъәткарлар, Диана, Евгения иҗадийәт билән шуғуллиниду. Қалғанлириниңму өзигә хас һүнәрлири бар. Сәпәр давамида биздә әйнә шу талант егилириниң бешини қошидиған чоң әдәбий-музыкилиқ концерт уюштуруш ойи пәйда болди. Әлвәттә, биз бу идеяниң әһмийитини чоңқур һис қилғачқа, уни өткүзүшкә бар күч-ғәйритимизни сәрип қилидиғанлиғимизни ейттуқ.
Шундақ тиләк-хаһишлиримиз билән әтиси Алмутиғиму йетип кәлдуқ. Биз бир-биримиз билән қиймастин хошлаштуқ. Амма мәдәний һаятимизда йенип учришидиғинимизға болған ишәнчимизни йоқатмидуқ...
Биз Алмута йетип кәлгәндә вокзалиниң үстидин қушлар әркин пәрваз қилип өтти. У течлиқ вә бирликниң рәмзи еди.

Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.
Алмута – Нур-Султан – Алмута.

530 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы