• Йеңилиқлар
  • 25 Ақпан, 2021

Депутатлар билән учрашти

Өткән һәптидә Нур-Султан шәһиридики Достлуқ өйидә Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Жаңғыру жолы» җумһурийәтлик яшлар һәрикитиниң вәкиллири Парламент Мәҗлисиниң депутатлири билән учрашти. Бу учришишқа журналистлар, яшлар тәшкилатлириниң әзалири қатнашти. Учришишта Пидаийлар һәрикити, хәйрихаһлиқ, рәқәмләндүрүш мәсилилири муһакимә қилинди.

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Уйғур авази»

 Мәзкүр учришишқа ҖУЭМ йенидики Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигиниң рәиси Рустәм Хәйриев қатнишип, өзиниң ениқ тәклиплирини оттуриға салди. Мәсилән, Қазақстан Җумһурийитиниң «Пидаийлиқ паалийәт тоғрилиқ» қанунға һәм «Хәйрихаһлиқ тоғрилиқ» қанунға толуқтурушлар вә өзгиришләр киргүзүш тәкливини бәрди. Йәни, Пидаийлар паалийитидики пидаийлар этикиси, пидаийларни аккредитацияләш вә хәйрихаһлиқ һәм пидаийлар паалийитидики айримчилиқларни рәтләйдиған қанунниң 8-пунктиниң 14-бабиға өзгиришләр киргүзүш пикрини оттуриға салди. 
— Пидаийлар һәрикити яшларни тәрәққий әткүзүшниң вә уларни иш билән тәминләшниң яхши институтиға айланди, — деди ҚУЯБ рәиси өз сөзидә. — Әнди Қазақстан хәлқи Ассамблеяси - елимиздики хәйрихаһлиқ паалийәт билән шуғуллиниватқан йетәкчи тәшкилатларниң бири. Шуңлашқа Ассамблея тәркивидики яшлар келәчәктиму пидаийлар һәрикитини риваҗландуруши һәм күчәйтиши лазим. Мәлумки, рәқәмләштүрүш -  ихтисатни заманға лайиқ тәрәққий әткүзүшниң асасий амиллириниң бири. Шу сәвәптин әнди алдимизда пидаийлар ишини рәқәмләштүрүш мәсилиси туриду. Яшлар пенсионерларға, яшанғанларға рәқәмләштүрүлгән аддий дөләт хизмәтлирини пайдилинишни үгитиши керәк. Чүнки улар үчүн һазирқи техника васитилирини өзләштүрүш қийин. Бу болса, өз новитидә Digital Kazakhstan программисини әмәлгә ашурушқа имканийәт бериду.
  Тәкитләш лазимки, Рустәм Хәйриевниң тәклип қилған пикирлири инавәткә елинип, у «Пидаийлиқ паалийәт тоғрилиқ» вә «Хәйрихаһлиқ тоғрилиқ» қанунларға толуқтурушлар вә өзгиришләр киргүзүш бойичә җумһурийәтлик ишчи топиға киргүзүлди.

742 рет

көрсетілді

4

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы