• "30 Тәуелсіздік жылдары"
  • 03 Наурыз, 2021

Ишбиләрмән Ришат билән Қәлбинур

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

Қазақстан тарихида алтун һәрипләр билән йезилған 1991-жили дунияға кәлгән байсейитлиқ Ришат Мәңсүров һәм Қәлбинур Сетиева пәқәт тәңтушларла әмәс, бәлки һаятниң иссиқ һәм соғини, татлиқ һәм аччиғини тәң тартишқа вәдиләшкән әр-аяллардин. Мустәқилликниң 20 жиллиғида некасини қийған улар бийилқи тәвәллудлуқ жилға қәдәр чоң утуқларға йәтти. Уларниң әң муһими – омақ үч пәрзәнди билән әмгәк қиливатқан саһалиридики муваппәқийәтлири. Ришат көпирәк ишта болғанлиқтин, биз Қәлбинур билән сөһбәтдаш болдуқ. 
Ришат Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Бижанов йезисидики М.Мақатаев намидики мәктәпниң рус синипида билим алди. У кичигидин уйғурниң тарихи, тили, мәдәнийити һәм сәнъитигә бәкму қизиқатти. Шуңлашқиму дәристин бош вақитлирини Байсейиттики Мәдәнийәт өйидики вокал топида өткүзәтти. Қәлбинур И.Тайиров намидики уйғур оттура мәктивидә оқуди. У устази Һезиз Турдиев рәһбәрлигидики «Гүлдәстә» ансамблида дутар чалатти. Һә, бу сәнъәтхумар жигит билән қиз 2006-жили умумий қизиқиши түпәйли Мәдәнийәт өйидики сәнъәт өмәклиридә тонушти. Баштинла улар йеқин достлардәк болуп кәтти. Чүнки һәр иккилисиниң қизиқиши билән көзқариши бир хил еди. 
Ришат билән Қәлбинур мәктәптин кейин кәспий билим елиш үчүн Алмута шәһиригә атланди. Жигит Ихтисат вә һоқуқ академияси йенидики колледжда оқуп, әдлийә хадими мутәхәссислигини егиләп чиқти. Қиз «Парасат-Престиж» колледжиниң тәрҗиман-референт бөлүмини вә Бухгалтерларниң мәркизий өйидә бухгалтерлар курсини тамамлиди. Ришат әмгәк паалийитини «Голд продукт» ширкитидә экспедиторлиқтин башлиса, Қәлбинур «Фуд-Мастер» акционерлик җәмийитидә логистика оператори болуп ишлиди. Мошу вақит җәриянида яшлар техиму йеқинлишип кәтти. Тәрбийиси, һаятқа болған көзқариши, мүҗәз-хулқи бир-биригә маслашқан жигит билән қиз ахири «мәңгү биллә болимиз» дәп келишти. Шуниң билән 2011-жили яшлар өйлинип, бир жилдин кейин йезиға қайтип кәлди. Бу вақитта уларниң тунҗа пәрзәнди Камиләм туғулди. Ришат ата-аниси Дилшат вә Баһаргүл билән шәхсий тиҗарәт ечип, ашханида ишлиди. Қәлбинур болса балиға қариди. 
2016-жили Ришат Масақ йеза округи һакиминиң аппаратиға йетәкчи хадим болуп ишқа орунлашти. Өзини билимлик мутәхәссис ретидә көрсәткән у үч жилдин кейин баш хадим болуп тайинланди. Қәлбинур чоң қизи Камиләм үч яшқа толғанда, Кәрим исимлиқ оғлини вә йәнә икки жилдин кейин Нигара исимлиқ қизини дунияға елип кәлдидә, узақ жиллар өйдә олтирип қалди. Бирақ, у балиларниң тәрбийиси биләнла болуп қалмай, билимини ашурушни дурус көрди. Қазақ Дөләт Қизлар педагогика университетиниң филология факультетиға оқушқа чүшүп, уни «Дуния тиллири» мутәхәссислиги бойичә тамамлап, икки: инглиз вә парс тиллириниң муәллими аталди. Пәрзәнтлириниң чоңлири мәктәпкә вә кичиги балилар бағчиси йешиға йәткәндә, Қәлбинур өзи билим алған И.Тайиров намидики мәктәпкә инглиз тили муәллими болуп ишқа елинди. 
– Мән туғулмай туруп, бовам вапат болуп кетипту. Бирақ, өйдикиләрниң ейтқанлирини аңлап, мән кичигимдин бовам, уйғур тили вә әдәбиятиниң муәллими Тохтахун Сетиев охшаш муәллим болғум келәтти. Мәктәпниң босуғисини атлап киргәндә, бизниң синипқа Реһимбүви Самсақова рәһбәрлик қилди. Сир әмәс, бу яшта һәммимиз муәллимимизниң бойидин анилиримизға хас хисләтләрни издәймиз. Дәсләпки устазим мениң үмүтлиримни ақлиди. Униң меһриванлиғи билән еғир-бесиқлиғиға қайил болаттим. Келәчәктә шуниңға охшиғум келәтти. Устазлирим Гүлҗамал Палтуева вә Меһиргүл Тохтимәмәтова инглиз тилидин дәрис бәрди. Улар дәрисни шундақ маһирлиқ билән өтәттики, устазларға қарап мән бу пәнни техиму чоңқур үгинишни халаттим. Мәктәптә һәрхил пәнләрдин дәрис бәргән Илияр Нурхалиқов, Айимгүл Кебирахунова, Алимҗан Һаширов, Җәннәтбүви вә Иззәтбүви Абутовалар, Батурхан Зординов, Мерванәм Һәмраева, Үсүпҗан Розахунов вә башқилар билән кәсипдаш болдум. Муәллимлирим мәктәптә билим вә илимни қандақ үгәткән болса, кәспимизниң қир-сириниму шундақ үгитип келиватиду, – дәйду Қәлбинур устазлириға болған миннәтдарлиғини билдүрүп.
Ришат — дөләт хизмитидә. Интайин кичикпейил инсан, өзи һәққидә көпирәк йезишимизни дурус көрмиди. Бирақ рәпиқисиниң ейтишичә, у ата-анисиниң ялғуз оғли болуп, һечқачан уларниң гепини икки қилған әмәс. Асасий хизмитидин бош вақитлирида ата-анисиға ярдәм қилиду. Чоң-кичик әвлат бир өйдә турғанлиқтин, балилар тәрбийисидики бова вә моминиң ролиниң интайин зор.
– Ата-анимиз нәврилири үчүн отқиму һәм суғиму кириду. Һәм мәнивий, һәм маддий йөләнчимизму — шулар. Улар болмиса, пәрзәнтлиримизни бүгүнкидәк баяшәтчиликтә чоң қилиш қолумиздин кәлмәтти, әлвәттә, – дәйду миннәтдар қиз өзини тәрбийилигән момиси Гүли, икки тәрәпниң ата-аниси Дилшат — Баһаргүл һәм Майдин — Гүлбәһрәмләргә болған разилиғини йошуралмай. 
Аилиниң Алмута шәһиридә яшиғанлиғи сәвәплик Ришат рус тилида билим алди. Бирақ уйғур вә қазақ хәлқиниң нахшилирини көпирәк тиңшап, ейтип өсти. Шуңлашқиму өз пәрзәнтлириниң ана тилида билим елишини халайду. У балилири билим алидиған мәктәпкә дайим ярдәм қилип, уни қоллап-қувәтләйду. Ришатниң бойидики мошу хисләтни байқиған ата-анилар уни васийлиқ кеңишиниң рәиси қилип сайлиди. Буниңдин ташқири Ришат йеза яшлири билән қоюқ алақида болуп, жутиниң барлиқ ишлирида пааллиқ тонутуп кәлмәктә.
Қәлбинур кәспий утуқлири түпәйли Хәлиқара илим вә билимни қоллаш мәркизиниң 18-топлимида илғар әмгигини нәшир қилғини үчүн «Илғар дәрис плани», «Шебер педагог-2020» байқашлириға, «Муәллим әмгиги – мәнивий йеңилинишниң асаси» ІІІ Хәлиқара илмий-тәҗрибә конференциясигә қатнишип, маарип саһасиға қошқан төһписи үчүн дипломлири, «Жарқын болашақ» илмий журналиниң тәшәккүрнамиси, Әмгәкчиқазақ наһийәлик маарип бөлүминиң диплом вә тәшәккүрнамилири билән тәғдирләнди.
 Аилиниң барлиқ әзалири баш қошқанда Қәлбинур дутар чалса, Ришат нахша ейтиду, Камиләм, Кәрим вә Нигара уссулға чүшиду. 

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

363 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы