• Йеңилиқлар
  • 10 Ақпан, 2012

«Арминим — тонулған қурулушчи болуш»

Елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң бийил Қазақстан хәлқигә йоллиған «Иҗтимаий-ихтисадий йеңилиниш — Қазақстан тәрәққиятиниң асасий йөнилиши» Мәктүбидә алға сүргән әң муһим вәзипиләрниң бири аһалини әрзән турушлуқ өй билән тәминләштин ибарәт. Мәктүптә қәйт қилинғинидәк, елимизда һәр жили алтә миллион квадрат метр турушлуқ өй пайдилинишқа берилиду. Шундиму йерим миллиондин ошуқ аилә шәхсий турушлуқ өй билән тәминлиниши керәк. Униң үчүн иҗаригә берилидиған турушлуқ өй мәйданини 1 миллион квадрат метрға йәткүзүш тәләп қилиниду. Мана мошундақ улуғвар вәзипә һөддисидин чиқиш йолида Алмутида турушлуқ өйләрни селиш билән шуғуллиниватқан «Алматыгорстрой» акционерлиқ җәмийити йеқинда өткән жилниң йәкүнини чиқирип, бир жилниң ичидә өзлириниң адил вә сүпәтлик әмгиги билән көзгә чүшкән хадимлирини рәғбәтләндүрди. Уларниң ичидә «Сан-Ай» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң участка башлиғи Шөһрәт Зайитовму бар. Шөһрәт Мирзаким оғлиниң  исмини алаһидә мәмнунийәт билән тилға алған акционерлиқ җәмийәтниң президенти униң паалийитини мәзкүр қурулуш компаниясидики әң яш кәспий мутәхәссис сүпитидә башқа кәсипдашлириға үлгә қилип көрсәтти. Шөһрәт 2004-жили Яркәнт шәһиридики Билал Назим намидики уйғур оттура мәктивини тамамлап, Россияниң Санкт-Петербург шәһиридики гуманитарлиқ университетниң әдлийә факультетида тәһсил көриду. 2010-жилдин башлап у «Алматыгорстройға» мастер болуп ишқа орунлишиду. Ишқа чиққан дәсләпки күнләрдин башлапла қурулуш саһасиға қизиқип қалған у һазир қурулуш саһасиниң қир-сирлирини техиму мукәммәл өзләштүрүш мәхситидә Алмутидики Қазақ дөләт мемарчилиқ-қурулуш академиясида сирттин оқуватиду. Шөһрәт Зайитовниң асасий паалийити дөләт программиси бойичә селинған өйләр турғунлириниң коммуналлиқ хизмәт түрлиридин үнүмлүк пайдилинишиға шараит яритиш болуп һесаплиниду. Қәд көтәргән йеңи беналарға газ, су трубилирини орнитип, электр тармақлирини тартиш вә башқилар әйнә шу паалийәт ичигә кириду. Униң бу ишларни өз бригадиси билән кәспий дәриҗидә әмәлгә ашуруп келиватқанлиғиға көз йәткүзгән һәм бу җәһәттин турғунларниң пәқәт яхши инкаслирини аңлиған қурулуш компанияси булту «Сан-Ай» җавапкәрлиги чәкләнгән ширкитини қуруп, униң әтрапиға пәқәт сөз болуватқан  саһа адәмлирини жиққан еди. Шөһрәт мәзкүр йолдашлиққа участка башлиғи болуп барған күндин башлап рәһбәрликниң ишәнчисини ақлимақта. Кам сөзлүк жигит биз билән болған учришишта иши һәққидә анчә гәп қилмиди. Амма у келәчәк иш-реҗилирини  биздин йошурмиди. — Яркәнттики көплигән имарәтләрдә из-тамғиси қалған, атақлиқ қурулушчи Турсун Семәтовниң исмини жутдашлирим һәр дайим пәхирлиниш билән тилға алиду дәп, сөзини давам қилди у. — Мениң әйнә шу Турсун чоң дадамға охшаш тонулған қурулушчи болғум келиду. Әнди ахирқи вақитларда өзлириниң хәйрихаһлиқ паалийәтлири билән тонулған инсанлар Дилмурат Кузиев билән Адилҗан Зәйнавдунни һәр дайим өзәмгә үлгә тутимән. Мени уларниң меһир-сахавәтлик хисләтлири қайил қилиду. Һаятта шуларға охшиғум келиду. Келәчәктә болса, Алмута шәһиригә уйғур мәктивини селиш арминим бар — дәйду Шөһрәт. Биз бу милләтпәрвәр жигиткә «арманлириң рояпқа чиққай!» дегән тиләкни ейтип хошлаштуқ.

Бәхтишат СОПИЕВ.

СҮРӘТТӘ:  Шөһрәт Зайитов йеңидин қәд көтәргән өйләр алдида.  

765 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы