• COVID - 19
  • 21 Шілде, 2021

Санитарлиқ-эпидемиологиялик тәләпләр тәстиқләнди

Қазақстан Җумһурийитиниң саламәтликни сақлаш министри 2021-жил 9-июльдики буйруғи билән «Мәктәп йешиғичә болған тәшкилатларда вә балилар өйлиридә санитарлиқ-эпидемиологиялик тәләпләр» бойичә Санитарлиқ қаидини тәстиқлиди.
 Қаидә объектни селиш үчүн йәр таллавелишқа, лайиһиләшкә, реконструкция қилишқа, пайдилинишқа, су билән тәминләшкә, иссиқлиқ билән тәминләшкә, йоруқлуқ билән тәминләшкә, шамаллитишқа, җөндәшкә вә күтүшкә, тәрбийиләш вә оқутуш, яшаш, тамақлиниш шараитиға, ишләпчиқириш назаритигә, хадимларниң әмгәк шараитиға вә мәиший хизмәт қилишқа, балиларни медицинилиқ хизмәт билән тәминләшкә, мүлүк шәклидин қәтъий нәзәр, толуқ, толуқсиз, кечә-күндүз болидиған мәктәп йешиғичә болған балилар мәһкимилириниң барлиқ түрлиридә вә балилар өйлиридә медицинилиқ тәкшүрүшләргә санитарлиқ-эпидемиологиялик тәләпләрни бәлгүләйду.
 Мәсилән, балилар өйидә тәрбийилиниватқанларниң мувапиқ сани 100 – 150 балини тәшкил қилиду. Топларда туғулушидин тартип 1,5 яшқичә – 10 бала, 2 яштин тартип – 13 бала, 2-3 яшқичә болған 20 бала болиду.
 Шундақла һөҗҗәттә чәклимә чарилири, җүмлидин карантин җарий қилинғанда мәктәп йешиғичә болған балилар мәһкимилиригә қойилидиған тәләпләрму әкис әтти. Җүмлидин мәктәп йешиғичә болған мәһкимиләргә жуқумлуқ ағриқлар аламәтлири байқалған балилар билән хадимлар киргүзүлмәйду. Һәмра болғучи шәхсләрниң балилар бағчиси бенасиға кириши чәклиниду.
 Типлиқ балилар бағчилирида вә балилар өйлиридә топларда ойнащ зонисида бир балиға үч квадрат метр йәр (ухлаш вә тамақлиниш зонилирини һесапқа алмай) көздә тутулған, бирақ топта 15 балидин ошуқ болмаслиғи лазим.
 Ағриқ орун алғанда топ яки пүткүл мәһкимидә карантин җарий қилиниду. Шундақла хадимларниң ниқап тақаш тәртивигә риайә қилиши шәрт екәнлиги атап көрситилиду.
 Буйруқ 2021-жили 27-июльдин тартип күчигә кириду.
 

481 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы