• COVID - 19
  • 19 Тамыз, 2021

Оқуш җәрияни қандақ уюштурулиду

1-сентябрьдин тартип барлиқ мәктәп оқуғучилири пандемиядин авалқидәк оқуйду.
Амма мәктәпкә пәқәт Ashyq қошумчиси бойичила киришкә болиду. Билим вә пән министрлигиниң мәлуматлириға қариғанда, бу педагоглар, персонал вә ата-анилар арисидин ағриқ жуқтурғанлар билән алақида болғанларниң мәктәп ичигә киришигә йол қоймаслиқ имканийитини бериду. Балилар QR-кодтин пайдиланмисиму болиду.
Барлиқ муәллимләр билән мәктәп хадимлири бийил 25-августқичә таҗсиман вирусқа қарши әмләткә салдуруши керәк. Буниңда дориниң мувапиқ кәлмәйдиғанлиғини көрситидиған турақлиқ бәлгүләргә егә яки кейинки үч ай ичидә таҗсиман вирус билән ағриған шәхсләр истисна қилиниду. 
Бийил Билим вә пән министрлиги оқуш орунлири үчүн йеңи қаидиләрни ишләп чиқти. Қаидиләргә мувапиқ:
мәктәпләрдә һәм оқуғучилар, һәм муәллимләр ниқап тақап жүрүши; хадимларниң вә оқуғучиларниң һарарити тәкшүрүлүп туруши; бөлмиләр бехәтәрлик чарилиригә әмәл қилған һалда дезинфенкция қилиниши вә кварц билән нурландурулуши; мәһкимә дезинфекция васитилири билән тәминлиниши; оқуш җәрияни лайиһидики қувитигә вә оқуғучилар саниға асасланған һалда иш тәртиви вә бөлүнүп ишләш тәртиви алдин-ала ениқлинип, иҗтимаий арилиққа әмәл қилип уюштурулуши; ашханиларда оқуғучилар кам дегәндә икки метр болған арилиқни сақлап олтириши; синипларда бир вақитта балиларниң 40 – 50 пайизи болуши; балиларниң дәһлиздә һәм буфетларда топлинишиниң алдини елиш үчүн тәнәпуслар вә ашханиларға кириш һәрхил вақитта уюштурулуши; оқуғучилар вә хадимларниң ниқап тақаш тәртивигә әмәл қилишини тәминләш; бир синип бир кабинетта оқуши; аммивий, мәдәний вә спорт чарә-тәдбирлирини өткүзүш чәклиниши; дәрисләр кәштиси санитарлиқ тәләпләр һесапқа елип түзүлүши шәрт.
Әнди мәктәп кийимигә кәлсәк, 2021-2022-оқуш жилида оқуғучилар мәктәп формисини муқәррәр кийиштин бошитилди. Мәктәп кийимини кийиш қоллап-қувәтлиниду, бирақ әгәр уни сетивелишқа оқуғучиниң ата-анисиниң имканийити яр бәрмисә, балилар мәктәпкә күндилик стильда кийинип келиду.
1-сентябрьдә оқуш жилиниң башлинишиға беғишланған чарә-тәдбирләр мәктәпниң сиртида өтиду. Уларда биринчи синипқа кәлгән балиларға «Елипбә» дәрислиги тапшурулиду. Биринчи синип оқуғучилири икки чарәк униң бойичә билим алиду. Үчинчи чарәктин башлап улар «Ана тили» дәрислигини оқушқа көчиду. 
Әнди әгәр мәктәптә таҗсиман вирус ағриғи ениқланса қандақ чарә көрүлиду? дегән соалға кәлсәк, Саламәтликни сақлаш министрлиги айрим билим бериш объектлирида таҗсиман вирус ениқланса, уларниң дистанциялик шәкилдә оқушқа қайтурулушини истисна қилмайду. Амма мундақ мәктәпләрдә карантин ағриқниң бир йошурун вақтидики (14 күн) әһваллар саниға қарап җарий қилиниду.
Мәлумки, бийил 1-сентябрьдин тартип 7 475 мәктәптә 3,4 миллион бала оқуйду. 
 

224 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы