• COVID - 19
  • 25 Қараша, 2021

Қайта вакцинилаш башланди

Премьер-министр Асқар Маминниң рәислигидә Һөкүмәт мәҗлиси өткүзүлүп, униңда мәмликәттики санитарлиқ-эпидемиологиялик әһвал қаралди.

Мәҗлистә саламәтликни сақлаш министри Алексей Цой җумһурийәттики санитарлиқ-эпидемиологиялик әһвал тоғрилиқ доклад қилди. 
Докладта тәкитлинишичә, инфекциялик орунларниң бәнт болуши 30, реанимация бөлүмлиридики орунларниң — 25 пайизни тәшкил қилиду. Таҗсиман вирус инфекциясиниң тарқилиш сүръити бойичә Павлодар, Шималий Қазақстан вилайәтлири “қизил” зонида, Нур-Султан шәһири вә Ақмола, Қариғанда, Қостанай вилайәтлири “сериқ” зонида, қалған регионлар вә умумән Қазақстан Җумһурийити “йешил” зонида туруватиду.
Бүгүнки күнгә қәдәр вакцининиң биринчи компоненти 8,7 миллионға йеқин адәмгә селинди, бу чоң яштики аһалиниң 76 пайизи. Иккинчи компонентини 8 миллионға йеқин адәм яки чоң яштики аһалиниң 70 пайизи қалдурди. Мошу дүшәнбә күни мәмликәтниң барлиқ регионлирида таҗсиман вирусқа қарши қайта вакцинилаш башланди.
Һөкүмәт рәһбири болупму чегариға йеқин вилайәтләрдә санитарлиқ-эпидемиологиялик әһвални турақлиқ назарәт астида тутушни, шундақла вакциниларни сақлаш вә тошуш тәртивини тәминләшни тапшурди.

130 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы