• Иҗадий кәч
  • 13 Сәуір, 2022

Устазлар һөрмәт қучиғида яйриди

Яркәнт шәһиридики Билал Назим намидики оттура мәктәп — наһийәдики таза уйғуртиллиқ икки мәктәпниң бири. Мәктивимиздә миңдин ошуқ оқуғучиға йүздин ошуқ муәллим тәлим-тәрбийә бәрмәктә. Йеқинда мәктәп педагоглар коллективи билән оқуғучилар узун жил яш әвлат қәлбигә мәрипәт чириғини йеқиватқан инглиз тили пәни муәллими Хелчибанум Турдахунова вә уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Хелчибүви Қәмбәрованиң қатнишишида иҗадий кәч уюштурди. Мәзкүр кәчниң алаһидилиги шуниңдики, инглиз вә уйғур тили пәнлири муәллимлири уни өзлири таллавалған тилда башлап, шу тилда аяқлаштурди. 
Тәкитләш керәкки, барлиқ аңлиқ һаятини маарип саһасиға беғишлаватқан бу муәллимләр өзлириниң тәвәллудлирини қарши еливатқачқа, уларни тәбрикләп кәлгән сабиқ шагиртларму тиләклирини изһар қилишти. Һә, бу күни Х.Турдахунованиң шагиртлири – мәктивимиз муәллимлири Маһинур Мутәллипова, Диләрәм Исламова устазға болған һөрмитини билдүрди. Уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Хелчибүви Қәмбәрованиңму шагиртлири, мәктәп иҗадий өмәк әзалири, әлачи оқуғучилар Дилраба Имәрҗанова билән Шәһризат Сраждинова тәбригини шеирий мисраларда йәткүзди. 
Кәчтә мәктәп мудири Шеринбүви Һасанова, устазларниң пидакарлиқ әмгиги үчүн миннәтдарлиғини билдүрди. Жүрәк қетидики тиләк-хаһишлирини билдүрүп, гүлдәстиләр тутти. Панфилов наһийәлик уйғур тили вә әдәбияти пәнлири методикилиқ бирләшмисиниң йетәкчиси Бәхитҗан Разиев мәзкүр бирләшмә муәллимлири уюштурған бу кәчниң әһмийитигә тохтилип, әмгиги билән әл-жут һөрмитигә бөлиниватқан муәллимләргә тәсәддуқ ейтти.

Гөзәл ИСМАЙИЛҖАНОВА.

Панфилов наһийәси.

154 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы