• 23-июнь — Қазақстан полицияси күни
  • 22 Маусым, 2022

Җәмийәт тәртиви вә аһали бехәтәрлиги күзитидә

Һәр жили 23-июньда Қазақстанда Полиция күни нишанлиниду. Мәйрәм җумһурийәтниң мәйрәмлик күнлири тизимиға кириду. Немишкә Полиция күнини нәқ шу күни нишанлайду? Төвәндики мақалимизда биз мошу мәсилини бираз айдиңлаштурушқа тиришимиз.

Шөһрәт МӘСИМОВ,
«Уйғур авази»

Шундақ қилип, бу хизмәт Қазақстанда қачан вә қандақ қурулди? Қазақстан Җумһурийитидә Полиция күни 2007-жили рәсмий тәстиқләнди. 23-июнь кәспий мәйрәм күни болди. 
СССР парчиланғандин кейин җинайәтчиликкә қарши күришиштә кона система униң һөддисидин нәтиҗидарлиқ чиқалмиди. Өткән әсирниң 90-жиллириниң бешида ички ишлар органлирини ислаһат қилиш қолға елинди. 1992-жили 23-июньда Қазақстан Җумһурийитиниң Алий Кеңиши ички ишлар органлири тоғрилиқ дәсләпки асас селип бәргүчи һөҗҗәт – «Ички ишлар органлири тоғрилиқ» Қазақстан Җумһурийитиниң Қанунини қобул қилди. Қанунға мувапиқ йеңи қурулумлуқ бөлүнмиләр қурулди, йеңи нормативлиқ-һоқуқ асасини вуҗутқа кәлтүрүш иши жүргүзүлди. Кейинирәк «милиция» «полиция» болуп өзгәртилди.
Тунҗа һоқуқ һөҗҗити миллий ички ишлар органлириниң қурулушиға асас салди. У гражданлар һаятини, саламәтлигини, һоқуқлири билән әркинлигини, җәмийәт вә дөләт мәнпийәтлирини қоғдайдиған, җәмийәт тәртиви вә бехәтәрликни тәминләйдиған системиниң вәзипилирини бәлгүләп бәрди. 1992-жили Қазақстан Интерполға әза болди вә шуниңдин етиварән хәлиқара җинайәтчиликкә қарши күришиштә башқа мәмликәтләр билән қоюқ һәмкарлиқта һәрикәт қиливатиду. 
Ички ишлар органлири тоғрилиқ йеңи қанун тәйярланғанда һоқуқ-тәртип органлириниң аһалиниң барлиқ қатламлири билән хелә зич алақисини вуҗутқа кәлтүрүш асасий вә биринчи новәттики мәсилә болди. 2014-жили «Ички ишлар тоғрилиқ» йеңи қанун қобул қилинип, у барлиқ өзгиришләрни иш йүзидә бәкитти. 
Мустәқилликтә өткән 30 жилда мәмликәттә һоқуқ-тәртипни қоғдашниң заманивий нәтиҗидарлиқ системиси вуҗутқа кәлди. Униң ишида «полицияниң йеқин болуш» принципи қоллинилиду. Мәзкүр принцип полицияниң модульлиқ стационарлиқ постлириниң вуҗутқа кәлтүрүлүшини, пиядә патрульлар саниниң көпәйтилишини, полицияни чапсан чақириш васитилириниң көзгә көрүнәрлик җайларда орнитилишини, һоқуқ-тәртип органлириға һәрқандақ усул билән, һәтта иҗтимаий тармақлар арқилиқ мураҗиәт қилиш имканийитини беридиған «102» мобильлиқ қошумчиниң ишқа қошулушини, участкилиқ инспекторлар мәртивисиниң ашурулушини, йеза йәрлиридә участкилиқ пунктларниң участкилиқ инспекторларниң хизмәт өйлириниң йенида орунлаштурулушини көздә тутиду. 
Тәбиийки, мундақ чариләр җәмийәтни һоқуққа қарши көрүнүшләрдин, бехәтәрликни тәминләш, аһали хатирҗәмлигини сақлаш мәхситигә қаритилған. Һәқиқәтәнму адәмләр өзлирини һәрдайим бехәтәрликтә һис қилиши керәк. 
2007-жили Дөләт рәһбириниң Пәрмани билән 23-июнь рәсмий Полиция күни дәп тәстиқләнди. Биринчи Полиция күни пайтәхттики Вәтән һимайичилири истираһәт беғида тәнтәнилик өткүзүлди. Бу күни истираһәт беғида мәйрәмгә кәлгүчиләр наһайити нурғун болди. Уларниң арисида йеқин чәт әлләрдин кәлгәнләрму бар. Һәмдостлуқ дөләтлиридин – Россия, Әзәрбәйҗан, Әрмәнстан, Беларусь, Қирғизстан вә Өзбәкстан ички ишлар министрликлиригә вакаләтән мәйрәмгә мәхсус қәдәм тәшрип қилған 51 генерал мәрасимда һоқуқ-тәртип күзитидә қаза болғанлар хатирисигә бир минут сүкүт сақлап, тазим қилди. 
Бийил Полиция күни пәйшәнбигә тоғра келиватиду. Қанунда бәлгүләнгән мәртивиси бойичә у кәспий мәйрәм вә шуңлашқа бу күн иш күни болуп һесаплиниду. Мәйрәм күни адәмләр өзлирини һимайә қиливатқан вә җәмийәт тәртивини күзитиватқан полиция хадимлириға миннәтдарлиқ билдүриду. Мәмликәт гражданлириниң хатирҗәмлигини сақлаш йолида җинийәтчиликкә қарши күрәштә һалак болғанларни хатириләйду. 
Полиция күни һарписида ички ишлар органлири коллективлирида тәнтәнилик жиғинлар өткүзүлүп, қолға кәлтүрүлгән утуқлар тәһлил қилиниду, вәзипиләр бәлгүлиниду. Алаһидә көзгә челиққан хадимларға дөләт мукапатлири, пәхрий ярлиқлар, тәшәккүрнамиләр вә хатирә соғилири тапшурулиду. Мәлумки, мустәқилликтә өткән 30 жил ичидә 400дин ошуқ полиция хадими дөләт мукапатлири билән тәғдирләнди, 100гә йеқин тәртип сақчисиға «Даңқ» вә «Айбын» орденлири тапшурулди. Әпсуски, бу мукапатларниң йерими вапатидин кейин берилди.
Икки жил ичидә һәммини һәләйкүмгә салған таҗсиман вирус пандемияси шараитида полиция хадимлири инфекцияниң тарқилишиға қарши турушта алаһидә бәрдашлиқ, қәтъийлик көрсәтти, блокпостларда новәтчилик қилип, гражданларниң бехәтәрлигини, җәмийәт хатирҗәмлигини вә тәртивини тәминләш үчүн аһали арисида карантин тәләплиригә әмәл қилиш бойичә чүшәндүрүш ишлирини жүргүзди. Жил бешида орун алған тәртипсизликләрдиму улар өзлирини аңлиқ көрсәтти, қураллиқ җинайәтчиләргә қарши туруп, мәмликәт хәлқиниң хатирҗәмлигини, дөләтниң пүтүнлүгини сақлап қалди. 
Қисқиси, Полиция күнидә униң қатарида җанпидалиқ хизмәт қиливатқанларға һөрмәт билдүрүш, хизмәт вәзиписини адил өтәп, течлиқ һаятта әл хатирҗәмлиги вә җәмийәт бехәтәрлигини сақлаш йолида җенини қурван қилғанлар роһиға тазим қилиш әнъәниси қелиплашқан. Бийилму бу әнъәнә сақлиниду.
Мәйримиңлар билән, тәртип сақчилири!

550 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы