• 6-июль — Пайтәхт күни
  • 06 Шілде, 2022

Пайтәхтниң фотожилнамиси

Йеңи тарихниң дәсләпки бетидә көркәм пайтәхтимиз сүритиниң туруши – тәбиий вә қануний. Мустәқилликкә еришкәндин буян пайтәхт дунияға тонулған алп шәһәргә айланди вә бүгүнки таңда мустәқиллигимизниң бәлгүси сүпитидә роһ-кәйпиятимизни көтирип, көңүлләрни хошаллиққа бөләйду. Шәһәрниң һули селинған пәйттин тартип, һазирғичә болған тәрәққият йөнилиши фотоһөҗҗәт сүпитидә сақлинип кәлмәктә. Буниң шундақ екәнлигини “Шәһәр тарихи пайтәхтниң архив фотоһөҗҗәтлиридә” намлиқ көргәзмә испатлайду. 
Пайтәхт күни һарписида өткән мәзкүр чарә-тәдбиргә шәһәрлик архив вә Президент архиви уютқа болди. Улар баһалиқ һөҗҗәтләр вә тарихий фотосүрәтләрни көпчиликниң диққәт-етивариға һавалә қилди. Көргәзмә давамида Нур-Султан шәһәрлик дөләт архиви вә Президент архиви мәхсус тәйярлиған “История столицы независимого Казахстана в архивных документах” һөҗҗәтләр топлимини тонуштуруш мәрасими болуп өтти. Топламда мәмликәт пайтәхтиниң Алмутидин Ақмолиға көчирилиши, униң дөләтниң баш сәясий мәркизи сүпитидә шәкиллиниш дәври көрситилгән. Шундақла Президент архивиниң, Миллий архивиниң, Нур-Султан шәһәрлик дөләт архивиниң вә Мәркизий дөләт кино-фотоһөҗҗәтләр вә аваз йезиш архивиниң һөҗҗәтлири җәмләнгән.
Тонуштуруш мәрасимида сөзгә чиққан Президент архивиниң мудири Әлия Мустафина мәзкүр нәширдә пайтәхтини көчириш вақтида әмәлгә ашурулған лайиһиләрниң нәтиҗилири вә Ақмола шәһириниң тарихиға мунасивәтлик ениқ мәлуматларниң нурғун екәнлигини атап өтти. Шундақла мәзкүр чарә-тәдбирни өткүзүшкә бирлишип күч чиқарған шәһәрлик архив коллективиға миннәтдарлиқ билдүрди. 
Көргәзмини зиярәт қилғучилар 1832-жили Ақмола округиниң буйруғи чиққандин башлап һазирқи Нур-Султан шәһириниң бүгүнгичә болған тарихи билән тонушти. Шәһәр хронологиясидин сир чекидиған тарихий мәлуматлар көргәзмини зиярәт қилғучиларда чоңқур тәсират қалдурди.

2436 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

ПІКІР ҚАЛДЫРУ

Сіздің электронды пошта жарияланбайды. Қатарды міндетті түрде толтырыңыз *

Артем

01 Тамыз, 2022

Здравствуйте! Меня зовут Артем! Я занимаюсь репутацией в интернете! Хочу предложить накрутку отзывов на Авито/Яндекс//2гис/фламп и др. Я знаю как Важен рейтинг организации в привлечении клиентов! Ведь люди доверяют отзывам в интернете как своим близким! Ну и тем более это бесплатный трафик для Вас))) Я знаю о чем говорю, у меня в работе более 200 клиентов. В неделю делаем по 800 отзывов! Помогу и Вам! Для Вас у меня самые демократичные цены и минимальный заказ всего от 10 отзывов! Если интересно, пишите мне в WhatsApp: +7(962) 533-05-13 Более подробную информациюможно узнать здесь: https://ergunov-marketing.ru/serm

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы