• COVID - 19
  • 13 Шілде, 2022

ПЦР-тестни қәйәрдә тапшурушқа болиду

Мәлумки, кейинки вақитта Қазақстанда таҗсиман вирус ағриғи билән ағриғанларниң сани көпәймәктә. Шуниңға мунасивәтлик гезитханларниң бесим көпчилигини COVID-19 инфекциясини ениқлаш үчүн һазир ПЦР-тестни қәйәрләрдә тапшурушқа болидиғанлиғи қизиқтуриду. 
Умумән, Қазақстанда таҗсиман вирус ағриғини ениқлаш үчүн ПЦР-тестни тапшурушқа болидиған бир нәччә чоң медицинилиқ тәшкилат бар. Уларниң шөбилири мәмликәтниң түрлүк шәһәрлиригә орунлашқан. Баһаларму һәрхил. 
Мәсилән, «ОЛИМП» клиникилиқ-диагностикилиқ лабораторияләр тармиғида – 3 960 тәңгә. Мәзкүр тармақниң процедурилиқ кабинетлири мәмликәтниң 14 вилайитидә вә барлиқ мегаполисларда бар. Барлиқ лабораторияләрдә анализ баһаси 3 260 тәңгини тәшкил қилиду. Бирақ биоматериал алғанлиғи үчүн йәнә 700 тәңгә төләш керәк. Нәтиҗини чапсан елиш үчүн тапшурулидиған тест 7 600 тәңгә туриду. Кәчки вақитта болса –биоматериал елишни һесаплимай – 9 600 тәңгә. 
Миллий экспертиза мәркизидә – 4 000 тәңгә. Мошу дөләт мәһкимисиниң Қазақстанниң 17 шәһиригә орунлашқан шөбилириниң биридә ПЦР-тест тапшурушқа болиду. Тест баһаси һәммә җайда охшаш – 4 000 тәңгә. Һәмшириләр хизмити вә биоматериал елиш баһаси шуниң ичигә кириду. 
SAPA медицинилиқ лабораторияләр тармиғиниң шөбилири Қазақстанниң йәттә шәһиридә бар. Биоматериал елиш хизмитини қошуп һесаплиғанда, уларда ПЦР-тест тапшуруш баһаси 4 000 тәңгини тәшкил қилиду.  
Invitro лабораторияләр тармиғида хизмәт баһаси – 6 590 тәңгә. Мәзкүр компанияниң лабораториялири Қазақстанниң түрлүк шәһәрлиригә орунлашқан. Алмутилиқ бемарлар үчүн COVID-19 инфекциясини ениқлаш үчүн ПЦР-тест тапшуруш баһаси 5 900 тәңгини тәшкил қилиду. Биоматериал елиш үчүн қошумчә 690 тәңгә төләш керәк. 
Invivo клиникилиқ-диагностикилиқ лабораторияләр тармиғида – 7 500 тәңгә. Қазақстанниң 50тин ошуқ шәһириниң турғунлири мошу лаборатория пунктлириниң биридә ПЦР-анализ тапшурушқа йезилалайду. Алмута турғунлири үчүн диагностика баһаси 6 500 тәңгини тәшкил қилиду. Биоматериал елиш үчүн қошумчә миң тәңгә төләш керәк. Бу йәрдә нәтиҗини чапсан елиш үчүн тапшурулидиған тест 29 000 тәңгә, балилар үчүн биоматериал алғанни һесаплимай – 3 500 тәңгә туриду. 
Мәмликәтниң түрлүк шәһәрлиридики бирқатар клиникиларму шундақ тәтқиқат жүргүзиду. Улардики анализ баһаси шөбиниң орунлашқан җайиға қарап һәрхил болиду. 
 

95 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы