• COVID - 19
  • 13 Шілде, 2022

Йәнә таҗсиман вирус һәққидә

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
«Уйғур авази»

Елимизда бүгүн-әтә қайтидин карантин башлиниши мүмкин. Чүнки вирус жуқтурғанларниң сани күндин-күнгә өсүватиду. Пәқәт Қазақстандила әмәс, умумән, аләмдики әһвал яхши әмәс. Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң (ДССТ) хәвәрлишичә, ахирқи икки һәптидә вирус жуқтуруш көрсәткүчи оттуз пайизға өскән. Европа вә Америкида омикронниң «Би-Эй 4 вә 5» дегән түрлири тез тарашқа башлиған. Һә, Һиндстанда вирусниң йеңи түри ениқланған. ДССТниң Баш мудири Тедрос Адханом Гебрейесус: «Таҗсиман вирус йоқап кәткинини йоқ. Әксичә, бәзи дөләтләрдә вирусниң тарилиши қайта күчийиватиду. Һиндстанда вирусниң йәнә бир йеңи түри ениқланди. Һазир әһвални назарәт қилип, тәтқиқ қиливатимиз», дәп вәзийәтниң күндин-күнгә кәскинлишиватқанлиғини әскәртти. 
Рәсмий мәлуматларға асаслансақ, биздә асасән, ағриқ Нур-Султан вә Алмута шәһәрлиридә көпләп ениқланмақта. Буниң сәвәви  чоң шәһәрләргә сирттин келип-кетидиған адәмләрниң көплигидин. Елимиздики вирус жуқтурғанларниң 78 пайизи Алмутида болса, ағриғанларниң 80 пайизи әмләткә алмиған яки ревакцинациядин өтмигәнләр. Мутәхәссиләр дунияйүзи бойичә ағриқниң қайта күчийишини яз пәсли билән бағлаштурмақта. Йәни, вирус мәвсүмлүк шәкилгә егә. Аләмниң өзгә дөләтлири охшашла, биздиму вирусниң «Омикрон» түри тараватиду. 
Уйғур наһийәсидә ахирқи һәптидә төрт адәмдин вирус ениқланди. Атап ейтқанда, Ақтам йезисидин – 2, Чарин йезисидин – 1, Чонҗа йезисидин 1 әһвал тиркәлди. Саламәтлик сақчилириниң 7-июль күни бәргән мәлуматиға асаслансақ, наһийәдә таҗсиман вируслиқ инфекциягә қарши вакцининиң биринчи компонентини – 27 585 (76,6 пайиз), иккинчи компонентини 25 120 (69,8 пайиз) адәм апту. Шундақла ревакцинация курсидин 8409 адәм өтүпту. Вирусниң алдини елишниң бирдин-бир йоли – вақтида әмләткә елиш дәйду дохтурлар. 
Һазирчә көрсәткүчләр шундақ. Әгәр хәтәрдин сақланмисақ, қайтидин карантиндики һаятқа көчүшимиз еһтимал. Гәпниң очуғи, таҗсиманвирус мавзуси қайтидин қозғалғандин бери әл ичидә күрмиң әпқачти параң пәйда болди. Адәмләрниң бир топи ағриқниң барлиғиға техичә ишәнмәйду. Улар вирусни қолдин ясалған дегән пикиргә ишинип, әмләткә елиш бир чәттә турсун, торбәтлири арқилиқ ойдурма хәвәрләрни таритип, хәлиқниң аң-сәвийәсини оғилимақта. Болупму ахирқи бир-икки һәптидә мундақ «фейк» хәвәрләр толиму көпийип кәтти. Шуңа көпниң көңлидә гуман пәйда қилған соалларниң җававини тепип, диққитиңларға һавалә қилишни тоғра көрдуқ.

COVID-19ға ҚАРШИ ӘМЛӘТКӘ ПАНДЕМИЯНИ ТЕХИМУ КҮЧӘЙТИВАТАМДУ? 
Бәлгүлүк телеграм каналлириниң биридә COVID-19ға қарши әмләткә пандемияни техиму күчәйтиватиду дегән әхбарат тариған еди. Джон Хопкинс университетиниң мәлуматлириға асаслинип олтирип, британлиқ тәтқиқатчи Джоел Смолли шундақ йәкүн чиқарған. Джоел Смоллиниң тәхмини тоғрилиқ NewsTarget аммивий әхбарат васитиси хәвәрлигән. Амма илмий испат көзлири вакцинилаш пандемияни күчәйтиватиду дегән хәвәрниң һәқиқәткә уйғун кәлмәйдиғанлиғини дәлиллиди. 
ӘМЛӘТКӘ салдурҒАНЛАР ИНТЕРНЕТ АРҚИЛИҚ БАШҚУРУШҚА БОЛИДИҒАН ГИБРИДЛАРҒА АЙЛИНАМДУ?
Иҗтимаий торларда COVID-19ға қарши әмләткә алған адәмләрниң «гибридлар» дәп атилидиғанлиғи вә уларни Интернет арқилиқ жирақтин башқурушқа болидиғанлиғи тоғрилиқ ялған әхбарат йоруқ көрди. COVID-19ға қарши әмләткиләр адәмләрни гибридқа айландурмайду! Бу тәхмин илимға қарши. Шундақла вакцинилар геномға тәсир қилмайду. Әмләткиләрни тәҗрибидин өткүзүш җәриянида һечбиридә ДНК қурулумидики өзгиришләр байқалмиған. 
ВЕРТОЛЕТЛАР АРҚИЛИҚ АСМАНДИН АҒРИҚ ЖУҚТУРИДИҒАН ОҒИЛИҚ НӘРСИЛӘРНИ ЧЕЧИЛИВАТҚАНЛИҒИ РАСТМУ? 
Мундақ хәвәр коронавирус йеңидин пәйда болған пәйттиму тариған еди. Өткән жилниң август ейида «Ақтав шәһириниң үстидин вертолетлар вирус чечиватиду» дегән әхбарат елан қилинип, кейин мәзкүр ветолетларниң һәрбий тәйярлиқ билән учуп өткәнлиги ениқланған. Көп өтмәйла Таразда чүширилгән видеоролик қизғин муһакимигә чүшти. Кадрларда асманда учуп өткән вертолетлардин қалған ақ излар көрүниду. Видеони таратқучилар буни адәмләрни оғилайдиған химикатлар дәп чүшәндүрди. Лекин бу әхбаратму һәқиқәткә тоғра кәлмиди. Ақ излар химикат әмәс, бәлки вертолетларниң конденсациялик изи екән. Шуниңға охшаш бүгүнки күндиму «Кечиси асмандин вирус чачиду. Деризә-ишиклириңларни йепип йетиңлар» дегәндәк ойдурма хәвәрләр ватцаптики топларға тохтимай әвәтилмәктә. Амма буму рәсмий әхбарат әмәс. Демәк, мошундақ әпқачти параңларға ишәнмәслик керәк.
 
ПАНДЕМИЯ ҚАЧАНҒИЧӘ ДАВАМ ҚИЛИДУ?!
    Қазақстанлиқлар иҗтимаий торбәтлиридә «Пандемия пәқәт 2025-жилғичә давам қилиду» дегән хәвәрни таритиватиду. Бу хәлиқара қайта қуруш вә тәрәққият банки таратқан әхбарат. Бу һөҗҗәттә COVID-19 пандемиясиниң қачан тохтайдиғанлиғи тоғрилиқ тәхмин ейтилмиған. Униңда пандемия билән күрәштә Авғанстан, Аргентина, Кабо-Верде, Камбоджа, Конго Демократиялик Җумһурийити, Джибути, Эквадор, Эфиопия, Гамбия, Гана, Гаити, Һиндстан, Кения, Қирғизстан, Мальдив, Мавритания, Моңғолия, Пакстан, Парагвай, Сан-Томе, Принсипи, Сенегал, Сьерра-Леоне, Шри-Ланка, Таҗикстан вә Йемен дөләтлиригә ярдәм көрситиш тоғрилиқ йезилған. Йәни һөҗҗәт пандемияни планлашқа әмәс, муһтаҗ дөләтләргә ярдәм беришкә беғишланған. Бу программа 2020-жилниң 2-апрелидин 2025-жилниң 31-мартиғичә давамлишиду, дәп бәлгүләнгән. Мәзкүр тәшкилатниң пендемияни елан қилишқа яки уни узартишқа һечбир һоқуқи йоқ. Шуниң билән биллә, пандемияниң аяқлишиши бир органниң хәвәрлимисигә әмәс, пүткүл аләмдики коронавируслуқ вәзийәткә бағлиқтур. Буниңдин шундақ хуласә чиқиришқа болидуки, һәрқандақ һөҗҗәткә ишиништин авал униң билән яхшилап тонушуп чиққан әвзәл. 

Әгәр бу түркүмдики фейк әхбаратларниң тизимини давамлаштуридиған болсақ түвигә йетиш тәс. Қазақстанлиқлар һелиғичә «Балиларни әмләткиләш йезилардин башлиниду», «Әмләктә алмиған студентлар офлайн оқалмайду», «Ниқап, ПЦР-тест вә әмләткә бехәтәр әмәс», «Вакцина алған адәм икки жилдин кейин вапат болиду» дегәнгә охшаш ялған хәвәрләргә алданмақта. Пандемия билән күрәшниң давамлишип келиватқанлиғиға бирқанчә жилниң йүзи болсиму, аримизда ағриқни йоққа чиқириватқанлар көп. Уларниң чүшинигидә таҗсиман вирус йәр йүзидиги адәм санини азайтиш үчүн ойлап тепилған «ағриқмиш...». 
 Хулләс, ялған әхбарат таратқанлар қануний җазадин қечип қутулалмайду. Шуңлашқа таҗсиман вирус һәққидә бирәр әхбаратни таритиштин авал яхшилап ойлинип, раст-ялғиниға көз йәткүзүшни тәләп қилиду. Бехәтәрлигимизгә бепәрва болмайли!

122 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы