• Футбол
  • 10 Тамыз, 2022

Чоңлар вә яшларниң учришиши

Йеқинда алмутилиқ футбол ишқивазлири алаһидә лайиһиниң шаһиди болди. Җәнубий пайтәхтниң мәркизий стадиониға жиғилған көпчилик 2006 – 2008-жилларда миллий талланма команда тәркивидә маһарәт көрсәткән футбол ветеранлири билән үз көрүшүп,  уларниң «Super Bol» иҗтимаий-футбол лайиһисиниң вәкиллири билән өткүзгән йолдашлиқ учришишини тамашә қилди. 

Шөһрәт МӘСИМОВ,
«Уйғур авази»

«Super Bol» яш футболчилар лайиһисини Президент йенидики «Dara» истедат егилирини қоллап-қувәтләш фонди вә Freedom Broker инвестициялик компанияси қолға алди. Футбол оюниға майил талантларни таллавелиш лайиһиси Шәмәй шәһиридә башлинип,  елимизниң Павлодар, Ақтөбә, Ақтав, Тараз, Чимкәнт, Нур-Султан, Алмута охшаш шәһәрлиридә давамлашти.  Бу йәрдә шуни қошумчә қилиш лазимки, мәзкүр лайиһә 16 вә 25 яш арилиғидики футболчилар үчүн маһаритини ашуруш бойичә алаһидә мәйдан болди.  Мәмликәтниң түрлүк регионлиридин талланған 50 өсмүр келәчәктә кәспий командилар тәркивидә ойнашқа йолланма алған еди. 
Кейинки бир ай мабайнида миллий командиниң Талғирдики базисида мәшиқләнгән яшлар һәр һәптидә күчлүк командилар билән йолдашлиқ матчларни өткүзүп турди. Шундақ болсиму улар үчүн бир чағларда өзлири үлгә тутқан миллий команда оюнчилири билән бир мәйданда күч синишишиниң алаһидә вақиә болғанлиғи талашсиз.
Бу күни қазақстанлиқ ветеранлар тәркивидә Самат Смақов, Нурбол Жумасқалиев,  Дмитрий Бяков, Давид Лория, Андрей Карпович, Руслан Балтиев,  Максим Жалмағамбетов, Фархадбек Ирисметов, ака-ука Егор вә Максим Азовскийлар, Александр Кучма, Қайрат Әширбеков,  Данияр Муқанов, Юрий Новиков,  Игорь Солошенко, Сергей Бойченко, Эдуард Сергиенко охшаш сабиқ футболчилар мәйданға чиқти. Шундақла йолдашлиқ учришишқа өз вақтида Испанияниң «Реал Мадрид» вә Италияниң «Интер» қатарлиқ Европида атақлиқ командиларниң тәркивидә ойниған Эстебан Камбьяссо мәхсус тәклип қилинди. Футбол ветеранлири командисини  илгәркидәк голландиялик мутәхәссис  Арно Пайперс мәшиқләндүргән болса, «Super Bol» иҗтимаий-футбол лайиһисиниң вәкиллиригә қазақстанлиқ мәшиқләндүргүчи Талғат Байсуфинов рәһбәрлик қилди.
Ветеранлар вә яшлар арисида кәскин күрәш шараитида өткән матч стадионға жиғилған миңлиған тамашибинларға алаһидә дәқиқиләрни бәхш әтти. Ишқивазлар йешил мәйдан билән хошлашқан сөйүмлүк оюнчилириниң исимлири атилип, мәйданға чиққанда уларни давамлиқ алқишлар билән қарши елип, алаһидә илтипат билдүрди. 
«Super Bol» командиси дәсләпки минутлардин тартипла оюнни қизғин башлиди. Ветеранлар командисиниң дәрвазисини қайта-қайта нишанға алған яшлар акилирини хелә мәңдитип қойди. Қисқиси, «Super Bol» командиси  матчниң биринчи таймини 4:0 һесави билән өз пайдисиға һәл қилди. Буниңда Тимур Төлегенов, Эмин Мусаев, Дунайбек Аянхан вә Әлибек Жәрдемов мәргәнлиги билән көзгә чүшти. 
Иккинчи таймда ветеранлар оюнниң беришини өз пайдисиға җанландуруш керәклигини чүшәнди.  Пат-патла оюнчиларни алмаштурған чоң әвлат алға илгириләп, яшларға қаршилиқ көрситишкә тиришти. Нәтиҗидә Нурбол Жумасқалиев, Бауыржан Исламхан, Мурат Тилешов вә Қайрат Әширбеков бир-бирдин поңзәк киргүзүп, таразини тәңләштүрди. Шундақ қилип, йолдашлиқ учришиш, мундақ матчларда қелиплашқандәк, тәң һесап, йәни  4:4 һесави билән аяқлашти.  Матчниң ахирида ишқивазлар ветеран футболчилар билән хатирә сүрәткә чүшүп, сөйүмлүк оюнчилардин дәстхәт алди. 
Ахирида шуни қошумчә қилишқа әрзийдуки, мәзкүр учришиш хәйрихаһлиқ мәхсәттә өткүзүлди вә билетларни сетиштин чүшкән мәбләғ толуқ хәйрихаһлиқ фондиға әвәтилип, изгү мәхсәтләрдә ишлитилиду. 

СҮРӘТТӘ: қизғин пәйтләрниң бири. Оттурида Р.Балтиев.  

100 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы