• Президент Мәктүби: парлақ келәчәк капалити
  • 22 Қыркүйек, 2022

Мәктүп муһакимә қилинди

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»
Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Алтай Досымбаев Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Адаләтлик дөләт. Бирпүтүн милләт. Хатирҗәм җәмийәт» Мәктүбини муһакимә қилиш вә униң бойичә ениқ тапшурмиларни бериш мәхситидә жиғин өткүзди. Униңға наһийәлик мәслиһәт депутатлири, Ишиктә шәһири вә йеза округлириниң һакимлири, җәмийәтлик бирләшмиләр вә җамаәтчилик вәкиллири қатнашти.
«Адәм балиси үчүн әң қиммәт – жутниң ғеми, жутниң иши». Өз нутқини мошу ибарә билән башлиған Алтай Мәшикоғли ҚҖ Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң йеңи йөнилишлирини ечип, Йеңи Қазақстанни қуруш йолидики бебаһа әмгигигә тохталди. Униң ениқ мисали Президентимизниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Адаләтлик дөләт. Бирпүтүн милләт. Хатирҗәм җәмийәт» Мәктүбидә әксини тапқанлиғини атап өтти. 
Андин наһийә һакими Мәктүптики тапшурмиларни орунлаш мәхситидә түзүлгән реҗиләргә тохталди. Тегишлик орунлар рәһбәрлиригә хусусий тиҗарәтчилик тәшәббусни рәғбәтләндүрүш, дөләтниң ихтисатқа һәддидин ташқири арилишишини азайтиш өз дәриҗидә жүргүзүлүшини нәзәридин сирт қалдурмаслиқни тапшурди. Наһийә ихтисадиниң бесим йөнилишини тәшкил қилидиған кичик вә оттура тиҗарәтни тәрәққий әткүзүшкә һәртәрәплимә нәзәр ағдурушни әскә салди. Шундақла наһийә рәһбири наһийәниң ихтисадий тәрәққиятиға тохтилип, барлиқ саһалар бойичә атқурулуши тегишлик ишларни атап өтти. 
Жиғинда Челәк йеза округиниң һакими Сәкен Абдыхалиев, «ЮиТ» гезитиниң баш муһәррири Айгүл Габсаттарова вә башқилар Дөләт рәһбириниң Мәктүби һәққидики ойлири билән бөлүшүп, униң Қазақстан хәлқиниң һаятини яхшилашқа беғишланғанлиғини алаһидә қәйт қилди.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.
 

426 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы