• Шәхс
  • 29 Қыркүйек, 2022

Дөләт тилиниң ғәмхорчиси

Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази»

Алмутидики җумһурийәтлик «Достлуқ өйидә» Қазақстан хәлқи Ассамблеяси, «Қоғамдық келісім» бирләшмиси вә «Достлуқ өйиниң» уюштуруши билән қазақ хәлқиниң улуқ пәрзәнди, публицист, педагог, түркшунас, алим, тәрҗиман, милләт устази Ахмет Байтурсыновниң 150 жиллиғиға вә Қазақстан хәлқи тиллири күнигә беғишланған «дүгләк үстәлдә» җәмийәт әрбаби, филология пәнлириниң доктори Асылы Осман А.Байтурсыновниң қазақ тилиниң тәрәққиятиға қошқан төһписи һәққидә тәвринип сөз қилди. Милләтниң мәңгү яшиши үчүн алди билән шу милләтниң тилиға ғәмхорлуқ көрситиш керәклигини алаһидә қәйт қилди. Асылы Осман ейтқинидәк, һәқиқәтәнму, тил — адәмләрни миллий роһта, өз Вәтинигә вә хәлқигә садақәт бағлашқа, мәдәнийәт, урпи-адәт, әнъәниләрни өзләштүрүшкә тәрбийиләшниң асасий васитиси болуп һесаплиниду. Һәрқандақ хәлиқниң моҗут болуп туруш-турмаслиғиму ана тилиниң тәғдиригә бағлиқ. Шуңлашқиму тәрәққий әткән мустәқил дөләтләр униңға нам бәргән милләтниң тилиға алаһидә көңүл бөлиду, дөләт дәриҗисигә көтирип, униң сақлинишиға, қоллиниш даирисиниң кәңийишигә һәм техиму риваҗлинишиға дайим ғәмхорлуқ көрситип туриду.
Ейтиш керәкки, Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев дөләт тилини қоллиниш даирисини кәңәйтиш, шуниң билән бирқатарда, башқа милләтләрниң тиллирини тәрәққий әткүзүш һәққидә һәрдайим тәкитләп, тегишлик орунларға муһим тапшуруқларни берип кәлмәктә. Президент 1-сентябрь күни қазақстанлиқларға йоллиған «Адаләтлик дөләт. Бирпүтүн милләт. Хатирҗәм җәмийәт» Мәктүбидиму тилларни өзләштүрүш бойичә өз мәвқәсини очуқ билдүрди: «Җәмийәттә мәктәпләрдә қазақ вә рус тиллирини оқутуш әтрапида муназириләр жүргүзүлүватиду. Ениқ ейтимән: биз һәм қазақ тилини, һәм рус тилини яхши өзләштүргән балиларни тәрбийилишимиз керәк. 
Бу өсүватқан әвлат мәнпийити үчүн. Маарип министрлиги көпчилик алдида аброй қазинишқа интилғучилар йетигидә маңмай, бәлки нәқ балилар мәнпийәтлиригә асаслиниши керәк. Өсүватқан әвлат алған билими, шу җүмлидин тилларни өзләштүрүши җәһәттин икки айиғида чиң туруши лазим. 
Уларниң билими – бизниң күчимиз». Дөләт тили — қазақ тилини чоңқур өзләштүрүш мәсилисиниң күн тәртивигә қоюлуватқини нәвақ. Раст, елимиздики башқа милләтләр билән еләтләргә нисбәтән, биз, уйғурларда, қазақ тилини мукәммәл өзләштүрүш җәһитидин бирқатар артуқчилиқлар бар. Әң асаслиғи, қазақ хәлқи билән уйғур хәлқи әзәлдин бир-бири билән қериндаш, шундақла тили, дили, дини, һәтта қәбирстанлиғи бир қериндаш хәлиқләр. Шуңлашқа уйғурлар дөләт тили — қазақ тилида әркин сөзләләйду һәм униңға чоң һөрмәт билән қарайду. Тилларни қоллиниш вә тәрәққий әткүзүш дөләт программисида көздә тутулған дөләт тилиниң мәртивә-инавитини ашурушқа дегән изгү-мәхсәтни биз барлиқ җәһәттин қоллаймиз. Умумән, тилға дегән ғәмхорлуқни пәқәт дөләттин, һөкүмәттин тәләп қилиш аз, ишни алди билән өзимиздин башлишимиз керәк. Һә, дөләт тилиға һөрмәт көрситиш, униңға бөләкчә меһир билән қараш, җан дили билән қоғдаш Асылы Әлиқизидәк ғәйрәтлик шәхсләрниңла қолидин кәлсә керәк. Киндик қени мошу тәвәдә тамсиму, ана тилиға гуман билән қарайдиған айрим қериндашларниң, һә, әнди шу бир қийинчилиқ дәвирләрдә қазақ хәлқиниң меһир-муһәббитигә, ғәмхорлуғиға бөләнгән көплигән этнос вәкиллириниң та бүгүнки күнгичә дөләт тилини өзләштүрүшкә әһмийәт бәрмәй келиватқини Асылы Осман кәби тил ғәмхорчисиниң қәлбини моҗуйдиған иш. Билишимизчә, у һазирму мошу адаләтсизлик билән күришип келиду. 
 Асылы Әлиқизи әллик жилға йеқин дөләт тилини тәрәққий әткүзүш мәсилиси билән шуғуллинип жүргән тил җанкөйәриниң хизмити мәзкүр саһаниң үҗүр-бүҗүри билән зич мунасивәтлик. Бу саһада алимниң әмәлгә ашурған изгү ишлириниң күрмиң екәнлигигә испат-дәлил издәшниң өзи ошуқ. Мошу йәрдә дөләт тилиниң аброй-инавитини ашурушни өзиниң асасий мәвқәси һесаплиған һәм қазақ тилини өзиниң ана тилидәк қәдирләшни билидиған Асылы Осман һәққидә абайшунас алим Мекемтас Мырзахметовниң төвәндики пикрини кәлтүрүп өтүшни мувапиқ көрдуқ. «...Асылыниңму ечинишлиқ тәғдири жирақтики илгири өзи көрүп, билмигән қазақ ауылыниң аилисидә өзичә қайнаватқан һаят еқиминиң қайнимида қелиплашти. Миллий, диний урпи-адәтләргә етиқат қилған җаниҗан хәлқи билән қазақ елиниң роһаний дуниясини қәлбигә сиңдүрүп өскән Асылы қериндишимиз қәдир-қиммити бәләнт оғул-қизлиримизниң бири болуп  һесапланғуси һәм икки хәлиқниңму мәнивий ғәзнисини тәң бойиға сиңдүрүп өскән бизниң сөйүмлүк пәрзәндимиз сүпитидә йетилип чиқти». 
Дәрвәқә, тәғдир тәқәзаси түпәйли, Османовлар аилиси башқа еләт вәкиллири қатарида 1944-жили Грузияниң Түркиягә чегаридаш ятқан Ахалқалақ шәһиридин йәр авдурулди. Хавет йезисида дунияға кәлгән Асылы Әлиқизиниң балилиқ дәври Түлкибас наһийәси «Жаңаталап» колхозидики қазақ қериндашларниң қорасида өтти. Ана жутида анисидин айрилған балилирини өстүрүп, оқутушниң еғирчилиғи уруштин нака болуп кәлгән атисиниң зиммисигә чүшти. Пәрзәнтлириниң жириғини йеқин, әңлини пүтүн қилип, мал беқип жүрүп оқутуп, әл қатариға қошушниң, әлвәттә, оңайға чүшмигини бәлгүлүк. Асылы Әлиқизи шу бир еғир күнләрни көзигә яш алмай әслимәйду. Назук қәлбини бозлитип чиқидиған шу бир нида аниси Ағжаға, атиси Әлигә дегән сеғинишини басалмайдиғини ениқ. 
— Мән бизниң милләттин дәсләпкиләрдин болуп оқуғанларниң бири, — дәп шу бир еғир күнләрни әскә алиду Асылы Әлиқизи. — Хошна йезиға мусибәткә беришқиму болмайдиған еғир жилларда балилириниң оқушқа болған һәвәсигә мәмнун болуп, қоллап-қувәтлигән мәрһум атисиға миннәтдарлиғи чәксиз. 
«Йәр авдурулуп кәлгән дәсләпки жиллардики қийинчилиқни һазир һечкимгә көрсәтмисун дәп тиләймән. Шу бир мудһиш жиллардин бүгүнки күнгә аман-есән йәткиним – пәйли кәң қазиғимниң арқиси. Анам вапат болғанда мән үч яшларда едим. У жиллири иҗил-инақ яшаватқан хәлиқниң бир кечидә мал тошуйдиған вагонларда йәр авдурулуп кетидиғини һечкимниң чүшигиму кирип-чиқмиған. Вагонда малдинму қийин әһвалда бирнәччә ай давамида ач, сусиз қелишниң қанчилик еғир болғанлиғини көз алдиңға кәлтүрүшниң өзи қийин. «Шу қийинчилиқлардин йолда келиветип өлгәнләр, көмүксиз қалғанлар көп болди», дейишиду жут чоңлири. Уруштин кейин Қазақстандиму әһвал мүшкүл еди. Шундиму, өз әһвалиниң еғир болушиға қаримастин, сирттин йәр авдурулуп кәлгән башқа милләт вәкиллиригә өйиниң бир булуңини берип, нан-тузини бөлүп йегән қазақниң мәрт-сехилиғида, қәлбиниң дәриялиғида чәк йоқ. Маңа вә мениңдин кейинки қериндашлиримға хошнимиз Айтбике һәдиниң ғәмхорлуғи алаһидә болди. Қисқиси, қазақ хәлқи маңа мәдәт, күч-қувәт, көтирәңгү роһ һәдийә қилди. Алий билим елип, илим-пән йолини таллавалдим». 
Җәнубий Қазақстан вилайитиниң Түлкибас наһийәсидики Жаңаталап йәттә жиллиқ мәктивини тамамлиғандин кейин, Түркстан педагогика училищесида тәһсил көрүп, муәллим болуп ишлигән яш мутәхәссис Қазақ дөләт Қизлар педагогика институтиниң филология факультетини қазақ тили вә әдәбияти мутәхәссислиги бойичә муваппәқийәтлик тамамлайду. Шуниңдин кейинки әмгәк паалийитини ҚҖ Миллий пәнләр академиясиниң Тилшунаслиқ институтида аспирант сүпитидә давамлаштуруши илим-пән йолидики дәсләпки қәдими болди. Жигирмә жилға йеқин А.Байтурсынулы намидики Тилшунаслиқ институтида хизмәт қилған Асылы Әлиқызы 1973-жили ҚҖ Миллий пәнләр академиясиниң мухбир-әзаси, филология пәнлириниң доктори, профессор Ахмеди Ысқақовниң рәһбәрлигидә М.Әвезовниң «Абай жолы» романи бойичә «Қазақ тилидики синонимдаш пейилларниң семантика-стилистикилиқ хизмити» мавзусида намзатлиқ диссертациясини һимайә қилди. 
«Мениң қазақ тилини мошундақ дәриҗидә өзләштүрүп, сөзләп жүргиним, ушбу тилға дегән алаһидә һөрмитим, биринчидин, илмий рәһбирим Ахмеди Ысқақовниң, иккинчидин, институтта биллә ишлигән алимларниң йеқиндин қоллап-қувәтлишиниң нәтиҗиси. Әнди тилни илмий җәһәттин чоңқур өзләштүргинимни «Абай жолы» романидики Әвезовниң тилни қоллиниш алаһидилигини мупәссәл тәтқиқ қилғиним билән бағлаштуримән. Шуңлашқа Абайни, Әвезовни оқумиған қазақ — қазақ әмәс», – дәйду тилшунас-алим. 
Тилшунас-алимниң қетиқинип издинишлири нәтиҗисидә йезилған әмгәклири толуғи билән тил тәғдиригә беғишланди. «Тіл – тәуелсіз ел болашағы», «Қазағым бар да мен бармын» намлиқ мақалилар топлими сөзүмизниң ярқин испати. 200дин ошуқ илмий мақалиниң муәллипи. «Қазақша – түрікше – орысша тілашар» әмгиги, он томлуқ «Қазақ тілінің түсіндірме сөздігі» (1974 — 1986-жиллар) әсәрлирини түзгүчиләрниң қатаридин орун елиши, илмий топламларниң нәширдин чиқишиға ат селишиши мошу йолда төккән тәриниң бошқа кәтмигәнлигини көрситиду. 
 Миллий пәнләр академиясиниң мухбир-әзаси, филология пәнлириниң доктори, профессор, җәмийәт әрбаби Асылы Османни иш-тәҗрибисидики әмгиги 1993-жилдин Министрлар кабинети йенидики Тил комитетиниң Милләт тиллирини тәрәққий әткүзүш башқармисиниң, 1996-жиллири Милләт сәясити бойичә дөләт комитетиниң Дөләт тилини риваҗландуруш, терминология вә ономастика ишлири бойичә Баш башқармисиниң башлиғи болуп ишлигән жилларда ярқин көрүнди. Шу җәриянда егиз минбәрләрдин дөләт тилиниң мәртивисини көтириш мәсилисини оттуриға қоюп, һәрбир сөзини тил тәғдири билән бағлаштуруп сәпләйдиған Асылы Османниң бу паалийитигә рази болуп, өз дәриҗисидә көзиниң тиригидә баһасини берип кәткән көрнәклик җәмийәт әрбаплириниң қәлб сөзлирини диққәт-нәзәримиздин сирт қалдуралмаймиз. 
 Хәлиқ Қәһримани, язғучи Қасым Қайсенов: «Униң барлиқ иш-һәрикитигә сирттин миннәтдар болимән, әнди мошу қериндишимниң пәқәт дөләт тили биләнла әмәс, елимизниң тарихиға, униң ичидә Желтоқсан вақиәсигә ечинидиғанлиғини сәзгәндә, әриксиз көзүмгә яш алимән» десә, академик Рәбиға Сыздық: «...гезит сәһипилирини варақлисиңизму, радио-телевизорни қошсиңизму Асылы сөзләватқан. У пәқәт қазақ тили тоғрисидила әмәс, мустәқил Қазақстанниң актуал мәсилилириниң һәммисидила вәтәнпәрвәрлик роһ билән паалийәтчанлиқ көрситип, өз ой-пикрини очуқ билдүриду. Болупму қазақ тилиға мунасивәтлик пикирлирини җүръәтлик ейтиду. «Қазақ тилини үгинишни рәһбәрләрдин башлаш лазим, дөләт тилини билмәйдиғанларни рәһбәрлик лавазимларға тайинлимаслиқ керәк, чоң әһмийәткә егә жиғинларниң һәммисила қазақ тилида жүргүзүлүши шәрт» дегән пикирләрни тәкрар-тәкрар ейтип һәм йезип жүридиғанму мошу Асылы Осман», дәп тәриплиши тил җанкөйәриниң тил мәйданидики күришиниң рошән көрүнүшидур.
 Академик Салық Зимановниң тәъбири билән ейтсақ, «Асылы қериндишимниң испатланған, чечән сөзлири, гөзәл әдәбий тил билән йезилған мақалилири мәтбуат сәһипилиридә пат-пат йоруқ көрүп туриду. Қазақ тилиниң ғәмхорчиси, маһир тәшвиқатчиси һәм мутәхәссиси болуши тарихта интайин аз учришидиған, һәтта қазақ йеридә илгири-кейин мундақ дәриҗидә учрашмиған һадисә. Шуниң билән биллә қазақ тилини қоллап, бир илмий институтниң атқуридиған ишини өзи ялғуз қиливатиду». Мошу йәрдә академик Шора Сарыбаевниң «...милләт мәсилилири тоғрилиқ сөз қозғилип қалса, Асылы бепәрва қарап турмайду. Униңдин башқа ана тилиға мунасивәтлик мәсилиләрни муһакимә қилиш, һәрхил сөһбәт, мәҗлисләрдә йәнила шу Асылы Османниң сәпниң алдида жүргәнлигини көрүп, миннәтдар болисән» дәп ейтқан пикирлири әриксиз диққәт-нәзәриңни җәлип қилиду. 
«Асылыниң һәқиқий тил җанкөйәри екәнлиги тил мәсилиси «Милтиқсиз мәйданға» чиққан 1990-жиллири ярқин көрүнди. У лавазимлиқ хизмәтләрдә жүрсиму, өзиниң ғемини ойлиғини йоқ, милләт мәнпийити, «қазақ тили» дәп беши ястуққа тәгмәй, һармай-талмай әмгәк қилди, талай минбәрләрдә әймәнмәй, бәс-муназиригә чүшти. У томури бир түркий хәлиқләрниң вәкили сүпитидә тил тазилиғиға, униң келәчәктә йүксилип, кәлгүси әвлатниң һаҗитигә яриши йолида һечнәрсидин тайинмайду, өзиниң әрбаплиқ хислитини, һәқиқий вәтәнпәрвәр екәнлигини көрситишни билди.. Келәчәк әвлатниң  буниң мәзмун-маһийитини жуқури баһалайдиғини сөзсиз», дәп академик Султан Сартаев бекардин-бекар ейтмиса керәк. 
 Ейтиш керәкки, Асылы Осман «Қазақ тілі» мен «Қазақстан мұсылман әйелдері», «Адам құқығын қорғау» җәмийәтлик бирләшмилириниң паалийитигә йеқиндин арилашти. Алмута вилайәтлик Әзәрбәйҗан этномәдәнийәт мәркизиниң, «Мемлекеттік тілге құрмет» бирләшмисиниң рәиси, «Мемлекеттік тіл» җәмийәтлик һәрикити рәисиниң орунбасари хизмитини атқуруп, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси сүпитидә Тунҗа Президентниң «Мемлекеттік тілді дамыту қорының» Васийлар кеңишиниң әзаси болди. Өзи җенидин артуқ яхши көридиған қазақ хәлқи Асылы Османдәк қәйсәр қизини һөрмәтләшни билди. У Җәнубий Қазақстан вилайити Түлкибас наһийәсиниң вә Алмута вилайитиниң Пәхрий граждини аталди. «Достық» вә «Парасат» орденлири, «Қазақстан Конституциясына 10 жыл», «Астанаға 10 жыл» медальлири билән тәғдирләнди. «Мәдениет қайраткері» бәлгүсиниң саһиби. 2004-жили Америкиниң тәрҗимиһал хәлиқара тәтқиқат институтиниң «Дуниядики әң көрнәклик аял» атиғиға сазавәр болди. 
Томури бир түркийтиллиқ хәлиқләр арисида достлуқ билән қериндашлиқни тәрғип қилип, дөләт тилиниң ғәмхорчи-җанкөйәри болуп келиватқан Асылы Осман билән қазақ вә әзәрбәйҗан хәлқила әмәс, бәлки пүткүл қазақстанлиқлар  һәқлиқ йосунда пәхирлиниду.

463 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы