• Муштири топлаш 2022
  • 24 Қараша, 2022

Қериндашлиримизниң сани көпийәтти

Тәғдир тәқәзаси билән ана дияримиздин Җамбул наһийәсиниң Узунағаш йезисиға чиқип орунлаштуқ. Шу вақитта кириллицида оқушни билмисәкму, ана тилимизда «Коммунизм туғи» намлиқ гезитниң барлиғини аңлап, наһайити хошал  болған едуқ. Жиллар өтүп,  биз билидиған әрәп графикиси асасида «Йеңи һаят» гезити йоруқ көрди. Бу қош гезит уйғурниң қош көзигә айланди. 
Ахирқи вақитларда «Уйғур авазиниң» һәрбир йеңи санини оқушни ахирқи бәттин башлайдиған болдум. Чүнки алди билән гезитниң тиражиға көз жүгәртиш, немишкиду, әнъәнигә айлинип қалғанлиғини ейтқум келиду. Жилниң бешида паланчи миң болидудә, айлар өткәнсири, кемийишкә башлайду. «Хәп» дәймән, Немишкә? Бари-йоқи төрт миң тәңгиғу. Раст, бу бәзиләр үчүн кәдимкидәк көп пул болуши мүмкин, амма миллийлигимизни, кимләрниң әвлади екәнлигимизни унтумайли. Һәр жили күз пәсли кәлгәндә, иним Турғанҗанға телефон қилимән. «Қериндашлар, гезитқа йезилдиңларму?» дәймән. Биз әсли йәттә қериндаш. «Өзимиз йезилдуқ» дегинигә қанаәт қилмаймән. Йәттимиз өзимиздин башқа йәнә йәттә қериндашни йезиветәйли дәймән. Қериндашлирим «яқ» демәйду. Бу биз  үчүн әнъәнигә айлинип қалди. Муштирилар саниниң өсүшигә аз болсиму өзимизниң үлүшини қошуватимиз. Қериндашлар қатари көпийиватиду. Аримизда нә-нә милләтпәрвәр, меһир-сахавәтлик инсанлар бар. Уларму, худди бизгә охшаш мошундақ қилса, нур үстигә нур болатти, гезитимиз  оқурмәнлири техиму көпийәтти.
Ташмәһәмәт һаҗим ҒОҖАМИЯРОВ.
Алмута шәһири

476 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы