• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қаңтар, 2024

Җәмийәт әрбабини әскә алди

Алмутида дөләт вә җәмийәт әрбаби Заманбек Нурқадиловниң 80 жиллиғиға беғишланған хатирә чарә-тәдбирлири өтмәктә. 

Насирахун РОЗАХУНОВ,
«Uiğur avazi» 

Униң муваппәқийәтлири, идеялири вә қилған ишлирини әсләш үчүн көплигән қазақстанлиқлар жиғилди. Уларниң арисида тонулған сәясәтчиләр вә дөләт әрбаплири: һәрхил партия вә һәрикәтләрниң вәкиллири, депутатлар корпусиниң әзалири, язғучилар, сәнъәткарлар, тарихчилар вә башқилар бар. Мәрасимда Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң вә Сенат рәһбири Мәулен Әшимбаевниң йоллиған хәтлири оқулди.
Қазақстан Җумһурийити Президентиниң мәтбуат-кативи Берик Уәлиниң сөзичә, Заманбек Нурқадиловниң хатирисигә униң туғулған жутида ядикарлиқ, әнди Алмутида болса, у яшиған өйгә мемориал тахта орнитилиду.
 Мәрасимға кәлгәнләр Заманбек Қалабайоғлиниң Алмута шәһири вә Қазақстанни тәрәққий әткүзүшкә инвестиция җәлип қилғанлиғини, адәмләрни иш билән тәминлигәнлиги, мурәккәп әһвалларда ярдәм қилғанлиғи һәққидә ейтип, өз хатирилири билән бөлүшти.  
 

73 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы