• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қаңтар, 2024

Қазақ тәсвирий сәнъитиниң пешиваси

Шәмшидин АЮПОВ,
«Uiğur avazi»

Чежин — Жетысу вилайити Панфилов наһийәсигә қарашлиқ Җоңғар Алитеғиниң бағриға җайлашқан мәнзирилик йеза. Униңдин сәл нерида, қариси көрүнүп туридиған Хонихай йезиси бар. Һәр иккиси алиқандәкла кичиккинә жут. Бирақ Қазақстанниң хәлиқ рәссами Әбилхан Қастеев билән Қазақстанниң хәлиқ язғучиси Зия Сәмәдидәк бүйүк иҗаткар-намайәндиләр туғулуп өскәчкә, аһалиси уйғур, қазақлардин ибарәт бу қош йезиниң нами көпкә мәлум болуп кәтти. Әйнә шу Чежин йезисида дунияға кәлгән Әбилхан Қастеев үч йешида атисидин айрилип, анисиға қол-қанат болуп жүрүп, әтигән әр йәтти. Қой беқип, йәр һайдап, егиликниң һәрхил қара ишлирида ишлиди. Бош вақитлирида яғачтин һалқа-үзүк, һәйкәлчиләрни ясашқа һәвәс бағлиди. Униң ушбу маһаритини байқиған йезидики қизлар уни иштин қайтқинида күтүвелип, өзлиригә һалқа-үзүкләрни ясап беришини илтимас қилишатти. Күнләрниң биридә у йеза моллисиниң һәйкилини ясаймән дәп хелә дәшнәм йегән екән. 
Әбилхан Қастеев аилиси билән Яркәнткә көчүп берип, шу йәрдә бир байниң малийи болуп ишләйду. Фотограф Саламатов униң гөзәлликкә дегән алаһидә иштияқ-зоқини байқап, ясиған қолһүнәр буюмлирини сүрәткә чүширип, Қизилорда шәһиригә әвәтиду. Қазақ тәсвирий сәнъитиниң асасини салған көрнәклик рәссам әмгәк паалийитини Түрксиб төмүрйолидин башлиған екән. Ениғирақ ейтсақ, төмүрйолниң қурулуш ишлириға ат селишиду. Бош вақит тапсила ташқа рәсим сизиду. Бир күни ташқа сизилған Ленинниң сүритини рәһбәрләрниң бири көрүп қелип, рәссамни Алмутиға оқушқа әвәтиду. У мәктәптә оқушқа башлиғанда 25 яшта еди. Ваһаләнки, униң билимгә дегән хуштарлиғи билән әрәп вә латин йезиғини бемалал өзләштүргини әмәлиятта көп ярдимини тәккүзди. Мәктәп мудири униң рәсим сизишқа дегән иштияқини байқап, Николай Хлудов исимлиқ рәссам билән тонуштуриду. Хлудов Қастеевни өзиниң студиясигә қобул қилип, Йәттисудики көрнәклик рәссамниң дәрисигә қатнишиду. Рәссамниң қизи Гүлдәрия Әбилханқызыниң ейтишичә, Хлудов йеза балисиниң талант-қабилийитигә қайил болған. Шуниңдин кейин тонулған рәссам дости Әубәкир Исмаилов билән биллә Москвадики И.Бродский намидики бәдиий сәнъәт училищесиға оқушқа чүшиду. Дәсләп яқа жутта һаят кәчүрүш оңай билингини билән, кейинирәк у көплигән маддий қийинчилиқларға дуч келиду...
Оқуштин сирт вақитларда рәссам Москвадики мирасгаһ, галереяләрни зиярәт қилип, һәрхил көргәзмиләргә барған. Һәтта күнләрниң биридә рәсим сизип, уни Шәриқ мирасгаһиға сатиду. Рәсимләрни сетивалғучи Әбилхан Қастеевниң ейтқан баһасидин икки һәссә көп баһаға сетивалиду. Бир күнниң ичидә у ятақханисидики һәммә қәризлиридин қутулиду. Бир күни рәссам қаттиқ бетап болуп қалиду. Ахири у ана жутиға қайтиш қарариға келиду. Даваланғандин кейин йеза адәмлири билән биллә озуқ-түлүк елип келиш үчүн Хитайға атлиниду. Қазақ чегаричилири уларни у қатқа өткүзгини билән, у қаттикиләр тутувелип, түрмигә солайду. Шу йәрдә улар аз тамақ йәп, кечә-күндүз тинмай ишләшкә мәҗбур болиду. Бара-бара рәссамниң ағриғи күчийип, орун тутуп йетип қалиду. 
Түрмидин амалини тепип қечип чиққинида, натонуш мөтивәр ярдәм қолини сунған екән. Уни әйнә шу мөтивәр күтүп-беқип, «йеқинлири издәп жүргән болса керәк» дәп һәр күни базарға елип келәттекән. Бир күни әйнә шу базарға Әбилхан Қастеевниң туққини келип, уни елигә елип кетипту. Шу чағда аяли уни тонумай қалған екән. Һәтта «йезидики ақсақалларниң бири болса керәк» дәп егилип тазим қилған. Кейин алдида мүкчийип турған кишиниң йолдиши екәнлигини билип, һөкүрәп жиғлап кетиду...
Әбилхан Қастеевниң аниси Айғанша гиләм, текимәт тоқушқа, кәштә бесишқа маһир аял болған. Әбилхан ушбу хәлиқ сәнъитигә бала вақтидин һәвәс бағлап, анисиға нәқишләрни селишқа ярдәмлишип, қолһүнәрвәнчилигигә вә тәсвирий сәнъәткә мәһлия болуп өсиду. Униң 1930 – 1931-жиллири сизған «Қарындастың портреті», «Автопортрет» намлиқ әсәрлири түп-нусхиға охшашлиғи билән вә қәһриман қияпитини ечишқа дегән тәлпүнүш-интилиши билән пәриқлиниду. У пәйдин-пәй әл-жут һаятиниң түрлүк-түмән нәпәсигә зәң қоюп, тарихий-иҗтимаий өзгиришләргә рәссам көзи билән қарашқа башлайду. Униң «Мектепте» (1930), «Түрксіб» (1932), «Жамбылдың портреті» (1937), «Ескі және жаңа тұрмыс» (1937 — 1941), «Амангелді сарбаздары» (1970), «Жас Абай» (1945) кәби әмгәклири – қабилийәтлик рәссамниң өтмүш билән бүгүнни һәққаний тәсвирлигән бәдиий шәҗирәси. 
Әбилхан Қастеев — туғулған йәрниң гөзәл тәбиитини вә әйнә шу тәбиәтни асриғучи адәмлирини зор илһам билән тәсвирләп берәлигән талантлиқ рәссам. Униң «Биік таулы мұз айдын» (1954), «Гүл ашқан алма» (1958), «Менің Отаным» (1959), «Жайлаудағы авто-дүкен» (1963), «Қапшағай ГЭС-і» (1972) кәби полотнолири эпикилиқ қири һәм һәққанийлиғи билән диққәткә сазавәрдур. 
Әбилхан Қастеев рәссам сүпитидә өзигә хас қолтамғиси биләнла пәриқлинип қалмай, туғулған йери билән өскән елини пәрзәнтлик муһәббәт билән күйләшни билгән намайәндә. У хәлиқ һаятиниң сансиз көрүнүшлири һәққаний тәсвирләнгән миңдин ошуқ бәдиий һәм бебаһа әсәрләрни вуҗутқа кәлтүргән. Шуңлашқа болса керәк, рәссамниң тәвәллуд тапқининиң 100 жиллиқ тойи ЮНЕСКО дәриҗисидә атап өтүлди. Бу — барчә қазақ бәдиий сәнъитигә болған һөрмәт. Мошу аддий, кәмтар мойқәләм егисидин көплигән рәссамлар үлгә-ибрәт алди. Уни «Бизниң устазимиз» дәп етирап қилди. Қастеев — тәсвирий сәнъәтни төргә елип чиққан бәрпакар шәхс. У, ейтишларға қариғанда, бир башлиған картинисини аяқлаштурмай орнидин турмайдиған төзүмлүк һәм ишләмчан адәм болған. Яхши көрмигән адәмлириниң рәсимлирини сизмиған дейишиду. Һәқиқәтәнму, униң мойқәлимигә иликкән адәмниң мәнивий өмри узирип, тарихта қалиду әмәсму. Рәссам дуниядин өтсиму, униң сизған рәсими, умумән, тәсвирий сәнъәт яшавериду. Гәпниң лилласини ейтсақ, рәсимдә тил йоқ, чүшиниш бар. Башқичә ейтқанда, рәсимниң тилиму — тилсиз тил, уни һәрқандақ милләт чүшиниду, һис қилиду. Бирақ һәрхил чүшиниду. Қастеев көрнәклик рәссам Верещагинға охшаш өзиниң көргинини бәдиий рәсимгә көчәргән. Өлмәйдиғини һәм өчмәйдиғиниму мана шуниңда. Рәссамларниң сизған рәсими – келәчәк һаят... 
Әбилхан Қастеев җан-җаниварларни бөләкчә яхши көрәттекән. Болупму у «Жолбарыс» дәп атилидиған иштиға көп көңүл бөлүп, нәзәр ағдураттекән. Рәссамниң жүриги таза һәм назук едикән. Бирнәччә қетим инфарктму апту. Ағриқханидин өйигә елип келиватқан машина бурулуштин көрүнгәндә, алди билән Жолбарыс алдиға жүгрәп чиқипту. Иккиси үнсиз көрүшүпту. Әбилхан Қастеев вапат болуштин бир күн илгири Жолбарысму йоқап кетипту. Яхши ишт өлүгини көрсәтмәйду... Бу йәттә ғәзниниң бири дәйдиған иштниңму ғоҗайининиң өмүрдин өтүшини, әл-жутиниң бир иптихари — талантлиқ оғлидин айриларини ички сезими арқилиқ сезинишиниң бәлгүси әмәсму. 
«Әр кишиниң Худаси ичидә». Бу Әбилхан Қастеевниң сөзи. «Худа бәхит-амәтни һәммә адәмгә бирдәк бериду. Уни тутушни билиш — өзәңниң зиммәңдики иш. Учуруп қойсаң — өзәңдин башқа һечким әйиплик әмәс» дәйду рәссам. Қастеевни Қастеев қилған нәқ мошу мәвқә.
***
Түнүгүн Алмута шәһиридики Әбилхан Қастеев намидики ҚҖ Дөләт сәнъәт мирасгаһида Қазақстанниң хәлиқ рәссаминиң туғулғининиң 120 жиллиғиға беғишланған «Әбилхан Қастеев. Әсир мираси» мавзусида көргәзмә ечилди. Униңда XX әсирниң көрнәклик рәссами иҗадийитиниң эволюциясиниң ретроспективиси тәвсийә қилинған. Экспозициягә Ә.Қастеев намидики Дөләт сәнъәт мирасгаһиниң коллекциясидин 300дин ошуқ бәдиий вә графикилиқ әсәрләр кириду. Рәссамниң һәрбир әсәри — туғулған йәр билән униң адәмлири тоғрилиқ баянлаш, у өзиниң барлиқ иҗадийитини хизмәт қилишқа беғишлиған хәлқиниң яхши вә бәхитлик һаятиға дегән үмүтини билдүрүш. 
Әбилхан Қастеевниң мойқәлимигә мәнсүп болған әсәрләрни «Қаз ССРниң бәдиий шәҗирәси», дәп аташқа болиду. Мәзкүр әмгәкләрдә ХХ әсирдики җумһурийәттә болған, көчмән хәлиқниң әнъәнивий һаят тәризини түп-асасидин өзгәрткән барлиқ муһим тарихий вақиәләр өз ипадисини тапқан.

Қазақстанниң хәлиқ рәссами, хизмәт көрсәткән сәнъәт әрбаби Әбилхан Қастеев 1954 — 1956-жиллири Қазақстан Рәссамлар иттипақини башқурди. Икки қетим Қазақ ССР Алий Кеңишиниң депутати болуп сайланди. Бирқанчә орден вә медаль, пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди. Бүгүнки күндә хәлиқ рәссаминиң әмгәклири Алмута шәһиридики Ә.Қастеев намидики сәнъәт мирасгаһиниң фондида сақлиниватиду. Шундақ екән, көрнәклик рәссам вә униң қалдуруп кәткән бай һәм бебаһа мираси әвлатлар қәлбидә әбәдил-әбәт сақланғуси.
 

110 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы