• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қаңтар, 2024

Су ташқининиң алдини елиш лазим

Өткән дәм елиш күни Алмута вилайитиниң һакими Марат Султанғазиев Талғир вә Әмгәкчиқазақ наһийәлиридики су бесиши ховупи бар зониларда болди. Марат Елеусизоғли Алмута вилайити һакиминиң орунбасари Нуржан Қудайбергенов, Әмгәкчиқазақ наһийәси һакиминиң вәзиписини атқурғучи Ертай Нурмаханов Өрикти йезисини вә Батан сайлирини зиярәт қилип, бу йәрләрдики әһвал билән тонушти. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Мәлумки, Әмгәкчиқазақ наһийәси – тағ бағриға җайлашқан регион болуп, тәвәдә су бесиш ховупи жуқури. Шуңлашқиму бу мәсилә наһийә һакиминиң җиддий назаритигә елинған. Апәтниң алдини елиш мәхситидә барлиқ каналлар қар вә муздин өз вақтида тазилинип туриду. Наһийә рәһбәрлиги ховуплуқ участкиларни дайим арилап, тәкшүрәйду. Һава райиниң иссип кетиши вә тағда жиғилған су тағдики қарниң тез ерип кетишигә тәсирини йәткүзүватиду. Әнди қар вә музларниң тез ериши су ташқининиң йүз беришигә елип келиши мүмкин. Тәвәдә мошундақ ховуп сақланғанлиқтин, Түргән сайлириға вә Есик көлигә турғунлар билән туристларниң өтүши мәнъий қилинди. 
Наһийә һакими пәвқуладдә әһваллар бойичә штабниң паалийитини назарәткә алди. Өстәң йоллири муз, қар, өрүлгән дәл-дәрәқтин тазилинип туруватиду. Турғунлар билән иш жүргүзүлүп, кочилардики ериқларни тазилаш һәққидә агаһландурулуватиду. 
Пәвқуладдә әһвалларниң алдини елиш вә турғунларниң бехәтәрлигини тәминләш мәхситидә мәхсус техника билән җабдуқланған тез механикилаштурулған бригада қурулди. Бу ховупқа тез риайә қилишни вә еһтимал көчкин вақиәләрниң ақивитини азайтишни тәминләйду.
Өрикти – наһийәниң тағ бағриға җайлашқан йезилириниң бири. Бу йәрдә 15 турушлуқ өйни су бесип кетиш ховупи бар участка моҗут болған. Турғунларниң илтимаслири билән ушбу участкидики әһвални өз көзи билән көрүш нийитидә наһийәгә кәлгән Марат Султанғазиевқа Ертай Нурмаханов мәсилиниң наһийәлик рәһбәрлик тәрәптин һәл болғанлиғини йәткүзди. Вилайәт һакими йезидики мәктәпни хейим-хәтәрдин сақлап қелиш үчүн йол бойиға тротуарлар селишни тапшурди.
Қазақстан Җумһурийити Пәвқуладдә вәзийәтлар министрлиги «Қазселезащита» мәһкимиси Алмута вилайәтлик шөбисиниң рәһбири Ғалымжан Баймаханов вилайәт һакимиға Есик дәриясиниң сүйини турақлаштуруш бойичә мәлумат бәрди. Униң ейтишичә, бу йәрдә ериған суни еқитидиған турақлаштуруш канилини селиш һаҗәт. Марат Елеусизоғли җөндәш вә дәрия яқилирини чиңитиш ишлириға лайиһилик-сметилиқ һөҗҗәтниң мәбләғ мәсилисини һәл қилишта ярдәм көрситишкә вәдә бәрди.
Батан сейида тосма селиш үчүн аҗритилған участка һәққидә мәсилә көтирилди. Бу мәхсәттә дөләт тәрипидин йәр бөлүнгән. Амма, мәлум болушичә, ушбу участка Или-Алитағ дөләт миллий тәбиий паркиға тәәллуқ. Булту 14-апрель күни мошу йәрдә көләми 52 800 кубометрлиқ су көчкини жүрди. Шуңлашқиму тосмидин башқа бу йәрдә тоннельниң қурулуши, шундақла йолларда транспортни қардин қоғдайдиған вә қарни йеза егилигидики мәйданларда тутуп туридиған қурулумларни орнитиш реҗиләнгән. 
Марат Султанғазиев саһа рәһбәрлири билән хадимларға су ташқиниға қарши ишларни назарәткә елип, уни болдурмаслиқниң алдини елишни тапшурди. 

Әмгәкчиқазақ наһийәси, Алмута вилайити
 

576 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы