• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қаңтар, 2024

Чоң җавапкәрлик жүкләйду

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Биз илғар пикирлик милләт сүпитидә пәқәт алға интилишимиз керәк» намлиқ сөһбитини оқуп чиқиш җәриянида уни программилиқ чоң мақалә ретидә қобул қилдим. Чүнки елимиз Президенти өз сөһбитидә Қәһритан вақиәси, елимиздики сәясий, иҗтимаий-ихтисадий әһвал, Конституция, қобул қилиниватқан қанунлар һәққидә очуқ пикирлирини билдүрди. Шундақла келәчәктә әмәлгә ашурулидиған иш-реҗиләр, сәясий реформилар һәққидә ейтилған. Җәмләп ейтқанда, барлиқ саһаларни тәрәққий әткүзүш үчүн ислаһатларни жүргүзүшни тәклип қилип, һәрбиримизни ойландуруватқан мәсилиләр һәққидә ейтип бәрди. 
 Өзәм саламәтликни сақлаш саһасида ишлигәчкә, сөһбәттики ушбу саһани тәрәққий әткүзүш үчүн елип бериливатқан ишларға тохталғум кәлди. Шуни мәмнунийәт билән тәкитләш керәкки, медицина хадимлири билән мәктәптә, колледжда, балилар бағчилирида ишләйдиған педагогларниң мааши өсти. Беваситә медицина саһаси Дөләт рәһбириниң һәрбир Мәктүбидә алаһидә диққәткә егә болуп, мәзкүр сөһбәттиму давамини тапқан. Болупму йеза-авуллуқ җайларда амбулатория, фельдшерлиқ-акушерлиқ пунктларни селип, уларни заманивий әсвап-үскиниләр билән җабдуш охшаш көрсәтмә-вәзипилири әмәлгә ашмақта. Хошна Хитай Хәлиқ Җумһурийити билән чегаридаш Панфилов наһийәсидиму селиниватқан чоң-кичик медицина мәһкимилири сөзүмизниң испати. Йеңи 2024-жил һарписида наһийәлик тез ярдәм станцияси йәнә бәш тез ярдәм машиниси билән толуқтурулса, икки йезида йәни Ақарал вә Ақкәнт йезилирида медицинилиқ пунктлар пайдилинишқа берилди.
Әнди келәр жилдинму үмүтимиз зор. Наһийәдики йеза турғунлири үчүн йәнә 6 фельдшерлик-акушерлиқ пункт билән 5 давалаш амбулаториясини селиш вә Яркәнт шәһиридики туғутханини мурәккәп җөндәштин өткүзүш ишлири қолға елинмақчи. Наһийә хәлқиниң саламәтлигини сақлаш, яхшилаш мәхситидә йәниму бирқатар ишлар әмәлгә ашурулидиған болиду. Бу, әлвәттә, биз, саһа хадимлириға, чоң җавапкәрлик жүкләйду. 
Марат АБУБӘКРИЕВ,
Панфилов наһийәлик ағриқханиси хирургия бөлүминиң башлиғи 
Жетысу вилайити 
 

568 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы