• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қаңтар, 2024

Мустәқилликниң һули – бирлик

Дөләт рәһбириниң «Eqemen Qazaqstan» гезитиға бәргән сөһбити һазир җәмийитимиздә қизғин муһакимә қилиниватиду. Хәлиқ Дөләт рәһбириниң ейтқан пикирлирини толуқ қоллимақта. Сөһбәттә елимизниң ички вә ташқи сәяситиниң әһмийәтлик тәрәплири тәһлил қилинған. Болупму 2022-жили йүз бәргән қәһритан вақиәлиригә объектив баһа берилгән сөһбәт давамида Қасым-Жомарт Тоқаев гражданлар һоқуқлири билән әркинликлирини һимайә қилишниң, дөләт органлириниң паалийитиниң, кадр сәяситини әмәлгә ашурушниң муһим мәсилилири ейтилди. Президент җәмийәттә яшларниң ролиға алаһидә көңүл бөлди.
 Президент ейтқинидәк, 2023-жили елимиздә муһим вақиәләр йүз бәрди. Асасий сәясий ислаһатлар аяқлишип, Конституциялик сот ишини башлиди, Мәҗлис вә һәрхил дәриҗидики мәслиһәтләр депутатлириниң сайлими өтти. Биз мошу җәриянларға гувачи болдуқ һәм паал қатнаштуқ. Шундақла биз адил вә риқабәткә қабил ихтисатни қурушқа кириштуқ. Шәхсән өзәмни, йәни тиҗарәтчи сүпитидә, мәмликитимизниң ихтисадий тәрәққиятиниң йөнилишлири тоғрилиқ ейтқан пикирлири хошал қилди. Президент елимизниң ихтисадий тәрәққиятиниң асасий мәхсәтлириниң бири – 5 жил ичидә ички умумий мәһсулат дәриҗисини икки һәссигә ашуруштин ибарәт екәнлигини алаһидә қәйт қилди. Йәни 2029-жилғичә Қазақстанда чиқирилған ички умумий мәһсулат 450 миллиард долларға йетиши лазим. Демәк, бу бәш жил ичидә һәрбир қазақстанлиқниң тапавити икки һәссигә ашиду дегәнликни билдүриду. Қошумчә қилсам, Президент бу һәққидә өзиниң өткән жили сентябрь ейида Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә һәртәрәплимә тохталған еди. 
 Әлвәттә, мошу мәхсәтләргә йетишниң асасий һәрикәтләндүргүчи күчи – хәлиқ екәнлиги ениқ. Шундақла елимиздики бирлик, течлиқ, милләтләрара разимәнлик. Мошу қәдрийәтләр мустәқиллигимизниң мустәһкәм һули вә тәрәққиятимизниң асаси. Бу турғудин қариғанда, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң җәмийәттә ойнаватқан роли техиму ашиду. Ассамблея тәркивидики миллий мәдәнийәт мәркәзлириниң паалийити нәқ мошу қәдрийәтләрни тәшвиқ қилиш, яшларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләш вә башқиму әһмийәтлик ишларға қаритилған. 
 Умумән, сөһбәт давамида нурғун мәсилиләр ейтилди. Дөләт рәһбири җәмийитимиздики муһим соалларға һәртәрәплимә вә ениқ җавап бәрди.

 Долқунтай АБДУХЕЛИЛ, 
ҚХА Кеңишиниң әзаси, 
ҖУЭМ рәиси 

619 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы