• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қаңтар, 2024

«Миллий фонд – балиларға» яки Муһим йәттә соалға җавап

 Мәлумки, адәм капиталини тәрәққий әткүзүш – милләт сүпитини ашуруп, җәмийәтниң йүксилишигә тәсир қилидиған йөнилиш. Шу турғудин қариғанда, яш әвлатқа дөләт тәрипидин ғәмхорлуқ көрситилиши әһмийәтлик екәнлиги сөзсиз. Тәкитләш лазимки, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти өзиниң «Адаләтлик җәмийәт. Бирпүтүн милләт. Бәрикәтлик җәмийәт» мавзусида Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә «Миллий фонд – балиларға» программисини җарий қилди. 

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

«Биз Конституциямиздә йәр вә тәбиий ресурслар хәлиқниң мүлки дегән асасий қаидини бәкиттуқ. Бу – қуруқ сөз әмәс. Бу – барлиқ ислаһатларниң асаси. Һәрбир аилә елимиз пайдилиниватқан миллий байлиқниң пайдисини көрүши керәк. Шуңлашқа елан қилинған Балилар жилиниң даирисидә «Миллий фонд – балиларға» намлиқ тамамән йеңи программини әмәлгә ашурушни муһим дәп һесаплаймән. Миллий фондниң һәр жилдики инвестициялик кириминиң 50 пайизини балиларниң мәхсус топлаш һесап-чотиға авдурушни тәклип қилимән. Мәбләғ һәр бала 18 яшқичә толғичә авдурулуп туриду. Топланған мәбләғ балилар камаләт йешиға толғандин кейин уларниң турушлуқ өй яки билим елишиға хәшлиниду. Бу мәбләғ яш әвлатниң чоң һаятқа қәдәм ташлишиға имканийәт бериду. Фонд, һәқиқәтәнму, миллий мәртивигә егә болуп, хәлиқ үчүн хизмәт қилиду», – дәп тәкитлиди Президент. 
 Мәзкүр программа бийил, йәни 2024-жили 1-январьдин башлап ишқа қошулди. Бизгә «Программиға қатнишиш үчүн немә һаҗәт? Мәхсус һесап-чот қәйәрдә ечилиду? Топланған мәбләғни қәйәргә хәшләшкә болиду?» дегән охшаш соаллар билән мураҗиәт қиливатқан гезитханлиримиз нурғун. Биз төвәндә асасий йәттә соалға җавап беришни тоғра көрдуқ.
1.    Программиға кимләр қатнишиду?
18 яшқа толмиған, йәни 2006-жили вә униңдин кейин туғулған Қазақстан граждини һесаплинидиған һәрбир бала «Миллий фонд – балиларға» программисиға қатнишиду. Мәбләғни 18 яшқа толғандин кейинла алалайду. Чәт әлгә көчүп, Қазақстан гражданлиғидин баш тартқан балиға Миллий фондтин мәбләғ төләнмәйду. Чәт әлдә яшисиму, Қазақстан гражданлиғини өзгәртмисә, униң һесап-чотиға камаләт йешиға толғичә мәбләғ авдурулиду.
2.    Ата-ана балисиға һесап-чот ечиши һаҗәтму?
Ата-аниға балиси үчүн eGov порталида тиркилишниңму, иккинчи дәриҗилик банкта һесап-чот ечишниң һаҗити йоқ. Бала тоғрилиқ мәлуматлар Дөләтлик әхбарат фондиға дурус киргүзүлсә, у вақитта бу программиға автоматлиқ рәвиштә қатнишиду. У мәбләғ чүшидиған мәхсус һесап-чот автоматлиқ рәвиштә ечилиду. Шундиму ата-ана балисиниң төвәндики мәлуматлирини тәкшүргини дурус болиду:
а)балиниң шәхсини гуваландуридиған һөҗҗәтни (балиларниң гражданлиғини ениқлаш үчүн) елиши һаҗәт;
ә) мәлуматларниң бар-йоқлуғини вә дуруслуғини тәкшүрүш, камаләткә толмиған балиниң исим-фамилияси, шәхсий гуваландуриған номери (ИИН), гражданлиғи;
б) eGov-та шәхсий кабинетқа кирип, «балилар тоғрилиқ мәлуматлар» бөлүмидә балилар тоғрилиқ мәлуматларниң бар-йоқлуғини тәкшүрүш һаҗәт.
3.    Миллий фондниң тапавити қандақ һесаплиниду?
Һәр жилдики авдурулған мәбләғни һесаплаш үчүн Миллий фондниң ахирқи 18 жилдики оттура инвестициялик кирими һесапқа елиниду. Фондқа чүшидиған инвестициялик тапавәтниң 50 пайизи һәр жили 18 яшқа толмиған балиларниң шәхсий һесап-чотлириға авдурулуп туриду. Бала 18 яшқа толғичә топланған мәбләғ Миллий фондта сақлиниду вә уни Миллий банк һәрхил мәбләғ васитилиридә пайдилиниду. Униңдин чүшкән инвестициялик тапавәтму балиларниң һесап-чотиға қошумчә чүшүп туриду.
4.    Мәбләғни қәйәргә хәшләшкә болиду?
Миллий фондниң тапавитидин топланған мәбләғни 18 яшқа толғандин кейин икки мәхсәттә пайдилинишқа болиду:
а) Турушлуқ өй сетивелиш яки турушлуқ өй әһвалини яхшилаш. Бу вақитта өйни пәқәт Қазақстанда сетивелишқа рухсәт берилиду.
ә) Билим елиш. Бала чәт әлдә билим алимән десә – мәбләғни пайдилинишқа чәклимә қоюлмайду. Вәтәнлик алий оқуш орунлири билән бирқатарда чәт әлдики университетларда оқушқа имканийәт бар.
Қанунда мәбләғни давалиниш үчүн пайдилиниш қараштурулмиған.
5.    Мәбләғни пайдиланмиса, Миллий фондқа қайтуруламду?
Бала 18 яшқа толғандин кейин топланған мәбләғни алмиса, у вақитта мәбләғ 10 жил давамида һесап-чотта сақлиниду. Он жилниң ичидә мәбләғни алмиса, у вақитта шу адәмниң пенсия һесап-чотиға әвәтилиду.
6.    Топланған мәбләғни қандақ алиду?
18 яшқа толғандин кейин һесап-чотқа топланған мәбләғни елиш үчүн вакаләтлик операторларда, йәни иккинчидәриҗилик банклар яки «Қазпоштида» мәхсус һесап-чот ечиш керәк. Униңдин кейин eGov порталида һаҗәт илтимас бериду. Шу илтимас арқилиқ пенсия фондида топланған мәбләғ униң мәхсус һесап-чотиға авдурулиду. Мәбләғниң қандақ мәхсәттә пайдиланғанлиғини вакаләтлик операторлар тәкшүрәйду. Һесап-чоттики мәбләғ АҚШ доллири билән һесаплиниду вә 18 яшқа толғанда, мәбләғни банктики һесап-чотиға доллар биләнму, тәңгә биләнму авдуралайду.
7.    Һесап-чотқа мәбләғ чүшкән-чүшмигәнлигини қандақ тәкшүрәйду?
Ата-анилар һесап-чотқа мәбләғ чүшкән-чүшмигәнлигини Бирпүтүн пенсия топлаш фондиниң сайтидин тәкшүрәләйду. Униң үчүн балиниң шәхсий гуваландуридиған номерини (ИИН) киргүзсә купайә. Бирнәччә жилға чүшкән мәбләғни көрүш үчүн eGov порталидики шәхсий кабинетқа кириш керәк. 
 

570 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы