• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қаңтар, 2024

Қазақстанлиқ арғимақ ғалип чиқти

«Қабирхан» тәхәллуслуқ қазақстанлиқ арғимақ Дубайниң Мейдан ипподромида өткән аммибаплиққа егә мусабиқидә биринчи орунни егилиди. 

Насирахун РОЗАХУНОВ,
«Uiğur avazi» 

Дубайниң Мейдан ипподромидин мусабиқиниң алтинчи күни қазақстанлиқ ишқивазлар үчүн һәқи­қәтәнму йе­ңижиллиқ мәйрәмгә айланди.
Икки миң метр­лиқ мусапигә 13 арғимақ қатнашти. Уларниң арисида нишанға «Қабирхан» биринчи болуп кәлди.
“Қазақстанниң «Қабирхан» арғимиғи Дубайда өткән дуниявий турнирда биринчиликкә егә болди. Бу аләмшумул вақиә”, – дәп язиду ат спорти ишқивазлириниң бири.
Әнди арғимақ икки һәптә дәм алғандин кейин «Al Maktoum Challenge» мусабиқисиниң иккинчи басқучиға қатнишиду. Мәлумки, турнирниң мукапат фонди 100 миң дирхамни (25 миллион тәңгигә йеқин) тәшкил қилиду.

660 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы