• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2024

Наваий һөрмитигә беғишланған мәшрәп

Өткән шәнбә күни Челәк тәвәлик «Үмүт» мәшрәп әһлиниң новәттики мәшриви өтти. У өткән мәвсүмдә хәлқимизниң урпи-адәт вә рәсим-қаидилиригә беғишланған болса, бийил Маливай жут-җамаитиниң саһипханлиғида улуқ мутәпәккүр вә шаир Әлишер Наваийниң һаяти вә паалийитигә беғишланди. 
Мәшрәпниң беги Мурат Ибрагимов уни киришмә сөз билән ачқандин кейин Маливай жутиниң ақсақили Иминҗан Юнусов, Маливай йеза округиниң һакими Санат Нарымбаев, Челәк региониниң баш жигитбеши Һебибуллам Абдуллаев, Варшава шәртнамиси вә Германиядики Кеңәш әскәрлири топиниң Әмгәкчиқазақ наһийәси бойичә рәиси Майдин Абдуллаев, җумһурийәтлик Яшлар мәшривиниң беги Руфат Аблизов сөзгә чиқти. Улар җәмийитимиздики муһим мәсилиләр әтрапида ой-пикирлири билән бөлүшти. 
Адәттикидәк, мәшрәп өз қаидә-йосунлири асасида өтүп, дәсләп Ә.Наваий һәққидә әтраплиқ доклад оқулди. Асасий мәхсәт, бүйүк әлламаниң бебаһа төһписини яш әвлатниң бойиға сиңдүрүш болғанлиқтин, мошу мавзу тоғрилиқ әтраплиқ сөз болди. Мәшрәптә Әквәрҗан Нурхалиқов билән Ялқунҗан Тайировниң хуш чақчақлири әвҗигә чиқти. Бу күни сәнъәткарлар жути аталған Маливай йезисидин чиққан Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялиқ Уйғур музыкилиқ-комедия театри «Нава» фольклорлуқ ансамблиниң нахшичиси, яш муқамчи Мехрат Рәхмәтҗан, «Тәңритағ» миллий чалғу ансамбли, «Шатлиқ» эстрада ансамбли вә Маливай оттура мәктиви сәнъәт өмигиниң һәвәскарлири өзлириниң йеқимлиқ нахша-сазлири билән көпчиликкә арамбәхш дәмләрни һәдийә қилди. 
Ахирида Ришат Җамалов рәһбәрлигидики мәшрәп әһли сөз елип, саһипханларға, жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға миннәтдарлиқ билдүрди вә новәттики мәшрәп тизгинини Ғәйрәт «оттуз оғлиға» тапшуруп бәрди.

Рафидин СӘВИРДИНОВ.
 

142 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы