• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2024

«Даробоз» шуғуллиниду

  Тәвәдә сағлам һаят тәризигә әмәл қилип, спортниң һәрхил түрлири билән шуғуллиниватқан өсмүрләрни һәр күни дегидәк учритимән. Дүмбисигә спорт кийимлири селинған мәхсус сумкисини есип, у ян-бу ян өтүватқан балилар мениңла әмәс, уларни көргән һәрқандақ кишиниң зоқ-һәвәсини қозғайду. Бәзән улар билән сөһбәтлишипму кетимән. Чүнки кичигидинла тәнтәрбийә билән шуғуллинип, сағлам болушни мәхсәт қилған уларниң келәчигидин устазлири билән ата-анилири чоң үмүтләр күтиду.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Uiğur avazi» 

Шундақ екән, йеқинда спорт ишқивазлири билән уларниң ата-анилирини хошал қилип, Яркәнт шәһиридики Әмгәкчи мәһәллисидә йеңи спорт комплекси ечилип, пайдилинишқа берилди. Бу комплексни бирнәччә дүркүн дуния чемпиони, мәшиқләндүргүчи Ильшат Һосманов билән Асхат Бурашев селип, ишқа қошти. Көптин бери кардин чиқип, тозуп кәткән Мәдәнийәт өйи әндиликтә спортчиларниң сөйүмлүк маканиға айланди. Мәзкүр комплексниң ечилишиға тәвә жут-җамаәтчилиги қатнишип, спорт ишқивазлири билән уларға мүмкинчилик яритип бәргән жигитләргә иллиқ тиләклирини изһар қилди. 
— Яркәнт тәвәсидә меценатлар тәрипидин селиниватқан 9 нишан бар. Ушбу спорт комлекси – шуларниң биридур. Келәчәк егилири һәртәрәплимә қабилийәтлик, илғар ойлуқ, билимлик, сағлам болуши керәк. Һә, Ильшат өзи йүзлигән спортчиларни тәрбийилиди. Униң изини бесиватқан қиз-жигитләр елимизниң көк Байриғини чәт әлләрдә егиз көтирип, һәммигә үлгә болмақта. Өзи спортчи-мәшиқләндүргүчи жигит тәрбийиләватқан мәшиқләндүргүчилиридин үмүтимиз зор. Мәзкүр спорт клубидин чемпионларниң йетилип чиқишиға тиләкдашмиз. Өткән жили Пәнҗим вә Чоң Чиған йезилирида һөкүмитимиз тәрипидин спорт комплекслири селинған болса, әнди Үчарал вә Көктал йезилирида бу хилдики спорт беналири қәд көтәрмәкчи, — деди наһийә һакими Марат Сағымбек.
«Даробоз» дәп аталған комплекста һазир 120 бала спортниң грек-рим күриши, шахмат, волейбол охшаш түрлири билән мәшиқлиниду. Шундақла униң ичидә җай-җайлардин кәлгүчиләр үчүн 16 орунлуқ хостел, кафетерий вә ашхана бар.
Жетысу вилайити,
Панфилов наһийәси 
 

133 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы