• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2024

Почта хизмити қачан җөндилиду?

Мана, бу жилни биз 20 миңдин ошуқ муштири билән башлидуқ. Бу миллий нәширләр арисидила әмәс, бәлки мәлум дәриҗидә елимиз бойичә рекорд десәкму болиду. Әлвәттә, бу көрсәткүчкә гезитимизниң җанкөйәрлириниң, җай-җайлардики җәмийәтлик ишлар активистлириниң ярдими түпәйли йәттуқ. Бу утуқ бизни илһамландуриду, шуниң билән биллә чоң җавапкәрлик жүкләйду.

 Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi» 

Тәкитләш лазимки, муштири топлаш мәвсүми башланғанда, гезитимиз хадимлири нурғун учришишлар өткүзди, хәлиқниң тәләп-еһтияҗлирини һәртәрәплимә тәһлил қилип, чоңқур үгәнди. Шундақла айрим камчилиқларни ениқлиди. Болупму муштириларниң почта хизмитигә болған шикайәтлири нурғун болди. Әлвәттә, һәммә җайда почта хизмити начар ишләйду, дәп ейтишқа болмайду. Наһийәләрдә, йезиларда почта хизмитигә һечқандақ әризә-шикайәтләр йоқ. Почта хадимлири гезит-журналларни муштириларға өз вақтида йәткүзүватиду. Шуңлашқа уларниң хизмитидин әл рази.
 Әнди Алмута шәһиридики айрим почта бөлүмлиридә камчилиқлар бар. Шәхсән өзәм Жетысу наһийәсидә туримән. Наһийә Алмутидики уйғурлар зич яшаватқан наһийәләрниң бири болуп һесаплиниду. Биз туруватқан микрорайонға 14-почта бөлүми хизмәт көрситиду. Бу бөлүм Қарасу, Кемел, Айнабулақ, Һөҗҗәт микрорайонлириға, Султанқорған мәһәллисиниң бир бөлүгигә, Бөкейханов кочилириға хизмәт көрситиду. Булту мошу районда «Уйғур авази», «Азия бүгүн», «Или вадиси» гезитлириға йезилған 1500дәк муштири болди. Өткән жилниң биринчи йеримида гезит-журналларни йәткүзүштә һечқандақ проблема болмиди. Һәммиси өз вақтида йәткүзүлди. Амма июль ейидин башлап муштирилар гезитларни кечиктүрүп елишқа башлиди, һәтта ейиға бир қетим алидиған болуп қалди. Әлвәттә, бу әһвал муштирилиримизниң наразилиғини пәйда қилди. Гезит рәһбәрлири бу мәсилини һәл қилиш үчүн «Қазпошта» акционерлиқ җәмийитиниң намиға бирнәччә қетим хәт йоллиди. Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәһбәрлири билән бирнәччә қетим учрашти. Шундақла Жетысу наһийәсиниң баш жигитбеши Рамиль Шәриповниң уюштуруши билән муштирилар намидин хәт тәйярланди. Бу мәсилигә һәтта Мәжлис депутатлириму арилашти. Қошумчә қилиш керәкки, мәзкүр проблема пәқәт уйғур тилида чиқидиған гезитларғила әмәс, бәлки барлиқ қазақстанлиқ нәширләргә тәәллуқтур. Демәкчи болғинимиз, биз бу мәсилини һәл қилиш үчүн барлиқ имканийәтләрни сәпәрвәр қилишқа тириштуқ. Шәхсән өзәм, 14-почта бөлүминиң хадимлири билән бирнәччә қетим учришип, әһвални ениқлидим. Улар дәсләп «хизмәт көрситидиған территория наһайити кәң, макан-җайлири ениқ көрситилмигән, гезитларни салидиған почта ящиклири йоқ» дегәнгә охшаш банә-сәвәпләрни ейтишти. Бирақ һазир кочиларға йәрлик һакимийәт өйниң номери, коча нами йезилған тахтайчиларни, жигитбашлириниң уюштуруши билән муштирилар почта ящиклириниму орнатти. Йәни почта хадимлири қойған тәләпләрни орунлашқа тириштуқ. Амма улар әнди «биздә почтальонлар йетишмәйватиду» дегән банини тапти. Шундақла йеңи жилда моҗут проблемини һәл қилишқа вәдә беришти. Әлвәттә, мәзкүр мәсилә жуқурида аталған жутларда муштирилиримизниң саниниң қисқирап кетишигә елип кәлди. Бултур бу йәрдә пәқәт «Уйғур авази» гезитиниң муштирлириниң сани 807 болған, бийил уларниң сани 607гә аранла йәтти. Демәк, 200гә кемиди.  Шуниңға қаримай, миллий мәдәнийитимиз җанкөйәрлири муштири топлаш ишини яхши уюштурди. 
 Мана, йеңи жилму кирди. Почта хадимлириниң бәргән вәдиси шу йәрдила, йәни кона жилда қалди. Бу йәрдә биз, әлвәттә, Алмутидики 14-почта бөлүмини нәзәрдә тутуватимиз. Йеқинда Илпат Руниев исимлиқ муштиримиз бизгә хәт йоллиған екән. Уни төвәндә өз әйни бойичә бериватимиз. Шуңлашқиму грамматикилиқ хаталириға, тиниш бәлгүлиригә әмәс, мәзмуниға диққәт ағдурушуңларни сораймиз.
«Һөрмәтлик гезит редакторлири! Бийил мән өзәм шәхсән 3 гезитқа йезилдим. «Уйғур авази», «Азия бүгүн» вә «Или вадиси». Жигитбашлар өйму-өй кирип гезитларға муштири топлаш ишлирини үнүмлүк аяқлаштурди. Жигитбашлиримизға вә Ханим-қизлар рәислиригә апирин! Әнди келип, бийилму бултуқи охшаш гезитлиримизниң гезитханниң өйлиригә өз вақтида йәткүзүш проблемиси йеңи жилниң бешида йәнә башланди. Қайваққичә жигитбашлар вә жут активистлири почтальонниң ишини атқуруп жүриду? Жигитбашлириниң вә жут активистлириниң башқа жут ишлири азмеди? Һөрмәтлик гезит редакторлири миллий гезитлиримизниң гезитханларға тәйярлап чиқирип бериш умумий ишимиз вә бу җавапкәрчиликтин һечким қачалмайду. Бирақ жигитбашлири өзлиригә берилгән җавапкәрлигини ада қилип болди, дәп ойлаймән. Әндики силәрниң ишиңлар пәқәт гезитқа материал топлап, типографиядин чиқириш билән чәкләнгән әмәсту?! Бизгә муштири топлашқа қандақ тәләпләрни қойған болсаңлар, почта хадимлиридин шундақла гезитханға йезилған гезитлирини вақтида өйлиригә апирип беришни немишкә соримайсиләр?! Почта хадимлири гезит-журналларни тарқитиш үчүн ахча алиду. Шу алидиған иш һәққини һалал ишләп алмамду? Әгәр бийилму гезитханларға вақти-вақтида гезитларни тапшуруп берәлмисәк, келиватқан жили муштири топлаш техиму қийинға чүшиду. Салам билән Илпат Руниев». 
Униңдин ташқири башқа муштирилиримиздинму шундақ әризә-шикайәтләр кәлди. Биз йәнә 14-почта бөлүмигә бардуқ. Өзини Зоя Йүсүпова дәп тонуштурған хадим әһвални төвәндикичә чүшәндүрди.
— Һәқиқәтәнму, биз хизмәт көрситидиған территория наһайити кәң. Мәсилән, Палладин кочисиниң қәйәрдин башлинип, қәйәрдә түгәйдиғанлиғини һечким билмәйду. Шуңлашқа почтальонлар бу йәргә келиштин баш тартиду. Кәлсиму бир-икки ай ишләйдудә, иштин кетиду. Қошумчә қилсам, почтальонлар пәқәт гезит-журналларнила тарқатмайду, шундақла телеграмма, посылка вә башқиларниму йәткүзиду. Бәзидә көтиридиған жүкимиз еғир болуп кетиду. Һазир биздә үч почтальон йетишмәйватиду. Әгәр иш издәп жүргәнләр болса, бизгә йолуқса болиду. Амма айлиқ маашимиз аз. Мәсилән, мән барлиқ төләмләрни тутуп, қолумға нәқ 95 миң тәңгә алимән. Униң 5 миң тәңгисини телефонға селишим лазим, чүнки алақә дайим болуш шәрт. 7 миң тәңгигә бир айлиқ йол жүрүш билетини алимән. Қосиғимиз бар дегәндәк. Шундақ қилип, маңа 75 миң тәңгә қалиду. Қошумчә рәғбәтләндүрүш, транспорт билән тәминләш йоқ. Қар-ямғур яғсиму, җудун-чапқун болсиму, почта хизмитини көрситишиң лазим. Әлвәттә, һәрқандақ ишниң өзигә хас қийинчилиқлири болиду. Бизниң иҗтимаий мәсилилиримизни һәл қилидиған вақит аллиқачан кәлгән болса керәк. Һазирчә шуниңға үмүт қилип олтиримиз. Әлвәттә, гезит муштирилириниң тәләплири орунлуқ. Чүнки улар өзлириниң сөйүмлүк нәширлирини өз вақтида елиши лазим. Бизму тиришиватимиз. Бәзидә жутларниң жигитбашлири билән келишип, гезитларни бир макан-җайға йәткүзүватимиз. У йәрдин өзлири тарқитиватиду. Бирақ бу мәсилини һәл қилишниң йоли әмәс. Мәсилини рәһбәрләр қолға елиши шәрт. Шәхсән өзәм, имканийитимниң баричә, мошу кочилардики муштириларға гезитни йәткүзүп беришкә тиришиватимән. Маңа буниң үчүн һечким мәбләғ төлимәйду.
 Көрүп туримизки, почта хизмитидики айрим камчилиқларни, болупму аддий почтальонларниң иҗтимаий шараитини яхшилимай, мәсилини һәл қилиш мүмкин әмәстәк көрүниду. Бу җиддий мәсилини биз почта хизмитиниң чоң рәһбәрлиригә, шундақла өзимизниң рәһбәрлиригә йәткүздуқ. Иҗабий һәл қилинидиғанлиғиға үмүт қилимиз.
ТӘҺРИРАТТИН: мәзкүр мақалә гезитқа тәйярлиниватқанда биз, «Қазпошта» АҖ Алмута шәһәрлик шөбиси рәһбәрлигидин мундақ җавап алдуқ: 
— «Қазпоштиниң» Алмута шәһири 14-почта бөлүмидики гезит-журналларни таритиш мәсилисидин бизниңму хәвиримиз бар. Бу һәққидә мәзкүр бөлүмниң хадими жуқурида тәпсилий чүшәндүрүп ейтипту. Почтальон йетишмәйватқини раст. Бу мәсилә бойичә  төвәндики тәклипни бәрмәкчимиз. 
Биздә «төмүр ящик» (опорный ящик) дегән нәрсә бар. Уларни биз, ямғур өтмәйдиған, йәни бирлири бузуп елип кәтмәйдиған йәрләргә орнитип беришкә тәйяр. Шуниңдин  елип, тарқитиш асан болиду.  Мошу иш билән шуғуллинидиған адәмләр болса, биз уларға келишим-шәрт асасида һәрбир гезит үчүн 12 тәңгидин төләшкә тәйяр. Һазирчә мәсилини һәл қилишниң буниңдин башқа йолини көрмәйватимиз.                                                                    

94 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы